Түркийә һөкүмити, түркийә ‏- хитай достлуқ фонди билән түркийә-хитай санаәтчиләр һәмкарлиқ җәмийитини тақивәтти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.07.27
turkiye-xitay-dostluq-fondi.jpg Түркийә һөкүмити фәтһуллаһ гүлән хизмәт һәрикити билән мунасивити бар дәп қарап тақивәткән көп санда вәқип, җәмийәтләрниң бири “түркийә-хитай достлуқ фонди”. 2016-Йили 27-июл, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

7-Айниң 15-күни ақшам түркийә армийиси ичидики бир гуруһ армийә һәрбий өзгиришкә урунүп, мәғлуп болғандин кейин, түркийә һөкүмити буни “гүлән һәрикити” билән мунасивити бар кишиләр тәрипидин елип берилғанлиқини илгири сүрүп, бүгүнгичә 10 миң әтрапида кишини тутқун қилди, 45 миң әтрапида дөләт хизмәтчисини иштин тохтитип қойди. Түркийә һөкүмити “фәтһуллаһ гүлән һәрикити” билән мунасивити бар дәп қаралған дохтурхана вә шипаханидин 35 ни, йәсли, башланғуч, толуқ вә толуқсиз оттура мәктәптин 934ни, оқуғучилар ятақханисидин 109 ни, вәқиптин 104, җәмийәттин 1125 нивә 15 университетни тақивәтти. Буларниң ичидә мәркизи әнқәрәдә турушлуқ түркийә-хитай достлуқ фонди билән мәркизи истанбулда турушлуқ түркийә-хитай санаәтчи вә содигәрләр җәмийитиму бар икән. Түркийә-хитай достлуқ вәқпи 2009-йили қурулған болуп, хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчилики билән һәмкарлишип нурғун паалийәтләрни елип барған иди. Аталмиш уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт тәрипидин түркийәдә оқуватқан уйғур оқуғучиларға тарқитиливатқан оқуш ярдәм пулиниму мәзкур фондиниң қоли билән тарқатқан иди.

Биз бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн түркийә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, қәһриманмараш сүтчи имам университети диний илимләр факултети оқутқучиси алимҗан буғда әпәнди вә иқтисадшунас абдурешит абдулхәмит әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә-хитай достлуқ фонди билән мәркизи истанбулда турушлуқ түркийә-хитай санаәтчи вә содигәрләр җәмийитини тақиветиштики сәвәбниң “гүлән һәрикити” билән мунасивити барлиқидин болғанлиқини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди хитайниң әнқәрә әлчиханисиниң бу вәқип арқилиқ уйғур оқуғучиларға пул тарқитишиниң сәвәблири тоғрисида тохталди.

Қәһриманмараш сүтчи имам университети диний илимләр факултети оқутқучиси доктор алимҗан буғда әпәнди бурун түркийәдә оқуватқан оқуғучиларға ярдәм қилиш үчүн бир комитет қурғанлиқини, кейин түркийә-хитай вәқпи қурулғандин кейин уйғур оқуғучиларни һәр хил йоллар билән өзлиригә тартивалғанлиқини баян қилди.

Доктор алимҗан буғда әпәнди түрк-хитай достлуқ вәқпи бәзи түркләрни уйғур дияриға зиярәт қилдуруш арқилиқ, түрк хәлқигә хитайниң уйғурларға бесим ишләтмәйватқанлиқини, хитайниң уйғур сияситиниң тоғра икәнликини тәшвиқ қилғанлиқини илгири сүрди.

Иқтисадшунас абдурешит абдулхәмит әпәнди түрк-хитай санаәтчиләр вә содигәрләр һәмкарлиқ тәшкилатиға әза кишиләрниң, түркийә һөкүмитини ағдурушқа тиришқанлиқи илгири сүрүлүватқан “гүлән һәрикити”гә иқтисадий җәһәттин ярдәм қилғанлиқи үчүн тақивәткән болуши еһтимали барлиқини илгири сүрди.

7-Айниң 15-күни түркийәдә һәрбий өзгириш елип беришқа урунуш вәқәси йүз бәргәндин кейин, һөкүмәт 3 айлиқ алаһидә вәзийәт елан қилип, бу һәрикәт билән мунасивәтлик дәп қаралған кишиләрни сотлимақта, дөләт кадирлириниң чәтәлгә вә өзи турушлуқ вилайәтниң сиртиға чиқишиға рухсәт қилинмайватқан болсиму, хәлқниң күндилик турмуши нормал давамлашмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.