Түркийә-русийә мунасивити күнсайин җиддийләшмәктә

Мухбиримиз әркин тарим
2015.11.27
rusiye-su-24-ayropilan.png Русийәниң SU-24 типилиқ айропилани
Public Domain

Түркийә һава армийәси түркийә билән сурийә чеграсида рус уруш айропиланини уруп чүшүргәндин кейин, русийә дөләт башлиқи владимир путин мухбирларға бәргән тунҗи баянатида, “арқимиздин пичақландуқ” дегән иди. Арқидин түркийә рәис җумһури рәҗәп таййип әрдоған CNN телевизийисигә бәргән баянатида, русийәдин әпу соримайдиғанлиқини ейтти. Бүгүн русийә даирилири йәнә 12-айдин тартип түркләрдин виза тәләп қилмаслиқ сиясити бикар қилиниш пилани барлиқини оттурига қойди.

Русийә президенти владимир путин түркийә дөләт рәиси рәҗәп тайийп әрдоған билән парижда чақирилидиған килимат тоғрисидики йиғинда елип бармақчи болған учришишини бикар қилидиғанлиқини җакарлиди. Бундақ давам қилидиған болса икки дөләт мунасивити қандақ болар? иҗтимаий таратқуларда йезиливатқандәк үчинчи дуня уруши чиқиш еһтимали барму? түркийә-русийә оттурисидики мунасивәтниң җиддийлишишигә хитай қандақ қарайду? дегәндәк соалларға җаваб тепиш үчүн түркийә истратегийәлик чүшәнчә институти түркийә-хитай мунасивити мутәхәссиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.

У, һәрқандақ миллий дөләтниң өз чеграсини қоғдаш һәққи барлиқини, шуңа түркийәниң рус айропиланини етип чүшүргәнликини, һазирғичә русийә айропиланиниң немә үчүн түркмән райониға кәлгәнлики тоғрисида ениқ мәлумат йоқлуқини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм бу вәқәниң икки дөләт оттурисидики тиҗарий мунасивәткә еғир зиян йәткүзидиғанлиқини, явропаниң русийә билән түркийә оттурисидики мунасивәтниң бузулуп кетишини халимайдиғанлиқини, шуңа музакирә қилиш җәрянида келиштүрүп қойидиғанлиқини баян қилди.

У, әгәр русийә түркийәгә һуҗум қилип кирсә, шималий атлантик әһди тәшкилати низамнамисигә асасән түркийә тәрәптә туруп урушидиғанлиқини, әгәр бундақ болса 3-дуня уруши чиқидиғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.