Түркийәдә муддәттин бурун сайлам өткүзүлүши уйғурларға қандақ тәсирләрни көрситиши мумкин?
2018.04.25
Түркийә җумһурийити көп партийәлик парламент түзүми билән башқурулидиған дөләт болуп, өткән йили 4-айда мәмликәт бойичә рай синаш нәтиҗисидә дөләт системисиниң президентлиқ түзүмгә өтүши қарар қилинған иди.
Түркийә җумһурийитиниң асасий қануниға бинаән һәр 4 йилда бир қетим парламент әзалириниң сайлими өткүзүлидиған болғачқа, 2019-йили 11-айда парламент әзалири сайлими билән президент сайлими бирликтә өткүзүлүши керәк иди. Әмма өткән һәптә “милләтчи һәрикәт партийәси” ниң рәиси дәвләт бағчәлиниң тәклипигә бинаән, бу йил 6-айниң 24-күни муддәттин бурун сайлам өткүзүш қарар қилинди.
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәдә муддәттин бурун сайлам елип бериш қарарини мақуллашниң сәвәблири үстидә тохтилип мундақ деди: “сүрийә вәзийити җиддийлишиватқан бир пәйттә иқтисадий тәңпуңлуқ вә мәбләғ селишқа охшаш нурғун җәһәтләрдә муһим қарарларни мақуллишимиз зөрүр болуватқан бүгүнки күндә сайлам мәсилисини дөлитимизниң күнтәртипидин қалдурушимиз керәк иди. Бу сәвәбтин муддәттин бурун сайлам өткүзүш қарариға кәлдуқ.”
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған 6-айниң 24-күни сайлам өткүзүлидиғанлиқини җакарлап, мундақ деди: “дөләт бағчәлиниң муддәттин бурун сайлам елип бериш тәклипини қобул қилиш тоғрисида пикир бирликигә кәлдуқ. Сайламни 2018-йили 6-айниң 24-күни өткүзүшни қарар қилдуқ.”
Түркийәдә муддәттин бурун сайлам елип берилса уйғур дәвасиға, болупму түркийәдики уйғурларға қандақ тәсирләрни көрситиши мумкин? түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири бу сайламдин пайдилинип уйғурларниң қайси мәсилилирини һәл қилалайду?
Биз бу һәқтә көзқарашлирини билиш үчүн “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң баш катипи абдуләһәд абдурәһим әпәнди, дуня уйғур қурултийи ички ишлар комитетиниң мудири һамидхан көктүрк әпәнди вә түркийәдики иқтисадшунас абдурешит абдулһәмит әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Абдурешит абдулһәмит әпәнди, түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң икки йилдин бери көп санда министир вә парламент әзалириға шәрқий түркистан дәвасини аңлатқанлиқини, сайламда парламент әзалириниң 70 пирсәнтиниң алмишидиғанлиқини, йеңи сайланғанларға уйғур дәвасини аңлатқучә көп вақит кетидиғанлиқини, бу җәһәттин елип ейтқанда, түркийәдә муддәттин бурун сайлам өткүзүлүшиниң уйғур дәвасиға сәлбий тәсирләрни көрситишиниң мумкинликини илгири сүрди.
Сайламда һөкүмәт вә һәрқайси сиясий партийәләр үчүн бир авазму интайин муһим һесаблиниду. Сайлам җәрянида хәлқ вә һәрқайси аммиви тәшкилатлар пурсәтни чиң тутуп, өз тәләплирини һөкүмәткә йәткүзүп һәл қилип беришини тәләп қилишиду. Абдурешит абдулһәмит әпәнди уйғурларниң бу сайламни пурсәт дәп билип, һөкүмәткә өзлириниң түркийә пуқралиқиға өтүш мәсилисини һәл қилип бериш һәққидә тәләп қоюши керәкликини баян қилди.
Һазир түркийәдә тәхминән 10 миң әтрапида түркийә вәтәндашлиқи техи һәл болмиған уйғурниң барлиқи пәрәз қилинмақта. Бу уйғурларниң һелиһәм түркийәниң һәқсиз давалиништәк дөләт параванлиқидин бәһримән болалмайватқанлиқи мәлум. Абдурешит абдулһәмит әпәнди уйғурларниң бу қетимқи сайламни пурсәт дәп билип, һөкүмәттин сүрийәлик мусапирларға охшаш һәқсиз давалиниш һәққини беришини тәләп қилиши керәкликини баян қилди.
Бундақ бир вәзийәттә түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири немиләрни қилиши керәк? “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң баш катипи абдуләһәд абдурәһим әпәнди өзлириниң бу қетим түркийәдә муддәттин бурун елип берилидиған сайламни пурсәт дәп билип, мусапир уйғурларниң түрк вәтәндашлиқиға қобул қилиниш мәсилисини һөкүмәттин тәләп қилидиғанлиқини баян қилди.
Зияритимизни қобул қилған һамидхан көктүрк әпәндиму әгәр бу қетимқи сайламдин уйғурлар яхши пайдиланса, уларниң бәзи тәләплириниң һәл болуш еһтемалиниң барлиқини илгири сүрди.
Түркийәдә 6-айниң 24-күни өткүзүлидиған сайламда түркийә дөләт рәиси билән парламент әзалири сайлап чиқилидиған болуп, кимләрниң намзат болидиғанлиқи техи рәсмий елан қилинмиди.