Түрк аммивий тәшкилатлири мусапир уйғурлардин һал сорап пул ярдәм қилди
2016.02.09
7 - Феврал күни түркийәниң чоң вилайәтлиридин болған коняда паалийәт елип бериватқан“ирфан маарип вә һәмкарлиқ достлуқ җәмийити” билән қәйсәридә паалийәт елип бериватқан “чәдут җәмийити” башқуруш һәйити әзалири қәйсәридики уйғур мусапирлардин һал сориди вә уларға атиған иқтисадий ярдимини тапшуруп бәрди. 40 Кишидин тәркип тапқан һәйәт, малайшия вә тайланд арқилиқ түркийәниң қәйсәри шәһиригә келип олтурақлишип қалған уйғур мусапирлар туриватқан қороҗайға келип земистан қишта мусапир уйғурларға маддий ярдәмләрни берип уларни қаттиқ сөйүндүрди. Улар мусапир уйғурлар билән бир дасқанда биллә тамақ йәп, бирликтә намаз қилип, улардин немә қейинчилиқларға дучар болуватқанлиқини сориди.
40 Кишилик һәйәт тәшкилләп келип уйғур мусапирлардин һал сорап, уларға мадди ярдәмләрни бәргән ирфан маарип һәмкарлиқ вә достлуқ җәмийити рәиси мәмәт каклик әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “биз уйғур мусапирларниң вәзийитини биләттуқ, уларниң қейинчилиқи немә, уларни нәқ мәйданда көрәйли, уларға зияпәт берәйли дәп йәкшәнбә күни саәт 11 әтрапида берип, мәсчиттә бир йиғин ачтуқ. Уйғур қериндашлиримиз билән тонуштуқ. Тамақтин кейин йәнә йиғин ечип улар дучар болуватқан қейинчилиқларни хатириләп чиқтуқ.”
Мәмәт каклик әпәнди малайшия вә тайланд арқилиқ қәйсәригә келип олтурақлишип қалған уйғур мусапирлар үчүн коняда йиғқан пулни уларға тәқдим қилғанлиқини баян қилип мунуларни деди: “биз апарған иқтисадий ярдәмни сейит әпәндигә бәрдуқ. Наһайити яхши бир зиярәт болди. Биз бу зиярәт арқилиқ уйғур қериндашлиримизни техиму йеқиндин тонуған болдуқ. Шунчә қейинчилиқ астида яшап туруғлуқ қуран курсиға зор әһмийәт бәргәнликлири бизни бәкла сөйүндүрди. Конядин 15 киши барған идуқ, қәйсәридики шөбимизниң мәсуллири болуп 40 әтрапида киши йерим күн мусапир уйғур қериндашлиримиз билән мәнилик йерим күн өткүздуқ.”
Мәмәт каклик әпәнди мусапир уйғурларниң қейинчилиқлирини җайида көрүп йезивалғанлиқини, бу җүмә күни йиғин чақирип уйғурларниң қейинчилиқини һәл қилишниң йоллирини издәйдиғанлиқини баян билип мундақ деди: “биз уйғурлар үчүн немиләрни қилалаймиз, бу һәқтә җүмә күни йиғин ачимиз. Бу уйғурларниң растинла ярдәмгә еһтияҗи бар икән. Уларниң туридиған җайи бар икән, әмма амбарда йәйдиған нәрсилири түгәпту. Уларму буни деди. Биз коняда ярдәм йиғип аптомобил билән әвәтишни ойлаватимиз. Уйғур қериндашлиримизниң әң зор қейинчилиқи саламәтлик суғуртисиниң йоқлуқи билән түркийәдә ишләш рухситиниң йоқлуқидин ибарәт. Бизниң баш министиримиз конялиқ болғачқа, униңға бу мәсилини қандақ йәткүзимиз. Биз бу һәқтә баш қатуримиз. Чүнки бизчә уйғур мусапирлар дучар болуватқан әң зор қейинчилиқ түркийәдә ишләш рухситиниң йоқлуқи икән. Өзлири ишләп турмушини қамдиялайдиған болалиши үчүн алди билән буни һәл қилишимиз керәк.”
Қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси сейит түмтүрк әпәнди коня ирфан җәмийити башлиқи мәмәт әпәнди башчилиқидики 40 кишилик һәйәтниң уйғур мусапирларни йоқлап келип уларниң қейинчилиқлирини аңлап йезип кәткәнликини, түркийә һөкүмитигә йәткүзидиғанлиқини баян қилғанлиқини ейтти. Сейит түмтүрк әпәнди бу һәйәтниң уйғурларға иқтисадий ярдәм елип келип тапшуруп бәргәнликини деди.
Миң уйғур олтурақлашқан қороҗайдики мәсчитниң имами әмин қари конядин кәлгән аммивий тәшкилатлар мәсуллиридин тәркип тапқан һәйәтниң өзлиригә иқтисадий ярдәм бәргәнликини, буни намрат уйғурларға тарқитип беридиғанлиқини баян қилди.
Шәрқий җәнуби ася дөләтлири арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурлардин миң киши қәйсәридики дөләтниң қороҗайиға орунлаштурулған болуп, булар һазирғичә түрк аммивий тәшкилатлириниң маддий ярдәми билән турмушини қамдап кәлмәктә иди. Кейинки 7 - 8 айдин бери ярдәм тохтап қалған болуп, 7 - феврал күнидики ярдәм 7 айдин буянқи тунҗи ярдәм икән.