Түркийә әскишәһәрдә чақирилған “1 - нөвәтлик хәлқара балилар оюнлири вә оюнчақлар тәтқиқати” намлиқ йиғинда уйғур оюнлириму тонуштурулди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.05.15
turkiye-balilar-oyuni-yighini.jpg Түркийә әскишәһәрдә чақирилған “1 - нөвәтлик хәлқара балилар оюнлири вә оюнчақлар тәтқиқати” намлиқ йиғиндин бир көрүнүш
RFA/Erkin Tarim


Түркийәниң әскишәһәр шәһири османғази үниверситетида чақирилған “1 - нөвәтлик хәлқара балилар оюнлири вә оюнчақлар имий муһакимә йиғини” рәсмий башланди. Йиғинға оттура ася түркий җумһурийәтлири, русйә федератсийәсидики түркий милләтләр, кафказийә, балқанлар, ирақ, иран вә түркийәдин көп санда фолклор тәтқиқатчиси қатнашмақта. Уйғурлардин измир әгә үниверситети түрк дуняси тәтқиқат иниститути оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди қатнашти вә “уйғур балилири оюнлири” мавзулуқ илмий доклатини бәрди. У, доклатида уйғурлардики оюнларниң қәдимдин тартип ойнилип кәлгәнликини, униң уйғурларниң миллий кимликини шәкилләндүрүштики әһмийити тоғрисида тохталди.

“1 - нөвәтлик хәлқара балилар оюнлири вә оюнчақлар илмий муһакимә йиғини” ниң ечилиш мурасимида түркийә маарип министири профессор доктор наби авҗи әпәнди, әскишәһәр валиси азим туна әпәнди, османғази үниверситети мудири профессор доктор һасан гөнән әпәнди вә түрк дуняси балилар оюнлири вә оюнчақлирини тәтқиқ қилип тәрәққий қилдуруш иш пилани мәсули доктор ялчин бай әпәнди вә америка мишиген үниверситети оқутқучиси профессор доктор тимур қоҗаоғлу ечилиш нутқи сөзлиди.

Измир әгә үниверситети түрк дуняси тәтқиқат иниститути оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди
Измир әгә үниверситети түрк дуняси тәтқиқат иниститути оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди

Түркийә маарип министири наби авҗи әпәнди ечилиш нутқида түркийәниң қоллиши билән дунядики пүтүн түркий милләтләрниң балилар оюнлири вә миллий оюнчақлар тоғрисида тәкшүрүш елип берип вә буларни топлап тәрәққий қилдуридиғанлиқини, шуниң билән түркий милләтләрниң миллий кимликини күчләндүрүш үчүн тиришидиғанлиқини ейитти.

Бу йиғинни оюштурғучи доктор ялчин байниң ейтишичә, шәрқий түркистандин уйғур форлклор тәтқиқатчилар тәклип қилинған болсиму, хитай һөкүмити рухсәт бәрмигәчкә келәлмигән.

14 - Май күнидин 17 - май күнигичә давамлишидиған йиғинда 260 әтрапида фолклор мутәхәссиси илмий доклат бәргәндин сирт, һәр түркий милләт йиғин залиниң алдидики чоң мәйданда бөлмә ечип, балилар оюнлири вә оюнчақлирини тонутмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.