Түркийәдики уйғурлар топлашқан районларда йүз бәргән оғрилиқ әндишә қозғимақта
2018.03.01
Ениқлишимизчә, йеқинқи айлардин буян истанбул вә әнқәрәдә яшайдиған бир қисим уйғурлар оғриларниң овлаш нишаниға айлинип қалған. Әнқәрәдә икки уйғурниң хизмәт орниға бир қанчә қетим оғри киргән.
Истанбулдики фатиһ, сәфакөй, зәйтинбурну қатарлиқ районларда яшайдиған уйғурларму оғрилиққа, һәтта күп-күндүздә булаңчилиққа учриған. Биз түркийәдики уйғурлар дуч келиватқан бундақ вәқәләрниң җәряни, сәвәби вә тақабил туруш тәдбирлири һәққидә бир қисим уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Истанбулниң фатиһ районида яшайдиған мәмәтели мәмтимин әпәнди йеқинда икки қетимлиқ оғрилиқ вәқәсигә дуч кәлгән болуп, иккила қетим оғри ишикни өзи ясиған ачқуч билән ечип киргән. Бир қетим бәзи нәрсиләрни оғрилап кәткән болсиму, йәнә бир қетим сезилип қелип қечип кәткән.
Көзитишимизчә, истанбулда уйғурлар дуч келиватқан оғрилиқ вә булаңлчилиқ вәқәлири бәзи уйғурларни сарасимигә салған болуп, улар бу ишларниң кәйнидә хитай җасуслуқ органлириниң қоли болуши мумкин дәп қариған. Мәмәтели мәмтимин әпәнди буни асассиз пәрәз қарайдикән. Униң билишичә, түркийәдики бундақ җинайи қилмишлар ялғуз уйғурларға яки уйғурлардики пулдарлар қатлимиға қаритилған болмастин, бәлки барлиқ кишиләргә қаритилған икән.
Истанбулниң зәйтинбурну районида яшайдиған абдуезиз әпәнди өз тәвәликидә оғрилиқ вә булаңчилиқ һадисилириниң һәқиқәтән көпийип қалғанлиқиға диққәт қилған болуп, қулупларни алмаштуруп бихәтәрликкә чарә көргән. У кишиләрдин хитай һөкүмити уйғурларниң түркийәдики образини чиритиш үчүн хитайниң ичкири өлкилиридики бир қисим оғри, қарақчи вә уларниң атаманлирини түркийәгә мәқсәтлик әвәтти, дегәнләрни аңлиған. Униң қаришичә, бундақ гәпләр ишинишкә асан болған билән испатлашта таразиға тохтимайдикән.
Истанбулниң сәфакөй районида яшайдиған адилҗан әпәнди уйғурлар арисиға таралған юқириқи сөзләрни асассиз әндишә яритиш дәп билидикән. Униңчә, хитай уйғурларниң һеч биригә ишәнмәйдиған болуп, ичкиридики бир қисим уйғурларни мәхсус түркийәдики уйғурниң образини төкүш үчүн әвәтиши еһтималдин йирақ икән. Униң қаришичә, уйғур байлири уйғур миллий давасиға қетилиштин йирақ болғачқа, хитайниң уларға қарши бирәр тәдбир елишиға һаҗәт йоқ икән. Әгәр шундақ қилишқа һаҗәт чүшкән тәқдирдә түркийәгә адәм әвәткәндин байларниң уйғур елидики мүлкигә, яки туғқанлириға қол салсиму йетәрлик икән. Униңчә, бундақ гәпләр хитайни һәммигә қадир дәп чоң билидиған, уйғур нәдә болса хитайниң күчи шу йәрдә дәп хәвипсирәйдиған натоғра тәпәккур адити билән мунасивәтлик икән.
Истанбулда яшайдиған йәнә бир уйғур-сабирҗан көктуғ әпәнди түркийәдики уйғурлар дуч келиватқан оғрилиқниң еғир зиянларни елип келиватқанлиқини ейтти. Униң шаһит болғини бир ширкәткә киргән оғриниң йәтмиш миң доллар пул вә 6 данә компютерни оғрилап кәткини икән. Вәқә йүз бәргәндин кейин бармақ изи, син қатарлиқ дәлилләр сақчиларға тәминләнгән болсиму, лекин делодин бир нәтиҗә чиқмиған. Сабирҗан әпәнди буниң сәвәби һәққидә өз мулаһизилирини оттуриға қойди.
Сабирҗан көктуғ әпәнди кочиларда еқип йүргән хитайниң уйғур оғриларни әвәткәнлики вә җасус әвәтип уйғурларни байлиқтин айрип ташлашни мәқсәт қилғанлиқи қатарлиқ параңларға дәлил тапқили болмайдиғанлиқини әскәртти.
Түркийәдә яшаватқан уйғурлар асаслиқи истанбул, әнқәрә, қәйсәри, коня қатарлиқ шәһәрләргә җайлашқан болуп, түркийәниң башқа шәһәрлиригиму тарқақ җайлашқанлиқи мәлум. Нөвәттә түркийәдә фәтһуллаһ гүлән горуһиға қарши тазилаш, террорлуққа қарши күрәш вә көчмәнләргә қарита башқуруш күчәйтилгәнлики сәвәблик сақчи, тәптиш вә сотичиларниң хизмәт бесими еғирлап кәткән. Шу вәҗидин оғрилиқ делолири нәзәрдин сақит қилинип яки йениң җазалинип, бу хил җинайи қилмишларниң йүз беришидә шиддәт билән өрләш болуватқанлиқи ахбаратлардин мәлум болмақта.