Түркийиниң чорум вилайитидә “қаниған яримиз шәрқий түркистан” дегән темида йиғин өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.05.01
chorumda-sherqiy-turkistan-yighini-305.png Түркийиниң чорум вилайитидә “қаниған яримиз шәрқий түркистан” дегән темида йиғиндин бир көрүш
RFA/Arslan

2013 - Йили 4 - айниң 30 - күни түркийиниң чорум шәһәрлик һөкүмәт билән чорум һитит университетниң бирликтә уюштуруши билән “қаниған яримиз шәрқий түркистан” дегән темида йиғин өткүзүлди.

Бу йиғин чорумдики турғут йиғин залида өткүзүлгән болуп, йиғинға чорум хәлқи вә һитит университетниң оқутқучи вә оқуғучилири болуп көп санда киши қатнашти.

Йиғинда, һитит университетиниң оқутқучиси профессор доктор яқуп җивәләк риясәтчилик қилди. Йиғинда һитит университетиниң оқутқучиси доктор атавуллаһ шәһяр, қурулуш бинакарлиқ мутәхәссиси доктор әли рози, билги университетиниң оқутқучиси доктор мурат орхун қатарлиқ докторлар сөз қилди.

Йиғинда профессор доктор яқуп җивәләк ечилиш нутиқи сөзлиди. яқуп чивәләк сөзидә мундақ деди:

“дини етиқад вә пикир - чүшәнчә бирлики охшаш болған шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз бүгүнки күндиму хитай дөлитиниң системилиқ йүргүзүватқан бесим вә зулум астида яшимақта. Бу йиғинда сөз қилғучилар шәрқий түркистанниң өтмүши, бүгүни вә кәлгүсигә алақидар сөз қилип, хитай шәрқий түркистанда йүргүзүватқан бу зулум вә бесимни аңлитиш арқилиқ у йәрдики һәқсизлиқләр тоғрисида чорум хәлқиниң диққитини тартиду вә бу мәсилә тоғрисида чорум хәлқниң күнтәртипидә орун елишқа тиришиду.”

Биз бу йиғин тоғрисида йиғинда сөз қилған һитит университетиниң оқутқучиси доктор атавуллаһ шәһяр әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Доктор атавуллаһ шәһяр әпәнди, бу йиғинниң наһайити яхши өткәнликини, түркийиниң чәт райони болған чорум шәһиридә яшайдиған хәлқигә уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилисини аңлитиш мәқсәт қилинғанлиқини шуниң үчүн бу йиғин бәк әһмийәтлик бир йиғин болғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.