Түркийә парламент әзаси: “хитай 200 завут қурмақчи иди, техи бирсиму йоқ”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.01.22
omer-fethi-gurer.jpg Түркийә җумһурийәт хәлқ партийәсиниң парламент әзаси өмәр фәтһи гүрәр әпәнди сөздә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә парламентидики әң чоң өктичи партийә болған җумһурийәт хәлқ партийәсиниң парламент әзаси өмәр фәтһи гүрәр әпәнди 17-январ күни түркийә парламентидики омумий йиғинда сөз қилип, “хитай буниңдин 7 йил бурун ниғдә вилайитимиздә 200 завут қуридиғанлиқини елан қилған иди, 7 йил өткән болсиму техи бирму завут қурулғини йоқ, бу һәқтә һөкүмәтниң җаваб беришини сораймән” дегән.

Түркийәдики әң чон гезитләрдин “һүрийәт гезити” дә 17-январ күни елан қилинған бу һәқтики хәвәрдә, парламент әзаси фәтһи гүрәр әпәндиниң юқиридики соалиға түркийә билим, санаәт вә технологийә министири фаруқ өзлү әпәнди җаваб берип мундақ дегән: “2012-йилидин тартип хитай билән санаәт җәһәттин шериклик орнитиш һәққидә музакирә елип бериватимиз. 7 Хитай ширкити билән музакирә елип бериш нәтиҗисидә бир хитай ширкити ниғдәдә ширкәт қурди. Ниғдәдә хитай ширкәтлири завут қурсун дәп йәр тәйярлап қойдуқ, түркийә-хитай кариханичилар җәмийити билән бу һәқтики музакиримиз давамлашмақта”.

Парламент әзаси өмәр фәтһи гүрәр әпәнди, фаруқ өзлү министирниң соалиға мундақ җаваб бәргән: “хитай рәһбәрлири 2011-йилида түркийәгә кәлгәндә, 5 йилда 200 завут қуримиз дегән иди, 2018-йилиға кәлдуқ, бирму завут қурмиди. У вақитта гезитләрниң 1-бетидә ‛итай 200 завут қурмақчи‚ дегән темида хәвәр елан қилинған иди, әмма һазирғичә һечнемә йоқ.”

Түркийә тәрәққий қиливатқан дөләт болуп, түркийәниң мәбләғ вә технологийәгә еһтияҗи бар. Түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттиму бу әң муһим орунни тутмақта. Һәр йили көп санда хитай рәһбәрлири, хитай ширкәтлириниң мудирлири түркийәгә келип, түркийәгә мәбләғ салидиғанлиқи, һәтта завут қуридиғанлиқи тоғрисида вәдә берип кәтмәктә. Ундақта хитайниң түркийәниң оттура райониға җайлашқан ниғдә вилайитидә 200 завут қуримиз дәп бирниму қурмаслиқидики сәвәб немә? 5-6 йил ичидә 200 завут қуруш мумкинму? хитай ширкәтлириниң бундақ вәдә беришидики сәвәб немә? бу хил вәдиләр икки дөләт оттурисидики мунасивәткә, уйғур дәвасиға қандақ тәсир көрситәр?
Әнқәрәдики гази университети хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси профессор доктор мәмәт акиф оқур әпәнди хитайниң 200 завут қуруш вәдисиниң икки сәвәб түпәйли берилгән вәдә болуши мумкинликини баян қилип мундақ деди: “тиҗарәт мунасивитидә вәдисидә турмаслиқни өзара ишәнчиниң кәмчил болуши дәп қараймиз. Бу төвәндики икки сәвәб түпәйлидин болған болуши мумкин. Биринчиси, хитай вәдә бәргән вақтида әтраплиқ ойланмайла бәргән болуши мумкин. Иккинчиси болса, хитай түркийә билән болған мунасивәттә башқа бир ишини һәл қилиш үчүн бәргән вәдә болушиму мумкин”.

Түркийәдики чәтәл мәбләғлириниң 70% явопа дөләтлири вә америкидин киргән. Түркийә тиҗаритиниң 60% йәнә явропа дөләтлири вә америка билән елип берилмақта. Доктор мәмәт акиф оқур әпәнди хитай технологийәсиниң әрзанлиқи, хитай ишләп чиқарған малларниң әрзанлиқи түпәйли түркийәниң хитай билән болған мунасивәткә әһмийәт беридиғанлиқини, әгәр бундақ вәдисидә турмайдиған әһвал көпәйсә икки дөләт оттурисидики мунасивәткә сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “бу хил әһвал көпәйсә икки дөләт оттурисидики мунасивәткә сәлбий тәсир көрситиду. Чүнки түркийәниң хитай билән болған мунасивитигә әһмийәт беришидики сәвәб хитайдин мәбләғ тартиш. Хитай билән болған тиҗарий тәңпуңсизлиқни азайтиш, әгәр бу хил қуруқ вәдиләр көпәйсә икки дөләт оттурисидики мунасивәткә сәлбий тәсир көрситиду дәп қараймән”.

Истанбулдики уйғур иқтисадшунас абдурешит әпәнди 2011-йилида хитай 200 завут қуридиған болди дәп хәвәрләрниң чиққанлиқини, һазирғичә бирму завут қурулмиған болса түркләрниң хитайларға һәддидин зиядә ишинип кәткәнликидин болғанлиқини баян қилди.

Абдурешит абдулхәмит әпәнди хитай тәрәпниң бундақ вәдисидә турмаслиқиниң түркләрниң хитайларни шундақла хитайни чүшинишигә пайдилиқ болидиғанлиқини баян қилди.

Түркийә 17 йилдин бери хитай билән болған сода мунасивитини күчәйтиш сиясити елип бармақта. Түркийә хитайниң мәбләғ селишини вә икки дөләт оттурисидики тиҗарий тәңпуңсизлиқни түзитишни күтмәктә. Абдурешит абдулхәмит әпәндиниң ейтишичә, хитай болса қуруқ вәдиләр билән түркийәдики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлирини тосушқа тиришмақта. Ундақта түркийә күткән мәқситигә йетәләмду? абдурешит абдулхәмит әпәнди түркийәниң хитайдин күткән мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини баян қилди.

Измирдики әгә университети профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситиму қәғәз үстидә бир хил, әмәлийәттә башқа бир хил икәнликини, түркийәгә қәғәз үстидидики уйғур сияситини аңлитиватқанлиқини вә буниң хитайниң писихологийәлик бир алаһидилики икәнликини баян қилди.

Түркийә билән хитай оттурисидики тиҗарәт соммиси 2016-йили 26 милярд доллар болған болуп, түркийә хитайға икки йерим милярд долларлиқ мал сатқан, түркийә болса хитайдин 24 йерим милярд долларлиқ мал импорт қилған. Содидики бу хил тәңпуңсизлиқму түркийәдики бир қисим сиясийонлар, болупму сода-санаәт саһәсидики әрбабларниң изчил тәнқидигә учрап кәлмәктә. Әмма, түркийә-хитай алий рәһбәрлириниң учришишлирида икки дөләт сода миқдариниң техиму юқири көтүрилидиғанлиқ вәдилири берилмәктә. Түркийә хитайниң мәбләғ селишини күтүватқан болсиму, бирақ, хитай түркийәгә әң көп мәбләғ салған 20 дөләт ичидә йоқ икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.