Түркийәниң ризә шәһиридә “дәрдимиз шәрқий түркистан” дегән темида йиғин өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2015.05.16
turkiye-rize-shehride-untulghan-weten-sherqiy-turkistan-2.jpg Түркийәниң ризә шәһиридә “дәрдимиз шәрқий түркистан” дегән темидики йиғиндин бир көрүнүш
RFA/Arslan


И һа һа инсан һәқ вә һөрийәтлири фондиниң ризә шәһири чайәли яшлар шөбиси тәрипидин “дәрдимиз шәрқий түркистан” дегән темида йиғин өткүзүлди.

Ризә шәһиридики рәҗәп таййп әрдуған университетиниң йиғин залида өткүзүлгән бу йиғинға университет оқуғучилиридин оғул - қиз болуп көп санда киши қатнашти.

Йиғинда алди билән “қуран кәрим” тилавәт қилинди вә истиқлал марши оқулди. Кейин и һа һа тәшкилатиниң хизмәт паалийәтлири тонуштурулған филим вә шәрқи түркистан тоғрисидики һөҗҗәтлик филим көрситилди. Арқидин и һа һа инсан һәқ вә һөрийәтлири фондиниң ризә чайәли яшлар шөбисиниң рәиси фуркан гувәнч әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди.

Бу йиғинни уюштуруштики мәқситини ипадиләп, шәрқий түркистанни түрк - ислам җуғрапийисиниң бир парчиси дәп қарайдиғанлиқи, уйғурларни өзлириниң дини вә миллий қан қериндаш дәп қарайдиғанлиқи, уйғурларниң дәрдини өзлириниң дәрди дәп қарайдиғанлиқи шуниң үчүн университет оқуғучилириға уйғурларни тонуштурушни мәқсәт қилип бу йиғинни уюштурғанлиқини билдүрди.

Йиғинға шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман тәклип билән қатнашти вә йиғинда сөз қилди.

Абләт абдурахман шәрқи түркистанниң тарихи, истратегийилик орни, шәрқи түркистанниң мол тәбиий байлиқлири, шәрқи түркистан хитай ишғалиға кирип қалғандин буянқи диний вә миллий зулумлириға учрап келиватқанлиқи, болупму, йеқинқи йиллардин буян зулумниң техиму күчәйгәнлики вә хитайниң бастуруш сиясәтлири қатарлиқ темилар тоғрисида сөз қилди.

Түркийәниң ризә шәһиридә “дәрдимиз шәрқий түркистан” дегән темидики йиғинда абдуләһәд абдурахманға плакат тәқдим қилинди
Түркийәниң ризә шәһиридә “дәрдимиз шәрқий түркистан” дегән темидики йиғинда абдуләһәд абдурахманға плакат тәқдим қилинди

Абләт абдурахман сөз қилип болғандин кейин шәрқи түркистан тоғрисида соралған соалларға җаваб бәрди. 20 Минут давамлашқан соал - җаваб ахирлашқандин кейин, йиғинни уюштурған и һа һа инсан һәқ вә һөрийәтлири фондиниң ризә чайәли яшлар шөбиси тәрипидин абләт абдураһманға плакат тәқдим қилинди. Йиғин қизғин кәйпият ичидә ахирлашти.

Биз бу йиғин тоғрисида йиғинда сөз қилған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдуләһәд абдурахман әпәнди түркийидә йеқиндин буян кишиләрниң уйғурлар тоғрисида мәлуматқа игә болуш қизғинлиқиниң ешиватқанлиқи уйғурларға алақидар йиғинниң көпләп ечиливатқанлиқи, бу хил йиғинларниң көпләп ечилиши уйғур вә шәрқий түркистан мәсилиси үчүн муһим әһмийәткә игә икәнликини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.