Түркийә қәйсәридә өткүзүлгән норуз байримида уйғурларниң һазирқи вәзийити аңлитилди

Мухбиримиз әркин тарим
2014.03.24
kayseri-walisi-orxan-duzgun-we-bashqa-rehber.jpg Уйғур вәкиллири қәйсири шәһриниң рәһбәрлири билән биллә
RFA/Erkin Tarim

Қәйсәридики уйғурлар түрк дуняси норуз паалийитигә қатнишип уйғурларниң норуз әнәнисини тонутуш билән бирликтә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитиниму аңлатти.

21 - Март күни қәйсәри әрҗийәс университетида өткүзүлгән паалийәткә мәктәп рәһбәрлиридин башқа түркийә армийиси рәһбәрлири, қәйсәри валийси орхан дүзгүн әпәнди, қәйсәри җамаәт хәвпсизлик идарисиниң мудири мустафа айдин әпәндиләр қатнашти вә сөз қилди. Бу паалийәттә әзәрбәҗан, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, түркмәнистан, сипрус түрк җумһурийити вә башқа түркий милләтләрдин түркийәгә келип оқуватқан оқуғучилар қатнишип, өзлириниң норуз әнәнилирини көрсәтти.

Уйғурларниң норуз байрам әнәнисини қәйсәридики уйғур яшлар көрсәтти.

Қәйсәри валийси сөзлигән ечилиш нутиқида уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисидиму тохталди.

Норуз байримидин бурун, йәни 19 - март күни, түркийәниң коня вилайитидики қараманоғлу мәмәтбей университетида “түрк дунясиниң қаниған яриси шәрқий түркистан” мавзулуқ доклат бериш йиғини чақирилди. Йиғинда д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди уйғурлар тоғрисида доклат бәрди.

Доклат башлаштин бурун “түрк дунясиниң қаниған яриси шәрқий түРкистанниң һазирқи ечинишлиқ вәзийити” темисида рәсим көргәзмиси ечилди. Рәсимдә уйғурларниң һазирқи вәзийити әкис әттүрүлгән рәсимләр көргәзмә қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.