Түрк мәтбуати вә сиясий сәһнисидә уйғур мәсилиси күнтәртипкә кәлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2014.11.28
turkiye-tashqi-ishlar-ministiri-mevlut-chavush-oghli.jpg Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу
RFA/Arslan


Йеқиндин буян түрк мәтбуати вә түрк сиясий сәһнисидә уйғур мәсилиси җиддий рәвиштә тилған елинишқа башлиди.

27 - Ноябир түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң тайландта қапсилип қалған уйғур мусапирларни қайтуруп келишини мунасивәтлик даириләрдин тәләп қилғанлиқи хәвәр қилинған.

28 - Ноябирдики хәвәрләргә қариғанда, түркийә ташқи ишлар министири язма баянат елан қилип, уйғур мәсилисигә диққәт қилип келиватқанлиқини вә йеқинда түркийәдә зиярәттә болған хитай вәкиллиридин уйғурлар үстидин ечиливатқан сотларниң адил болушини тәләп қилғанлиқни билдүргән.

Түркийә ахбарати вә сиясий сәһнисидә уйғурларға аит көрүлүватқан бу җиддий өзгиришләр хитай мәркизий сиясий қанун комитети секретари миң җйәнҗуниң түркийигә қаратқан мәхпий зиярити ахирлашқан мәзгилгә тоғра кәлди.

Әҗәба миң җйәнҗуниң түркийә зиярити вә шуниңдин кейин түркийәниң ахбарат вә сиясәт сәһнисидә көрүлүватқан өзгиришләр бир - биригә бағлинишлиқму?

Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, миллийәтчи һәрикәт партийәси әнқәрә парламент әзаси өзҗан йәничәриниң “шәрқий түркистанда өлүм җазасиға һөкүм қилинған уйғурлар мәсилигә мудахилә қилинған яки қилинмиғанлиқи” ға даир язма соалиға җаваб қайтурди. Чавушоғлу бу һәқтә тохталғанда, “министирлиқимиз уйғур ирқдашлиримиз билән мунасивәтлик барлиқ өзгиришләрни йеқиндин, шундақла интайин сәзгүрлүк билән көзитишни давамлаштуриду” деди.

Ташқи ишлар министири чавушоғли сөзидә, 28 - июн йәкән вәқәси, вәқәдин кейин қәшқәр оттура сот мәһкимиси 50 нәччә кишини мәзкур вәқәгә четип сотқа тартқанлиқи, булардин нәччә он кишини өлүмгә буйруп, йәнә нәччә он уйғурни муддәтлик вә муддәтсиз қамақ җазалириға һөкүм қилғанлиқи қатарлиқларға йеқиндин диққәт қилип кәлгәнлики билдүрди.

Министир чавушоғли баянатида, июл ейида қәшқәрдә мәйданға кәлгән вәқәләрдин кейин өлүмгә буйрулғанлар “сот җәряниниң очуқ - ашкара болушиға даир тәлипимизни 2014 - йили 21 - өктәбирдә әнқәрәдә өткүзүлгән учришишта хитай муавин ташқи ишлар министири чең гопиңға йәткүзүлди. Муавин министир чең гопиң җавабән сәзгүрлүкимизни чүшинидиғанлиқини, очуқ - ашкара сотлаш тоғрисидики тәлипимизни юқири дәриҗилик рәһбәрләргә йәткүзидиғанлиқини вә мәзкур һөкүмгә етираз билдүрүп юқири сотқа әрз сунуш йолиниң очуқ икәнликини әскәртти” деди.

Парламент әзаси җүмә ичтән әпәнди
Парламент әзаси җүмә ичтән әпәнди

Чавушоғлу, түркийәниң тутулуп қалған 300 уйғурни түркийәгә елип келиш үчүн һәрикәткә өткәнликини, бу мәсилә тоғрисида тайланд дипломатийә министири билән көрүшкәнликини вә қануний басқуч ахирлашқандин кейин уйғурларни түркийәгә елип келиш тәлипини тайланд тәрәпкә йәткүзгәнликини йәнә бир қетим тәкитлиди.

2014 - Йили 27 - ноябир чаршәнбә күни түркийә парламентида сөз қилған адаләт вә тәрәққият партийиси диярбәкирдин сайланған парламент әзаси җүмә ичтән әпәнди уйғур мәсилиси тоғрисида сөз қилип уйғур елидә йүз бериватқан қирғинчилиқ вә өлүм һадисилирини тәнқид қилди вә бир күрт болуш сүпитимиз билән уйғурларни биз әң яхши чүшинимиз, деди.

Түркийә парламентиниң омумий йиғинида сөз қилған парламент әзаси җүмә ичтән әпәнди сөзини алди билән шәрқий түркистан қатарлиқ җайларда зулум астида яшаватқан хәлқләргә салам йоллап мундақ деди: инсаний қәдир - қиммәт 1949 - йилидин буян дәссәп - чәйлиниватқан йәрләрдин бири шәрқий түркистанға салам йоллаймән, деди.

Парламент әзаси җүмә ичтән әпәнди хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулум вә өлүм һадисилирини қаттиқ тәнқид қилди вә уйғурларниң қирғинчилиққа учриғанлиқини ипадиләп мундақ деди: шәрқий түркистанда 1949 - йилидин буян санақсиз адәм хитай коммунист һакимийити тәрипидин қәтли қилинди, уйғурлар һазирму қирғинчилиққа учрап келиватиду. Һәр күни зулум - искәнҗә, сүргүн, суйиқәст вә өлүм җазалири давам қиливатиду. Бу йилниң өзидила 260 уйғур түрки өлүм җазасиға һөкүм қилинип қорал билән етип шеһит қилинди. Тайландта 300 киши тутуп турулуватиду, әгәр улар қайтурулса оққа тутулиду. Шәрқий түркистанға қариған һаман күртләрниң илгирики әһвали көзүмгә көрүниду, уйғур түрклириниң әһваллири адаләт вә тәрәққият партийиси һакимийәт бешиға келиштин илгирики күртләрниң әһваллириға охшайду, бир күрт болуш сүпитимиз билән уйғурларни биз әң яхши чүшинимиз.

2014 - Йили 18 - ноябир сәйшәнбә күни хитай коммунист партийәси мәркизий комитети сиясий бюросиниң әзаси миң җйәнҗу башчилиқидики 10 кишилик бир өмәк түркийәдә зиярәттә болуп, түркийә җумһурийити рәиси рәҗәп таййип әрдуған, ички ишлар министири, дөләт бихәтәрлик идариси қатарлиқ муһим органларниң рәһбәрләр билән учрашқан вә сөһбәтләшкән иди, бу учришишлар мәтбуатларға йепиқ һалда елип берилған болуп учришишниң тәпсилати тоғрисида һеч қандақ мәлумат берилмигән иди.

Бирақ бу учришиштин кейин түркийәдики радио - телевизийәләрдә уйғур мәсилиси һәққидә мәхсус программилар тарқитилмақта, мәтбуатларда уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида көпләп мақалиләр елан қилинмақта, түркийә парламенти, һөкүмәт вә һәр қайси сиясий партийиләр уйғурлар тоғрисида баянатлар елан қиливатиду.

Түркийиниң ташқи сияситидә уйғур мәсилисигә қарита қандақ өзгиришләр болуватиду? уйғур мәсилиси түркийә парламенти, һөкүмәт вә сиясий партийиләрниң шундақла мәтбуатларниң күн тәртипигә келишигә сәвәб болған амил немә? хитай коммунист партийәси мәркизий комитети сиясий бюросиниң әзаси миң җйәнҗу башчилиқидики 10 кишилик бир өмәкниң түркийини зиярәт қилишидин кейинла түркийә һөкүмитиниң тайландтики көчмән уйғурларни тәләп қилиши бир тасадипийлиқму яки истратегийиму? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн биз түркийә һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси, истратегийә чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.