Түркийәниң измир шәһиридә “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити вә уйғур мәсилиси” намлиқ йиғин чақирилди
2013.11.05

11-Айниң 2-күни түркийәниң ғәрбий райониға җайлашқан измир шәһиридики гәдиз университетида “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити вә уйғур мәсилиси” намлиқ доклат бериш йиғини чақирилди. Йиғинда д у қ муавин рәиси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди доклат бәрди.
Гәдиз университети түрк дуняси тәтқиқат җәмийити уюштурған мәзкур доклат бериш йиғиниға измир шәһиридики аммиви тәшкилат мәсуллири, университетиниң һәр дәриҗилик рәһбәрлири вә оқутқучи-оқуғучилардин болуп 400 әтрапида киши қатнашти.
Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, алди билән уйғурларниң қисқичә тарихи һәққидә мәлумат бәргәндин кейин, нуқтилиқ һалда уйғурларниң һазирқи вәзийити, дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлири вә уйғур мәсилисини һәл қилишниң йоллири тоғрисидики көз қарашлирини оттуриға қоюп өтти. Кейин мисаллар билән шәрқий түркистанда мәйданға кәлгән тоқунушлар тоғрисида мәлумат бәрди.
Доклати ахирлашқандин кейин “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити вә уйғур мәсилиси” намлиқ доклат бериш йиғининиң ахирида сейит түмтүрк әпәнди йиғинға қатнашқанларниң соалиға җаваб бәрди.
Биз нәқ мәйданға телефон қилип доклат бериш йиғини тоғрисида мәлумат игилидуқ.