Түркийәдики сайламда һакимийәт бешидики партийә мәғлуп болди
2015.06.08
6-Айниң 7-күни түркийәдә өткүзүлгән 25-нөвәтлик парламент омумий сайлимида 13-йилдин бери һакимийәт бешида туруватқан адаләт вә тәрәққият партийәси һөкүмәт қуруш һоқуқини қолдин кәткүзүп қойди.
Бу қетимқи сайламда түркийәдики 18 яштин юқири кишиләрниң 86% беләт ташлиған болуп, адаләт вә тәрәққият партийәси 40.09% Рай елип мәзкур партийәдин 258 нәпәр парламент әзаси сайланди. Өткәнки сайламдикигә қариған 9% азайған болуп, 90 парламент әзаси азайди. Җумһурийәт хәл партийәси райниң 25% тини елип мәзкур партийәдин 132 нәпәр парламент әзаси сайланди. Милләтчи һәрикәт партийәси 16.3% Рай елип мәзкур партийәдин 80 парламент әзаси, хәлқ демократийә партийәси хәлқ райиниң 13.1 Пирсәнтини елип мәзкур партийәдин 80 нәпәр парламент әзаси сайланди.
Түркийәниң қануни бойичә һөкүмәт қуруш һоқуқиға игә болуш үчүн түркийә парламентидики 550 орунниң йерими болған 276 орунни қолға кәлтүрүш керәк. Һечқандақ сиясий партийәдин 276 парламент әзаси сайлиналмиғачқа икки партийә ортақ һөкүмәт қуруш һоқуқиға игә болиду. Өктичи партийәләрдин җумһурийәт хәлқ партийәси рәиси кәмал қиличдароғлу, милләтчи һәрикәт партийәси башлиқи дәвләт бағчәли, хәлқниң демократийә партийәси башлиқи сәлаһиддин дәмирташ қатарлиқ кишиләр адаләт вә тәрәққият партийәси билән бирликтә һөкүмәт қурмайдиғанлиқини ейтти.
Йеңи сайланған парламент әзалири қәсәм бәргәндин кейин, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған һөкүмәт қуруш һоқуқини адаләт вә тәрәққият партийәси башлиқи әхмәт давутоғлуға бериду. Түркийә қануниға асасән бу һөкүмәт 45 күн ичидә қурулуши керәк. Әгәр 45 күн ичидә һөкүмәт қуралмиса йеңидин сайлам өткүзүлидикән.
Алдимиздики күнләрдә адаләт вә тәрәққият партийәси әхмәт давутоғлу башқа 3 партийәгә ортақ һөкүмәт қуруш тәлипини йәткүзидикән.
Биз бу сайлам тоғрисидики көз қаришини игиләш үчүн уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи мәсуллиридин һамут гөктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
У, бу қетимқи сайламниң бурунқи сайламлардәк тәнтәнилик өтмигәнликини, адаләт вә тәрәққият партийәсиниң 13 йилдин буянқи дөләт башқуруши җәрянида нурғун қанунға риайә қилмиған ишларни қилип, хәлқниң көзидин чүшкәнликини, шуңа сайламда хәлқниң бу партийәгә аз аваз бәргәнликини ейтти.