Президент әрдоған кичик шәһәрләрдә утти, чоң шәһәрләрдә уттуруп қойди
2017.04.17
Түркийә асасий қануниға түзитиш киргүзүп, һазирқи парламент түзүмидин президентлиқ, йәни дөләт башлиқи һөкүмәт қуридиған түзүмгә өтүш үчүн омумий хәлқ беләт ташлаш, йәни референдум 4-айниң 16-күни өткүзүлгән болуп, буниңда президентлиқ түзүмигә өтүшни қоллиғанларниң нисбити 51.4% Ни игилиди, 48.6% Киши парламент түзүмини давамлаштурушни тәләп қилди.
Бу қетимлиқ омуми хәлқ беләт ташлашқа, йәни рай беришкә 50 милйон әтрапида киши қатнашқан болуп, қоллаш райини бәргәнләрниң сани, рәт қилғанларға қариғанда 1 милйон 379 миң артуқ болған. Истанбул, әнқәрә, измир вә анталя қатарлиқ чоң шәһәрләрдә рәт қилиш белити ташлиғанларниң сани қобул қилғанларниң санидин көпрәк болған.
4-Айниң 16-күни кәчтә беләтләр санилип, нәтиҗә рәсмий җакарланғандин кейин, түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған хәлққә нутуқ сөзлиди вә мухбирларға баянат бәрди. У, мундақ деди: “бүгүн түркийәдә 200 йилдин бери муназирә қилинип келиватқан дөләтниң түзүми тоғрисидики қануний қарар мақулланди. Бу адәттики иш әмәс, бу дөләтниң түзүми вә дөләт аппаратиниң қандақ болуши тоғрисида берилгән муһим бир қарардур”.
У, нутқиниң ахирида асасий қанунға түзитиш киргүзүш үчүн елип берилған бу рай беришни қоллап қуввәтлигән сиясий партийәләргә рәһмәт ейтип мундақ деди: “адаләт вә тәрәққият партийәсини қоллиған қериндашлиримға рәһмәт ейтимән. Милләтчи һәрикәт партийәсини қоллиған қериндашлиримға рәһмәт ейтимән. Бүйүк бирлик партийәсини қоллиған қериндашлиримға рәһмәт ейтимән”.
Әмма, мәзкур рай бериш ахирлашқандин кейин бәзи өктичи сиясий партийиләр сайлам қануниға хилап ишларниң садир болғанлиқини баян қилип, наразилиқ билдүрди. Уларниң қаришичә, үстигә “қошулимән” яки “қошулмаймән” ибарилири йезилған рай белити билән конвертниң үстигә тамға бесилған болуши керәк икән. Бәзи йәрләрдә тамға йоқлуқи байқалған болуп, өктичи партийәләр буниңға наразилиқ билдүрмәктә.
Хәлқ демократийәси партийәсиниң баянатчиси осман байдемир әпәнди наразилиқ билдүрүп мундақ дегән: “сандуқтин чиққан биләтләрдә һәр хил шәк болмаслиқи керәк. Тамға бесилмиған конверт вә тамға бесилмиған беләтләр билән берилгән рай инавәтсиздур. Һазирғичә йүзлигән наразилиқ илтимаси кәлди. 668 Сандуқта шәк бар. Тамға бесилмиған конверт вә рай белити байқалған”.
Җумһурийәт хәлқ партийәси баянатчиси бүлент тәзҗан әпәнди сайлам қануни бойичә, беләтләрниң очуқ-ашкара санилиши керәклики, әмма һәрқайси вилайәтләрдики сайлам мәйданлиридин кәлгән мәлуматларға асасланғанда сайламға һийлә арилашқанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “беләтләрни санаш башланғандин тартип түркийәниң һәр йеридин беләтләрниң йошурун саналғанлиқи тоғрисида әрз кәлди. 19 Әрзни мән силәргә көрсәтмәкчимән. Биз бу қанунсизлиқ һәққидики әрзимизни түркийә сайлам комитетиға әвәттуқ”.
Түркийә җумһурийити 1923-йили парламент түзүмидә қурулған болуп, 1945-йили көп партийәлик түзүмгә өткән. Парламент әзалири хәлқ тәрипидин сайланғандин кейин, парламент әзалири дөләт рәисини сайлайтти. Бирақ, бу йил 4-айниң 16-күнидики хәлқ райи билән қобул қилинған асасий қанундики өзгиришкә асасән, президент хәлқ тәрипидин сайлиниду вә президент һәрқайси министирларни өзи тәйинләйду. Парламент түзүмидә дөләт министирлири вә министирлар парламент әзалири арисидин болатти, әмма буниңдин кейинки, дөләт рәислик, йәни президентлиқ түзүмдә һәр қайси министирлар парламент әзалири арисидин әмәс, бәлки сирттин таллинилиду.
Асасий қанунға түзитиш тәклипи түркийә парламентида көп әзаси бар, һазир һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсиниң тәшәббуси болуп, бу қетимқи омуми хәлқ райини елиш өктичи партийә һесаблинидиған милләтчи һәрикәт партийәсиниң қоллап қуввәтлиши билән елип берилди.
Рәй бериш күнидин бурунқи тәшвиқат җәрянида бәзи сиясий партийәләр әгәр түркийә президентлиқ түзүмигә өтсә, түркийәниң диктаторилиқ түзүмгә қарап йүзлинидиғанлиқини илгири сүргән, йәнә бәзи сиясий партийәләр парламент түзүминиң түркийәниң тәрәққиятиға тосалғу болуп келиватқанлиқини билдүрүшкән иди.
Өзгиришкә урунуш вәқәси йүз бәргәндин кейин, көп санда киши гуманлиқ дәп қарилип қолға елинған вә хизмитидин елип ташланған иди. явропа дөләтлири түркийә һөкүмитини инсан һәқлирини дәпсәндә қилғанлиқ билән әйибләватқан болуп, һазир түркийәниң явропа бирликигә әза дөләтләр билән болған мунасивити йириклишишкә башлиған.
Бәзи мутәхәссисләр бу қетимқи омуми хәлқ рай беришни кейинки түркийәниң кәлгүси ташқи сияситидә өзгиришләр йүз бериши мумкинлики, ғәрбкә қариғанда, хитай вә русийә билән техиму йеқинлишиш мумкинликини тәһлил қилишмақта. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған түркийә истиратегийәлик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди әгәр буниңдин кейин түркийә хитай билән йеқинлишип кәтсә уйғур сиясий дәвасиға сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини илгири сүрди.