23 Аммивий тәшкилат уйғурлар тоғрисида тайланд әлчиханисиға мәктүп йоллиди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2015.01.16
turkiye-tayland-uyghur-chanaqqelle-ruhi-yashlar-teshkilati-sherqiy-turkistan-002.jpg Чанаққәлә 1915 роһи яшлар җәмийитиниң әзалири намайишта
RFA/Arslan


Түркийә хәлқиниң тайландта тутуп турулуватқан уйғурларни қутулдуруш үчүн елип бериватқан һәр хил паалийәтлири давам қиливатиду.

12 - январ дүшәнбә күни истанбулда 23 аммивий тәшкилат рәһбәрлиридин тәркип тапқан бир гуруппа кишиләр истанбул сиркичидики мәркизи почтахана алдиға җәм болуп, тайландта тутуп турулуватқан уйғурларни қутулдуруш мәқситидә намайиш елип барди вә бу тоғрида тайландниң әнқәрәдики баш әлчиханисиға, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә түркийә ташқи ишлар министирлиқиға мәктуп әвәтти.

Түркийә маарип уюшмиси истанбул шөбиси, милләтпәрвәр адвокатлар бирлики, түркийә кадирлар уюшмиси истанбул шөбиси, үлкү оҗақлири истанбул шөбиси, алпәрән оҗақлири истанбул шөбиси, түрк дуняси тәтқиқатлири фонди қатарлиқ 23 аммивий тәшкилатниң рәһбәрлири вә әзалиридин тәркип тапқан 100 кишилик гуруппа сиркичидики мәркизи почтихана алдиға топлинип намайиш қилди вә түрк вә шәрқий түркситан байрақлирини көтүрүп, түркийә уйғур түрклиригә игә чиқ! дегәндәк шоарлар товлиди.

Бу йәрдә йәнә тайландта тутуп турулуватқан уйғурларға алақидар бир баянат елан қилинған болуп, баянатни намайишчиларға вакалитән түркийә адвокатлар бирликиниң мәсуллиридин адвокат уғур тархан әпәнди оқуп өтти.

Адвокат уғур тархан әпәнди мундақ деди: “өткән йили март ейида хитай зулуми вә бесимлиридин қечип тайландқа кәлгән әр - аял вә кичик балилардин тәркип тапқан 400 әтрапида уйғур түрклири тайландта тутулуп қелип түрмигә қамап қоюлди. Шуниңдин буян тайландниң икки районидики айрим - айрим 6 түрмидә тутуп турулуватқан уйғурлар һәр хил қийинчилиқ вә начар муһит ичидин қутулушни күтүп ятмақта. Хитай даирилири, муһаҗир уйғурларни тайландтин қайтуруп беришни тәләп қиливатиду. Бүгүнки күнгичә бастуруш сиясәтлири вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири билән начар нами дуняға мәшһур болған хитайниң тәлипи тайланд тәрәптин қобул қилинған тәқдирдә муһаҗир уйғур қериндашлиримиз өлүм билән җазалиниш хәтиригә учрайду.”

Адвокат уғур тархан әпәнди сөзидә йәнә, хитай даирилирини хәлқара кишилик һоқуқ қанунлири вә мусапирлар қанунлириға әмәл қилмиғанлиқ билән әйиблиди вә сиясий панаһлиқ тәләп қилғучиларни қайтуруп бериш хәлқара мусапирлар қануниға хилап икәнликини тәкитләп мундақ деди: “бирләшкән дөләтләр кишилик һоқуқ шәртнамиси, мусапирлар һоқуқлириға алақидар келишимләргә асасән, һаяти вә әркинлики хәвп ичидә қалған һәр қандақ сиясий панаһлиқ тәләп қилғучиниң қайтурулмаслиқи қобул қилинди. У қанун вә шәртнамиләрдә йәнә сиясий панаһлиқ тәләп қилған мусапирларниң яшаш үчүн башқа бир дөләткә кетишни тәләп қилиш һоқуқлири капаләткә игә қилинди.”

Уйғур түрклириниң йенида икәнликимизни көрситиш вә зулумға хатимә беришни тәләп қилип тәйярланған илтимаслиримизни тайланд падишаһлиқниң баш әлчиликигә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати алий дәриҗилик мусапирлар ишханси түркийә бөлүмигә вә түркийә ташқи ишлар министирлиқиға әвәттуқ. Мунасивәтлик дөләт вә тәшкилатларниң бу мәсилигә сәл қаримаслиқини, уйғур түрклириниң дәрһал әркинликкә еришишини тәләп қилимиз. Шуни унутмаслиқ керәкки, уйғур түрклири ялғуз әмәс.”

Чанаққәлә 1915 роһи яшлар җәмийитиниң әзалири шәрқий түркистандики хитай зулумини тонутуш мәқситидә йүрүш орунлаштурди.

Һасан мәвсуф кочисидики җәмийәт бинаси алдиға топланған гуруппа әзалири, тәкбир товлишип, “мусулман ухлима, қериндишиңға игә чиқ! шәрқий түркистан үчүн мүрини мүригә тирәйли!. яшисун мустәқил шәрқий түркистан!” дегәнгә охшаш шуарларни товлап демирҗи оғли кочисидин таки искәлә мәйданиғичә йүрүш қилди.

Шәрқий түркистандики уйғур мусулманлири үстидин йүргүзүлүватқан зулумға диққәт тартиш мәқситидә йүрүш қилған бу гуруппидикиләр искәлә мәйданида ахбарат елан қилиш йиғини ачти. Баянатида шәрқий түркистандики уйғур түрклиригә елип бериливатқан зулумларни унтуп қалмайдиғанлиқини билдүргән чанаққалә 1915 руһи яшлар җәмийити башлиқи халит қубилай фират әпәнди мундақ деди: “1949 - йилидин бери шәрқий түркистанда диктатурлуқ һакимийити астида қалған уйғурлар зулумға учрап кәлмәктә. Биз 1915 чанаққалә роһи болуш сүпитимиз билән, чанаққәлә ғәлбисиниң 100 - йилида күнимизниң тинчлиқ симоволи шәһири болған чанаққәләдин шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң дәрд - әләм вә қайғулири билән ортақлашмақчимиз вә буниң билән бирликтә зулумға тохта дәймиз. Биз мунасивәтлик дөләт органлириниңму бу һәқтә қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситишини тәләп қилимиз.

Қәйсәри вилайитидики алпәрән оҗақлири тәшкилатиниң уюштуруши билән, шәрқий түркистанлиқ уйғур түрклириниң бешиға кәлгән ечинишлиқ тирагидийәләрни көрситиш үчүн шәһәр мәркизидики мәйданида рәсим көргәзмиси ечилди.

Рәсим көргәзмисидә шәрқий түркистан хәлқиниң бешидин өткән ечинишлиқ кәчүрмишлири көрситилиди. Қәйсәри алпәрән оҗақлири тәшкилатиниң башлиқи маһмут җүмәрт әпәнди, өзлириниң уйғур түрклириниң йенида икәнликини билдүрүш вә қәйсири хәлқигә хитай зулумини көрситиш мәқситидә бу көргәзмини ачқанлиқини баян қилди. Җүмәрт әпәнди, “тайландта панаһлиқ тәләп қилип туруватқан 300 дин артуқ уйғур қериндашлиримизниң һалидин йәнә бир қетим чүшинип йәттуқки, уйғур түрклиридин болған қериндашлиримиз бу дуняда һәқиқәтән игә чақисиз қапту. Анадолу түрклири болуш сүпитимиз билән өзимиз мустәқил яшап келиватқан тупрақларда бу көчмән қериндашлиримизниң йенида болалмаслиқниң чарисизликини һес қилмақтимиз. Қериндашлиримиз намаз оқуш вә роза тутушқа охшаш диний вәзипилирини ада қилишта, сақал қоюш вә бешиға яғлиқ артишқа охшаш диний ибадәтлирини әркин елип беришта қаттиқ чәклимигә учримақта. Шәрқий түркистандики қериндашлиримизға ярдәм бериш бу ноқтидин ейтқанда һәм қандашлиқ, һәм диндашлиқ вәзипимиздур. Шуңа һәр бир кишини шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға ярдәм қилишқа чақиримиз. Һеч болмиғанда дуалиримизда уларға алаһидә дуа қилишни унтуп қалмайли.” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.