Әрдоған: йеңи нишанимиз шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати

Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған, өткән һәптә ахирида 24-қанал телевизийисиниң бир биваситә улап тарқитилидиған программисида түркийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға қатнишиш нийитиниң барлиқини оттуриға қойди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2013.01.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
erdoghan-24-qanal-shangxey-hemkarliq-305.jpg Рәҗәп таййип әрдоған баш министир мәзгилидә түркийә телевизийә 24-қанилида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәққидә баянат бәрмәктә. 2013-Йили январ, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Баш министирниң бу баянати түркийидики һәрқайси қатлам кишилири арисида йеңи муназирә нуқтисиға айланди.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан тәрипидин 1996-йили қурулған болуп, 2001-йили өзбекистанниң қошулуши билән, дуня сияситидә бәлгилик ролға игә болушқа башлиған хәлқаралиқ бир тәшкилат. Афғанистан, моңғулийә, һиндистан, пакистан, иран қатарлиқ дөләтләр шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң көзәткүчи дөләтлири болуп, түркийә, сирланка, белорусийә қатарлиқ дөләтләр музакирә қилғучи дөләтләр һесаблиниду.

Әрдоған мухбирниң соалиға бәргән җавабида мунуларни оттуриға қойди:
“75 милйон түрк хәлқиниң баш министири болуш сүпитим билән, халап халимай башқа йолларниму издәп бақидикәнмиз. Шуңа өткәндә мән путинғиму дедим, бизни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға қобул қилиңлар. Немишқа явропа бирликигә киримиз дәп турувалидиғанлиқимизни сориғаникәнсиләр, ундақта бизни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға қобул қилиңлар, бизму явропа бирликидин қол үзәйли. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға қобул қилинидиған болсақ, явропа бирликигә киришкә урунупму йүрмәймиз. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати явропа иттипақидин яхши.”

Әрдоған мухбирниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң әвзәллики һәққидики соалиға мундақ җаваб бәрди:
“алди билән нопус җәһәттин явропадин қатму-қат юқири. Ундин қалса биз билән диний, күлтүри вә қиммәт қарашлири ортақ болған дөләтләр билән бир йәргә келәләймиз.”

Баш министирниң бу баянатидин кейин түркийиниң әң чоң гезитлиридин бири болған “һөрийәт” гезитиниң обзорчиси сәдат әргин әпәнди 1-айниң 29-күнидики обзорида баш министирниң җаваблириниң икки сәвәби барлиқини, бири йерим әсирдин буян явропа бирликигә әза болалмайватқан түркийиниң явропадин рәнҗип, түркийиниң башқа таллашлириниңму барлиқини явропа иттипақиға көз -көз қилмақчи болғанлиқида. Йәнә бири, ортақ мәниви қиммәтләргә игә дөләтләр билән һәмкарлишиш нийитиниң барлиқида икәнликини оттуриға қойған. Сәдат әргин обзорида йәнә әрдоғанниң бу қарашлириниң түркийә һөкүмитиниң явропа иттипақидин толуқ үмид үзгәнликиниң ипадиси икәнликини илгири сүргән.

Түркийини русийә вә хитай башчилиқидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қобул қиламду? түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болған тәқдирдә уйғур мәсилисигә қандақ тәсирләрни көрситиши мумкин? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн хәлқара истратегийә тәтқиқат мәркизидин сәлчуқ чолақоғлу билән сөһбәт елип бардуқ.

Чолақоғлу әпәнди баш министириниң бу баянатиниң пәқәтла явропа бирликигә бизниң башқа таллашлиримизму бар икәнликини көрситип қоюш мәқситидә ейтилған сөзләр икәнликини оттуриға қоюп мундақ деди:
“баш министир өткән йили путин билән учрашқан чағдиму, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға алсаңлар, биз явропа бирликидин ваз кечимиз дегән иди. Баш министирниң бу сөзлиригә омумий җәһәттин қарайдиған болсақ, булар явропа бирликиниң түркийини алмайватқанлиқиға болған рәнҗиштин ибарәт. Болупму кейинки бәш алтә йил ичидә түркийиниң явропа иттипақиға кириш муназирисидә чекиниш көрүлмәктә. 2005-Йилида явропа иттипақиға илтимас қилған дөләтләр аллибурун явропа иттипақиға кирип болди. Түркийә болса һелиғичә ишик чекип турмақта. Шуңа баш министирниң бундақ дейиши толиму тәбиий.”

Сәлчуқ чолақоғлу шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң түркийигә пайда елип келәлмәйдиғанлиқини ейтип мундақ деди:
“бәлки сиясий вә иқтисадий җәһәттин түркийигә бәлгилик нәп тегип қелиши мумкин. Әмма, түркийә бу тәшкилаттики дөләтләр билән ортақ сиясий қиммәт қарашлириға игә әмәс. явропа иттипақиға охшаш демократийә, инсан һәқлири қануний үстүнлүк, аз санлиқ милләтләрниң һәқ-һоқуқи қатарлиқларға қарайдиған болсақ, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләр бу җәһәттин әң начар дөләтләр. Шуңа омумий җәһәттин түркийә бәк нәп елип кетәлишиму натайин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.