Пүтүн түркийәдә җиддий һаләт елан қилинди
2016.07.21

15-Июл күни кечидә түркийәдә йүз бәргән һәрбий өзгириш 12 саәтлик тоқунуштин кейин тунҗуқтурулған болсиму, түркийәдә буниң билән мунасивити бар дәп гуманланған кишиләрни тазилаш һәрикити давамлашмақта. 20-Июл күни дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң риясәтчиликидә дөләт бихәтәрлик йиғини билән һөкүмәт кабинети йиғини чақирилди. Йиғин ахирлашқандин кейин, дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған пүтүн түркийәдә 3 айлиқ җиддий һаләт елан қилғанлиқини баян қилип мундақ деди: “һөкүмәт кабинтимиз буларни тазилаш тоғрисида пүтүн түркийәдә 3 айлиқ җиддий һаләт елан қилди.”
Мәзкур қарарни миллий бихәтәрлик комитетиниң тәклипигә бинаән министирлар кабинети мақуллиған, мәзкур қарарни иккила йиғинға риясәтчилик қилған түркийә җумһурийити рәиси рәҗәп таййип әрдоған “һәрбий өзгириш елип беришқа урунған террор тәшкилатиниң барлиқ унсурлирини бир тәрәп қилиш үчүн дөлитимиздә асасий қанунимизниң 120-маддисиға асасән җиддий һаләт елан қилишни, һөкүмәткә тәклип сүпитидә сунушни қарарлаштурдуқ” деди. У мәзкур қарарни қандақ әмәлийләштүрүш тоғрисида тохтилип мундақ деди:
Миллитимгә шуни демәкчимән, әмди җиддий һаләт елан қилинди. Әмди валийларниң һоқуқи тартивелинип, пүтүн һоқуқ армийигә бериләмду дәп қалмаңлар. Бундақ болмайду, буниң әксичә, валийлиримизниң һоқуқ даириси кеңәйтилиду. Қораллиқ армийәмиз валийлиримизниң буйруқи астида, уларниң башқуруши астида қейин вәзийәттин өтүшкә тиришимиз. Биз демократийәдин ваз кәчмидуқ, бундин кейинму ваз кәчмәймиз. Қораллиқ армийәмиз һөкүмәтниң буйруқи астидадур. Һөкүмәт билән бирликтә һәрикәт қилиду. Биз әскәрлиримиз билән бирликтә армийәмиз ичидики гумаштилирини тазилаймиз.”
Дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған демократийәни азайтиш үчүн әмәс, күчәйтиш үчүн бу қарарниң мақулланғанлиқини баян қилип мундақ деди: “бу қарар демократийәгә, қанунға вә әркинликләргә қарши әмәс, әксичә бу қиммәт қарашлирини қоғдаш вә күчәйтиш үчүн мақулланди.”
У, 1980-йили билән 1960-йили мәйданға кәлгән һәрбий өзгириш һәққидиму тохталди: “дөлитимиз тарихида тунҗи қетим, бир һәрбий өзгириш биваситә хәлқ тәрипидин тосувелинди. Бу һәрбий өзгиришкә урунуш түркийәдә кимләрниң җенини тикип қоюп демократийәни қоғдиғанлиқини, кимләрниң диктаторларни қоллиғанлиқини очуқ-ашкара оттуриға қойди. Түрк армийәсиниң һәр дәриҗилик қоманданлири, армийәмиз вә түрк хәлқи демократийәни қоллиди.”
7-Айниң 21-күни ақшам түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған пүтүн түркийәдә 3 айлиқ җиддий һаләт елан қилинғанлиқини җакарлиғандин кейин, қарар кечә саәт бирдә рәсмий гезиттә елан қилинип иҗра қилинди. Мәзкур қарар 90 күнгичә күчкә игә болуп, вәзийәт яхшиланмиса узитилидикән.
Җиддий һаләт елан қилиш хәлқниң һаятиға қандақ тәсир көрситәр?
Бу қарарда түрк һөкүмитиниң һоқуқ даириси кеңәйтилгән. Һөкүмәткә қанунға асаслинип туруп һөҗҗәт чиқириш вә уни әмәлийләштүрүш һоқуқи берилгән. Шуниң билән һөкүмәтниң бәзи рәсмийәтлири тезләштүрүлгән. Буниңға хилаплиқ қилғанларға үч айлиқ қамақ җазаси берилидикән. Бүгүн һөкүмәт тармиқида җиддий һаләт комитети қурулидикән. Вилайәт валийлири бу комитетниң йолйоруқи билән хизмәт қилидикән. Һәрқайси вилайәтләрдики һәрбий қоманданлиқлар валийларниң буйруқи астида болидикән. Комитетниң бу үч ай ичидә еһтияҗ туюлса, кочиға чиқишни чәкләш, мәктәпләрни тәтил қиливетиш, кино, тиятир, ашхана, көңүл ечиш сорунлирини тақиветиш һоқуқи бар икән. Қанунда 18 яштин 60 яшқичә болған түрк вәтәндашлириниң җиддий һаләт түпәйли тапшурулған хизмәтни ада қилиш мәҗбурийити бар икән.
Түркийә һөкүмити баянатчиси нуман қуртулмуш, 3 айлиқ җиддий һаләт елан қилиш қарариниң хәлқниң күндилик турмушиға сәлбий тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини, буниң пәқәтла һәрбий өзгириш елип барған қораллиқ террорчиларниң вә мунасивәтлик кишиләрниң гумаштилирини тазилаш үчүн елинғанлиқини баян қилди.
Бүгүн түркийә парламентида 461 парламент әзаси иштирак қилған йиғинда түркийәдә үч айлиқ җиддий һаләт елан қилиш қарари 346 ой билән қобул қилинди.
Бәзи хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири, түркийәдики бәзи өктичи партийәләр түркийәдики җиддий һаләт елан қилиш қарариниң түрк хәлқиниң әркинликини чәклимигә учритишидин әнсирәшмәктә.