Түркийә, қазақистандики фәтһуллаһчилар ачқан мәктәпләрни етиветишини тәләп қилди
2016.08.09

15 - Июл күни түркийәдә мәйданға кәлгән һәрбий сиясий өзгириштин кейин, түркийә һөкүмити қазақистан дөлитидин қазақистандики фәтһуллаһ гүләнчиләр ачқан 33 мәктәпни тақиветишни тәләп қилған иди. Қазақистан дөләт рәиси нурсултан назарбайеф 8 - айниң 5 - күни түркийәдә елип барған зиярити җәрянида мухбирларға бәргән баянатида, мәзкур мәктәпләрниң қазақистан маарип министирлиқиниң контроли астида икәнликини, оқутқучилириниң көпиниң қазақистан вәтәндиши икәнликини, бу мәсилә һәққидә икки дөләт оттурисида музакирә елип бериш нәтиҗисидә қарар беридиғанлиқини ейтти.
Әрдоған қазақистан дөләт рәиси нурсултан назарбайефни әнқәрә бәштәпәдики ордисида рәсмий мурасим билән күтивалди. Арқидин икки дөләт рәиси оттурисидики учришиш башланди. Учришиш ахирлашқандин кейин улар бирликтә мухбирларға баянат бәрди.
Рәҗәп таййип әрдоған қазақистан түркийәниң истратегийәлик шерики икәнликини, қазақистанниң түркийәниң шәрққә ечилидиған дәрвазиси икәнликини, түркийә болса қазақистанниң ғәрбкә ечилидиған дәрвазиси икәнликини баян қилип мундақ деди: “түркийә қазақистанниң истратегийәлик шерики һесаблиниду. 2011 - Йили қурулған истратегийә консийиниң 3 - қетимлиқ йиғинини дөлитимиздә йеқинда өткүзимиз. Түркийә билән қазақистан тарихий йипәк йолини қайта җанландурушта муһим икки дөләт. Әһмәт йәсивий туғулуп чоң болған түркистан шәһири оттура ася билән түркийәни бир - биригә бағлиған мәнивий көврүк һесаблиниду. Биз бу тарихий риштимизни күчәйтишкә тиршишимиз керәк.”
Арқидин қазақистан дөләт рәиси нурсултан назарбайеф баянатида 15 - июлда һаятидин айрилип қалғанларға аллаһтин рәһмәт тиләш, яридар болғанларға аллаһтин шипа тиләш үчүн кәлгәнликини баян қилди.
Бир мухбирниң “қазақистан фәтһуллаһ гүлән террорр тәшкилатиниң қазақистандики 33 мәктипини етивәтмәйдиғанлиқини дегән иди. Бу һәқтә икки дөләт рәиси музакирә елип бардиңларму ?” дегән соалиға рәҗәп таййип әрдоған мундақ җаваб бәрди: “қазақистандики фәтһуллаһчи террорр тәшкилатиниң мәктәплири тоғрисида музакирә елип бардуқ. Түркийә маарип фонди билән қазақистан маарип министирлиқи билән учришиш елип бариду. Музакирә ахирида қарар бәрмәкчи. Дөләт рәиси нурсултан назарбайефниң түркийәниң дүшмини бизниңму дүшминимиздур сөзи мени бәк тәсирләндүрди. Һазир қазақистанда 33 мәктипи бар. Тизимликини бәрдуқ. Музакирә нәтиҗисидә қарар беримиз.
Бурса улудағ университети мудири мәмәт йүҗә әпәнди қазақистанда “хизмәт һәрикити” ниң 33 мәктипи барлиқини, әмма дөләтниң контроли астида икәнликини баян қилип мундақ деди: “қазақистандики мәктәпләргә қарита тәкшүрүш қаттиқ. Униң үчүн бу мәктәпләрниң зийини аз. Һөкүмәтниң контроли сиртида бир иш қилиши мумкун әмәс. Шуңа бу мәктәпләр тоғрисида түркийә һөкүмити билән қазақистан һөкүмити яхши музакирә елип берип бир тәрәп қилиши керәк дәп ойлаймән.”
Қазақистан сулайман дәмирәл университети оқутқучиси дилнарә қасимова ханим җәнубий қазақистан билән қазақистанниң башқа җайлирида көп санда түрк мәктипи барлиқини, бу мәктәпләрни түркийәниң мәктипи дегили болмайдиғанлиқини түркийәниң контроли астида икәнликини баян қилди.
Дилнарә қасимова ханим қазақистанда ечилған түрк - қазақ мәктәплиридә уйғурларниңму оқуватқанлиқини ейтти.
Дилнарә қасимова ханим түркийә билән қазақистан оттурисидики мунасивәтниң наһайити яхши икәнликини баян қилди.
Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда дуняда 100 әтрапида дөләттә фәтһуллаһчилар ачқан мәктәпләр бар болуп, бу мәктәпләр мәсилиси һазир түркийә билән у дөләтләр арисидики мәсилигә айланмақта. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған түркийә истратегийәлик чүшәнчә иниститути мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди өз көз қаришини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди қазақистан билән түркийәниң бу мәсилини һәл қилиш усулиниң башқа дөләтләргә өрнәк болидиғанлиқини илгири сүрди.
Қиммәтлик радийо аңлиғучилар 1991 - йили совет иттипақи йемирилгәндин кейин түркийә дөлити вә түркийәдики бәзи аммивий тәшкилатлар оттура ася түркий җумһурийәтлиридә мәктәп ечишқа башлиған иди. 1994 - Йили өзбекистан билән түркийә дөлити оттурисидики мунасивәт йирикләшкәндин кейин, өзбәкистан түрк мәктәплиририни етивәткән иди. Башқа җумһурийәтләрдә бу мәктәпләр һазирғичә паалийитини давамлаштурмақта.