Түркийә баш министири уйғурларни қобул қилди, қизилай тәшкилати уйғур мусапирларға ярдәм қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.06.12
Binali-bash-ministir-hidayet-oghuzxan-bilen.png Һидайәтулаһ оғузхан әпәнди түркийә баш министири бинали йилдирим әпәнди билән биргә. 2017-Йили июн, туркийә.
RFA/Erkin Tarim

Рамзан ейи мунасивити билән, өткән һәптә түркийә баш министири бинали йилдирим әпәнди түркийәдики аммиви тәшкилатларниң мәсуллириға бәргән зияпитигә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәндиму тәклип бойичә қатнашти.

Һидайәтулаһ оғузхан әпәнди алаһидә тәклип бойичә түркийә баш министири бинали йилдирим бәргән иптар зияпитигә қатнашқанлиқини вә уйғурларниң тәлипини өз ичигә алған язмини өзигә бәргәнликини баян қилди. 

Түркийәниң әң чоң ярдәм тәшкилатлиридин бири болған қизилай тәшкилатиниң қәйсәри талаш шөбиси түркийәниң қәйсәри шәһиридә яшаватқан 350 аилә мусапир уйғурға яғ, ун, гүрүч вә тазилиқ буюмлиридин тәркиб тапқан ярдәм буюмлирини апирип бәрди. 3 Чоң аптомобилға лиқ қачиланған мәзкур буюмларни қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати мәсуллири вә уйғур мусапирларға вакалитән әмин қари қатарлиқ кишиләр тапшуруп елип, бир туташ һалда 350 уйғур аилисигә үләштүрүп бәрди. 

Зияритимизни қобул қилған қизилай талас шөбисиниң мәсули үнал йүксәл әпәнди қәйәрдә ярдәмгә моһтаҗ инсанлар болса, шу йәрдә қизилай тәшкилатиниң барлиқини, түркийәдә панаһлиқ тилигән мусапирларға давамлиқ ярдәм буюмлири тарқитип бериватқанлиқини, рамзан ейи мунасивити билән бу қетим қәйсәридики 350 мусапир аилигә ярдәм буюмлири тарқитип бәргәнликини баян қилди. 

6-Айниң 9-күни түрк қизилай талас шөбиси елип кәлгән бу ярдәм буюмлирини тапшуруп елип, шу күни уйғурларға тарқитип бәргән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди, мусапирларға вакалитән ярдәм тарқитишқа қатнашқан әмин қари вә ярдәмни тапшуруп алған уйғур мусапирлар билән телефон сөһбити елип бардуқ. 

Қизилай тәшкилати талас шөбисиниң мәсули үнал йүксәл әпәнди уйғур мусапирларға һәр даим ярдәм қилидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз түрк қизилайи болуш сүпитимиз билән қәйәрдә қийинчилиқи бар кишиләр болса униңға ярдәм қиливатимиз. Бу йилму ирақтин кәлгән түркмәнләргә, сүрийәдин кәлгән түркмәнләргә вә шәрқий түркистандин кәлгән мусапирларға ярдәм қиливатимиз. Қачан бир нәрсигә еһтияҗи болса, бизгә илтимас қилса имканийитимиз яр беришичә ярдәм қилишни давам қилимиз.”

Уйғурларға вакалитән ярдәм буюмлирини тапшуруп елип уйғур аилиләргә тарқитип бәргән сейит түмтүрк әпәнди, һәр йили болғинидәк, бу йилму түркийәниң коня вилайитидики бәзи аммиви тәшкилатларниң түркийәниң ярдәм тәшкилати қизилай арқилиқ ярдәм буюмлири елип келип бәргәнликини баян қилди. 

Ярдәмни тапшуруп алған уйғур мусапирлардин бири болған емин қари, ун, яғ, гүрүч вә сопун қатарлиқ буюмларниң йетим-йесир, қери, кесәлмән вә тул аялларға тарқитип берилгәнликини баян қилди. 

Қиммәтлик радио аңлиғучилар, 2014- 2015-йиллири малайшия вә тайланд арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурларниң сани 7 миң әтрапида болуп, буларниң ичидин 2000 әтрапида уйғур түркийәниң қәйсәри шәһиридә дөләт вақитлиқ бәргән өйләрдә турмақта. Булар 2 йилдин бери бәзи рәсмийәтлири толуқ болмиғачқа ишлийәлмәй кәлгән иди. Өткән йилниң ахири ишләш рухсити тәстиқланғандин кейин, һазир көп санда уйғур хизмәт тепип өзиниң турмушини өзи қамдимақта.Сейит түмтүрк әпәнди бу һәқтә тохталди. Имин қари әпәндиму һазир қәйсәридә 150-160 әтрапида уйғурниң хизмәт тепип өз турмушини қамдаватқанлиқини тәкитлиди. 

Тән саламәтлики яр бәрмигәчкә бир йәрдә хизмәт тепип ишлийәлмәйватқан дилшат әпәнди ярдәм буюмлиридин өзигиму тарқитип берилгәнликини, икки йилдин бери өзлиригә бундақ ярдәмни қиливатқан түрк аммиви тәшкилатлириға вә түрк хәлқигә миннәтдарлиқини билдүридиғанлиқини баян қилди. 

Түркийә дөлитигә қарашлиқ қизилай талас шөбисиниң башлиқи үнал йүксәл әпәнди йеқинда уйғур мусапирларға иптар зияпити беридиғанлиқини, зияпәт җәрянида уларниң тәләплирини аңлап, немигә еһтияҗи болса уни беришкә тиришидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз йеқинда уларға иптар зияпити беримиз. Уларниң қийинчилиқлири тоғрисида мәлумат игиләймиз. Пәқәт ашлиқла әмәс, немә лазим болса уни беримиз. Кесәл уйғурлар үчүн кариват тәләп қилди, дәрһал буни апирип беримиз. Һәр даим уйғур мусапирларға ярдәм қолимизни узитимиз.” 

Түркийәниң коня вилайитидики бәзи аммиви тәшкилатлар түркийә қизилай тәшкилати арқилиқ өткән йилму 7 тонна әтрапида ярдәм буюми әкелип бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.