Түркийә парламент әзаси қәшқәрдә йүз бәргән вәқәгә қарита баянат елан қилди
2013.12.18
15-Декабир қәшқәрниң конашәһәр наһийиси сайбағ йезисида йүз бәргән қанлиқ вәқәгә қарита түркийәдики бир қисим сиясий партийиләр вә аммиви тәшкилатлар тор бәтлиридә баянат елан қилди.
Түркийә бүйүк бирлик партийиси, милләтчи һәрикәт партийиси, үлкә оҗақлири вә шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири бу һәқтә баянат елан қилип бу вәқәгә қарита наразилиқини ипадилиди.
Синан оган түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғли билән учришип, немә үчүн дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадирниң түркийәгә келиши үчүн виза бәрмәйдиғанлиқини сориғанлиқини билдүрди.
Милләтчи һәрикәт партийисидин парламент әзаси доктор синан оган, 15-декабир қәшқәр конашәһәр наһийиси сайбағ йезисида йүз бәргән қанлиқ вәқәгә алақидар түркийә парламентида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди вә бу қанлиқ вәқәни қаттиқ әйибләш билән биргә түркийә һөкүмитини бу вәқәгә сүкүттә турғанлиқ билән қаттиқ тәнқид қилди.
Түркийә парламентида ечилған мухбирларни күтүвелиш йиғинида синан оган сөзини мундақ башлиди:
“шәрқий түркистанда йүз бәргән һуҗумларға әпсуслинарлиқи, түркийәдә керәклик көңүл бөлүнмиди. Түркләр тарихтин буян вәһшийликләрниң қурбани болуп кәлди. 1997-Йили 5-феврал ғулҗида йүз бәргән қәтлиам есимиздә, 2009-йили 5-июл үрүмчидә шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға қарши елип берилған һуҗумлар вә вә бу һуҗумда өлтүрүлгән 1000 ға йеқин қериндашлиримизниң қайғу-әләмлирини һазирму унтумидуқ. Әмма, у йәрдики түрк қериндашлиримизға қарши елип бериливатқан һуҗумлар һәр күни дегүдәк көпийиватиду. Түнүгүн техи ахбаратларда елан қилинған учурларға қариғанда, сәвәбсиз һуҗумлар сәвәбидин у йәрдә 14 шәрқий түркистанлиқ қериндишимиз һаятидин айрилди, хитайда мәтбуат әркинликини чәкләш бәс-муназирә болуп келиватқан бир мәсилә, әмма адаләт вә тәрәққият партийисидин бу вәқәгә қарита һечқандақ аваз чиқмиди.”
Синан оган сөзидә йәнә түркийә һөкүмитиниң, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң түркийәгә келиши үчүн виза бәрмигәнликини тәнқид қилип мундақ деди:
“дуняниң охшимиған җайлирида аталмиш әрмәни қирғинчилиқи тәшвиқати елип бериватқан әрмәнләргә вә әрмәнистанға ишикни ечиватисиләр! әмма рабийә қадир ханимға ишикни тақидиңилар!. Түркләрниң тарихиға, қиммәт қаришиға һақарәт қилғанларға, түркләрни әйиблигәнләргә ишикни ечиш үчүн қилмиғанлириңлар қалмайду, бу қобул қилидиған бир иш әмәс. Шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида өткән күни ташқи ишлар министири әхмәт давутоғли билән сөзләштим. Рабийә қадир түркийәгә қачан келиду? дәп соридим. Һечқандақ җаваб бәрмиди, мән чиң туруп қайта-қайта сориғандин кейин җаваб беришкә мәҗбур қалди вә худайим буйруса бир күни келиду, деди.”
Бу мүҗмәл җавабқа аччиқи кәлгән парламент әзаси синан оган адаләт вә тәрәққият партийәсигә хитаб қилип, уларниң келәр қетимқи сайламда һөкүмәт бешидин кетидиғанлиқини ипадилиди.
Доктор синан оган әпәнди сөзидә түркийәдә түрк милләтпәрвәрликниң аҗизлиши билән башқа җайлардики түркләргә қарита зулум вә бесимниң еғирлишип кетиватқанлиқини ипадиләп йәнә мундақ деди:
“әпсуслинарлиқ билән шуни дәймәнки, түркийәдә түркчиликкә қарши туруш улғайғандин кейин, кәркүктә, түркмәнләр яшайдиған йәрләрдә партлаватқан бомбиларға, қәшқәрдә, үрүмчидә, хотәндә болса шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға тоғрилиниватқан қоралларға сүкүт қилиш адәтләнгән бир вәзийәт шәкилләнди. Түркийә, адаләт вә тәрәққият партийисиниң дәвридә у йәрдики түркмән вә уйғур қериндашлиримизға керәк болған шәкилдә йенида туралмиди. Дуняниң һәр тәрипидә түрк изи өчүрүлүшкә дуч келиватиду, әмма һөкүмәт буниңға сүкүт қиливатиду, шәрқий түркистанда уйғур түрклиригә қарши қирғинчилиқ давам қиливатиду, һөкүмәт түрк излириниң йоқ болушиға сүкүт қиливатиду. Гунаһи пәқәт түрк вә мусулман болған рабийә қадир түркийәгә келәлмәйватиду, адаләт вә тәрәққият партийиси башқуруватқан түркийә һөкүмити вә ташқи ишлар министирлиқи униңға виза бәрмиди. Немә үчүн рабийә қадирға виза бәрмәйсиләр дәп соралғанда, худди түркийә башқа бир дөләт тәрипидин башқурулуватқандәк ташқи ишлар министири болған киши очуқ җаваб бәрмәйду. Түркийә худди башқа бир дөләт тәрипидин башқурулуватқандәк, ташқи ишлар министири әхмәт давутоғли, рабийә қадирниң түркийәгә келишигә рухсәт берәлмәйдиған һалға кәлди. Биз шуниңға ишинимизки, рабийә қадир бир күни худайим буйруса түркийәгә келиду. Биз милләтчи һәрикәт партийиси болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистанда йүз бәргән қәтлиамларға сүкүт қилмаймиз, мәйли ғәззә, мәйли ирақ түркмәнлири болсун, сүрийә мәсилилири болсун буларниң һеч биригә сүкүт қилмаймиз. Йүнаситан вә булғарийәдики түркләрниң һәқ-һоқуқлириниң тартивелинишиға сүкүт қилмаймиз. Ташқи ишлар министири һазирғичә шәрқий түркистандики қирғинчилиққа қарши аваз чиқармиди, түркмәнләрниң қәтли қилинишиға қарши аваз чиқармиди. У йәрләрдики түркләрниң йенида милләтчи һәрикәт партийиси вә түрк дуняси вә түрк миллити бардур, буни һәр ким билиши керәк.”
Бүгүн йәнә түркийә бүйүк бирлик партийиси измир шөбә рәиси әхмәт бәрәкәт әпәнди 15-декабир қәшқәрниң сайбағ йезисида йүз бәргән қанлиқ вәқәгә қарита партийиниң рәсмий тор бетидә баянат елан қилди.
Баянатта мундақ дейилгән: хитай һөкүмити тәрипидин охшимиған баһаниләрни ойдуруп шәрқий түркистанда оттуриға чиқарған вәқәләргә йәнә бир йеңи қанлиқ вәқә йүз бәргәнликини қайғу ичидә көзитип келиватимиз. Залим хитай һакимийитиниң уйғур хәлқи үстидин йүргүзүватқан зулум вә искәнҗә һәр күни дегүдәк шиддәтлик ешиватиду. Қәшқәрдә 14 уйғурниң хитай сақчилири тәрипидин шеһит қилинғанлиқи тоғрисидики мәлуматлар хәлқ арисида бәс-муназирә қилиниватиду, шәрқий түркистан нәччә йилдин буян хитай зулуми вә искәнҗә астида езиливатиду, әмма пүтүн дуня бу вәһимилик һадисиләргә сүкүт қилип келиватиду. Дуня бәлки етиқад вә сиясий мәнпәәтлири сәвәбидин пүтүн бу трагедийиләргә сүкүт қиливатиду дәп ойлаймиз.
Түркийә бүйүк бирлик партийиси измир шөбә рәиси әхмәт бәрәкәт әпәнди баянатта түркийә һөкүмитини бу вәқәгә қарита сүкүттә турғанлиқ билән тәнқид қилди вә мундақ деди: дуняниң қәйиридә болса болсун зулумға учриған мусулман түрк қериндашларниң дәрт-әләмлириниң өзлириниң дәрт-әләмлири дәп билгән бүйүк бирлик партийиси болуш сүпитимиз билән һөкүмәтни шуниңға чақириқ қилимизки, йүз бәргән бу қанлиқ вәқәләргә әң қаттиқ усулда қаршилиқ көрситишиңлар керәк. Хитай һакимийити билән болған пүтүн сиясий, иқтисадий вә һәрбий һәмкарлиқ келишимләрниң, бу қанлиқ вәқәләр вә зулумға хатимә берилмигән тәқдирдә әмәлдин қалдуридиғанлиқини пүтүн дуняға елан қилиш керәк.
Рәис әхмәт бәрәкәт әпәнди сөзиниң ахирида мундақ деди: адриятиктин сәддичин сепилиғичә болған җуғрапийиләрдә яшаватқан күчлүк бир түрк дунясини арзу қилимән, дегән вә бу йолда шеһит болған мәрһум муһсин язиҗиоғлиниң сәпдашлири болған алпәрәнләр пүтүн күчи билән шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң йенида турушни давам қилимиз.
15-Декабир қәшқәр конашәһәр наһийисиниң сайбағ йезисида йүз бәргән қанлиқ вәқә, түркийә мәтбуатлирида вә телевизийә қаналлирида кәң орун алди. Мақалә вә обзорлар елан қилинди.