“ийи партийә”: “шәрқий түркистанлиқларниң дәрт-әлими бизниңму дәрт-әлимимиз”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.05.23
turkiye-saylam-iyi-partiyesi.jpg turkiye-saylam-iyi-partiyesi.jpg
Photo: RFA

Уйғур диярида аталмиш “тәрбийәләш мәркизи” нами астида уйғур вә қазақларни лагерларға йиғип, меңисини ююш сиясити елип бериливатқан бүгүнки күндә түркийәдә дөләт рәислик сайлими билән парламент әзалири сайлиминиң тәшвиқат хизмәтлири рәсмий башланди. Ундақта 6-айниң 24-күн елип берилидиған мәзкур сайламда утуп чиққан сиясий партийә вә парламент әзалири уйғур мәсилисигә қандақ қарайду? улар һакимийәт бешиға кәлгән тәқдирдә уйғурларға қарита қандақ бир сиясәт елип барар? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн бу қетимқи сайламға қатнишидиған партийәләрниң рәһбәрлири вә бәзи парламент әза намзатлири билән сөһбәт елип бармақчимиз.
Бүгүнки програграммимизда “ийи партийәси” ниң муавин рәиси исмаил қонҗуқ әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

“һөрмәтлик исмаил қонҗуқ әпәнди сайлам йеқинлишип қалди, уйғурларниң нөвәттики вәзийити бәкла еғир. Партийиңиз парламенткә кирсә бу һәқтә немиләрни қилмақчисиз?” дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди: “биздә бурун қилған хизмәтләр келәчәктә қилидиғанларниң бешарити дегән бир сөз бар. Биз бурун шәрқий түркистан үчүн немиләрни қилған болсақ бундин кейинму шуларни қилимиз. Һазир шәрқий түркистанда инсан һәқлири дәпсәндичилики бар. Исмида ‛ийи‚, йәни ‛яхши‚ сөзи болған бир сиясий һәрикәтниң инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичилики болуватқан бир җайни көздин сақит қилиши уларға әһмийәт бәрмәслики, көрмәсликкә селиши, у мәсилини күн тәртипкә елип кәлмәслики мумкин әмәс. Униң үчүн биз ‛ийи‚ партийә, йәни яхши партийә болуш сүпитимиз билән қәйәрдә езилгән хәлқ болса, қәйәрдә инсанларға зулум болуватқан болса униңға қарши чиқимиз. Партийәмизниң исмиға яришидиған бир сиясәт елип баримиз”.

“уйғурларниң вәзийити һазир интайин еғир партийиңиз уларға игә чиқамду?” дегән соалимизға исмаил қонҗуқ әпәнди мундақ җаваб бәрди: “шәрқий түркистанда уйғур қериндашлиримизниң хитайниң еғир зулуми астида дәрд-әләм тартиватқанлиқини яхши билимиз. Әлвәттә уларға игә чиқимиз. Уларниң дәрт-әлими биз ийи партийәниңму дәрт-әлими һесаблиниду”.

Түркләр бурундин тартип уйғур дәвасиға алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә. “уйғурларниң өткән йили 7-айдин тартип аталмиш ‛тәрбийәләш мәркизи‚ нами астидики лагерларда тутуп турулуши, һәтта түркийәдики оқуватқан уйғур оқуғучиларни юртиға чақиришидәк вәқәләр түркийәдики кичик гезит вә телевизйәләрдә хәвәр қилип тарқитилған болсиму, һазирғичә түркийә һөкүмити хитайға қарши наразилиқ билдүрмиди. Буниң сәвәби немә?” дегән соалимизға “ийи” партийә муавин рәиси исмаил қонҗуқ әпәнди мундақ җаваб бәрди: “һөкүмәтниң дуня көз қариши билән мунасивәтлик бир мәсилә дәп қараймән. Уларниң сияситидә түркий милләтләр йоқ. Һөкүмәт ирақ кәркүктики түркмәнләргә болсун, балқан дөләтлиридики түркләргә болсун яки шәрқий түркистанлиқларға болсун һеч қачан көңүл бөлмиди. Уларни тилға алмиди. Түркий милләтләр дуня мәдәнийитигә зор төһпә қошқан. Бүгүн шәрқий түркистанда болуватқанларни қобул қилиш мумкин әмәс. Пәләстин мәсилисиму түркийәниң муһим мәсилилиридин бири, әмма пәләстин мәсилисини тилға алған вақтида шәрқий түркистан мәсилисини тилға алмаслиқ, көрмәсликкә селиш инсанлиққа ярашмайдиған бир һадисә”.

“бурун түркийәдики бәзи партийәләр, парламент әзаси намзатлири, сайлам җәрянида уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини ейтқан болсиму, һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин уйғур мәсилисини тилғиму елипму қоймиған иди. Силәрниң ийи партийәму парламенткә киргәндин кейин мәзкур мәсилини унтуп қаларму?” дегән соалимизға у, мундақ җаваб бәрди: “буни унтуш мумкин әмәс. Мениң чоң дадам шәрқий түркистандики қәшқәрдин кәлгән. Атилиримни қандақму унтуп қалимән? унутсам кишиләр йүзүмгә түкириду. Бу мумкин әмәс”.

“түркләр билән уйғурлар қериндаш милләт. Түркийәдики уйғурларниң саниму аз әмәс. Ундақта бүгүнки бундақ бир еғир вәзийәттин уйғурларни қутулдуруш үчүн немиләрни қилиш керәк?” дегән соалимизға исмаил қонҗуқ әпәнди мундақ җаваб бәрди: “әслидә дунядики һәрқайси дөләтләр шәрқий түркистандики еғир вәзийәткә инкас қайтурмайватиду. Көрмәсликкә селиниватиду. Буниң сәвәби хитайниң бир йерим милярд нопусқа игә бир дөләт болушидин болса керәк. Әмма бу мәсилигә қарита түркийә актип позитсийә билдүрсә болиду. Хитай түркийәгә көп мал сатиду, түркийә һөкүмити хитай маллириға чәклимә қойса болиду. Уйғур қериндашлиримизниң бесимдин қутулуши үчүн түркийә һөкүмити хитай һөкүмити билән бу һәқтә музакирә елип барса болиду. Әмма түркийә һөкүмитиниң һазирғичә бундақ бир сиясити болмиди. Худайим буйруса сайламдин кейин қурулидиған һөкүмәт бундақ сиясәтләрниму елип барар”.

Исмаил қонҗуқниң чоң дадиси қәшқәрдин көчүп кәлгән болуп, у, бурун 450 миң әзаси бар түркийә кадирлар уюшмисиниң рәислик вәзиписини өтигән иди.     

Түркләр уйғурлар билән қериндаш хәлқ болғачқа һәр даим уйғурларға һесдашлиқ қилиду. Әмма һөкүмәтләр хитай билән болған мунасивитини нәзәрдә тутуп, хитай дөлитигә наразилиқ билдүрмәйду. Дунядики уйғурлар түркийәдә сайлам болса йеңи һөкүмәт қандақ бир сиясәт елип барар дәп мәзкурсайламға диққәт қилмақта. 6-Айниң 24-күнидики дөләт рәиси сайлимиға 5 дөләт рәиси намзати, парламент әзаси сайлимиға 8 сиясий партийә иштирак қилиду. Парламент әзаси намзатлири ичидә уйғур мәсилисигә һесдашлиқ қилидиған кишиләрниң көплүки кишиләрниң диққитини тартмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.