Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири “демократийә нөвити” намайишиға актип қатнашмақта
2016.07.24
15 - Июл күни түркийә армийәси ичидики бир очум қомандан вә һәрбий түркийә һөкүмитигә қарши һәрбий өзгириш елип беришқа урунғанда, түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған демократик түзүмни қорал күчи билән ағдуруп ташлашқа урунуватқан кишиләргә қарши хәлқни кочиға чиқишқа чақирған иди. Түрк хәлқи чоң - кичик демәстин кочиларға чиқип, һәрбий өзгиришкә қатнашқан танкиларниң алдиға йетип һәрбий һакимийәтни халимайдиғанлиқини, демократик түзүмни халайдиғанлиқини җакарлиған иди. Бу паалийәтниң исмини “демократийә нөвити” қойған иди.
Бу паалийәткә шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә бәзи уйғурларму актип иштирак қилмақта. 15 - Июл күни ахшам бәзи уйғурлар танкиларниң алдида туруп тосқан болса, йәнә бәзи уйғурлар намайишқа кәлгән адәмләргә су тарқитип бәргән. Түркийәдә актип паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати һәр күни дегүдәк түрк аммиви тәшкилатлири билән бирликтә демократийә нөвитигә туруш паалийитигә қатнашмақта.
Истанбулда паалийәт елип бериватқан “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати” рәиси һидайәтуллаһ оғузхан истанбулда 15 - июл күни һәрбий өзгириш болғанлиқини аңлапла бир гуруппа уйғурниң истанбул ататүрк айродромиға барғанлиқини баян қилди.
Қәйсәридә паалийәт елип бериватқан “шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити” рәиси сейит түмтүрк әпәнди қәйсәригә бурун кәлгән уйғурлар билән 2014 - 2015 - йиллири малайшия вә тайланд арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурларниң 15 - июлдин бүгүнгичә қәйсәри хәлқи билән бирликтә қәйсәри мәйданида “демократийигә игә чиқиш, түркийәгә игә чиқиш паалийити” гә қатнишиватқанлиқини деди.
Һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди 7 - айниң 21 - күни шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити болуш сүпити билән түрк аммиви тәшкилатлири билән бирликтә “һәрбий өзгиришкә, диктаторилиққа қарши туруш паалийити” гә қатнашқанлиқини баян қилди.
Сейит түмтүрк әпәнди 1980 - йили һәрбий өзгириш билән һакимийәт бешиға кәлгән һөкүмәтниң тунҗи зияритини хитайға елип барғанлиқини, шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийитини чәклигәнликини, һәрбий өзгириш ғәлибә қилған болса шәрқий түркистан дәвасиниң зор зәрбигә учрайдиғанлиқини тәкитлиди.
Мәлум болушичә, әйни йили түркийә һәрбий һөкүмити һамут көктүрк, хәйрулла әфәндигил, мәһмәт җантүрк, абдувәли әфәндигил қатарлиқ уйғур паалийәтчиләрни қолға алған икән.
Һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди диктатор түзүминиң дунядики илғар қиммәт қарашларға қарши икәнликини, шуңа чәтәлдики шәрқий түркистан тәшкилатлириғиму зиян елип келидиғанлиқиниң билинип туридиғанлиқини баян қилди.
15 - Июл күни түркийә армийәси ичидики бир гуруппа әскәр һөкүмәткә қарши һәрбий өзгиришкә урунуп мәғлуп болған иди. Бу вәқәдә 144 киши өлгән, он миңға йеқин киши тутуқланған иди. Һазир тутуқланған кишиләр сотланмақта.