Уйғурлар әнқәрәдә өткүзүлгән террорчилиқни ләнәтләш намайишиға қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.09.09
terrorchiliq-lenet-namayish-turkiye-6.jpg

Уйғурлар әнқәрәдә өткүзүлгән террорчилиқни ләнәтләш намайишиға қатнашти. 2015-Йили сентәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

terrorchiliq-lenet-namayish-turkiye-5.jpg

Уйғурлар әнқәрәдә өткүзүлгән террорчилиқни ләнәтләш намайишиға қатнашти. 2015-Йили сентәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

terrorchiliq-lenet-namayish-turkiye-4.jpg

Уйғурлар әнқәрәдә өткүзүлгән террорчилиқни ләнәтләш намайишиға қатнашти. 2015-Йили сентәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

terrorchiliq-lenet-namayish-turkiye-3.jpg

Уйғурлар әнқәрәдә өткүзүлгән террорчилиқни ләнәтләш намайишиға қатнашти. 2015-Йили сентәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

terrorchiliq-lenet-namayish-turkiye-2.jpg

Уйғурлар әнқәрәдә өткүзүлгән террорчилиқни ләнәтләш намайишиға қатнашти. 2015-Йили сентәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

terrorchiliq-lenet-namayish-turkiye-1.jpg

Уйғурлар әнқәрәдә өткүзүлгән террорчилиқни ләнәтләш намайишиға қатнашти. 2015-Йили сентәбир, түркийә. RFA/Erkin Tarim

Түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған үлкү маарип фонди түркийәниң 81 вилайитидә намайиш өткүзүп, кейинки күнләрдә түркийәдә күчийип кәткән террор һуҗумлирини ләнәтлиди.

Әнқәрәдә өткүзүлгән бу намайишқа милләтчи һәрикәт партийәси муавин башлиқи оқтай вурал әпәнди, түркий милләтләргә мәсул муавин рәиси атилла қая әпәнди вә үлкү оҗақлири башлиқи олҗай килавуз әпәнди вә түркийәдә паалийәт елип бериватқан түркий милләтләрниң аммиви тәшкилатлириниң әзалири вә әнқәрәдики уйғурлардин болуп 5 миң әтрапида киши қатнашти. Әнқәрәниң бәшәвләр мәйданида йиғилип, қолида түркийәниң байриқини көтүрүвалған түркләр вә шәрқий түркистанниң байриқини көтүрүвалған уйғурлар “шеһитлар өлмәс, вәтән парчиланмас”, “әнқәрә ухлима, шеһитлириңға игә чиқ”, “һөкүмәт истепа бәр” дегәндәк шоарларни товлиған һалда әнқәрә мәркизидики қизилай мәйданиға йетип кәлди. Намайиш бәзи телевизийә тәрипидин нәқ мәйдандин тарқитилди.

Намайиш җәрянида түрк оҗақлири тәшкилати рәиси олҗай килавуз әпәнди мухбирларға бәргән баянатида террорчиларниң 78 милйон хәлққә қарши һуҗум елип бериватқанлиқини, түрк дөлитиниң бу террорчиларни йоқиталайдиған күчкә игә икәнликини, террорчиларниң алдирап хушал болуп кәтмәслики керәкликини, түркләрниң террорчиларға бир ғерич земинниму бәрмәйдиғанлиқини баян қилди.

Биз намайишқа қатнашқан азадҗан буғра әпәндигә микрофонимизни узаттуқ.

У, түркләрниң уйғурларниң қериндиши икәнликини, уйғурлар қейин вәзийәткә чүшүп қалғанда түрк хәлқиниң һәр даим уйғурларни қоллап қуввәтләп кәлгәнликини, шуңа түркләрниң бешиға мусибәт кәлгәндә буларни ортақлишиш үчүн намайишқа кәлгәнликини баян қилди.

Террор вәқәси көпәйгәндин кейин, түркийәниң һәрқайси җайлирида кишиләр күртләрниң партийәси болған хәлқниң демократийәси партийәсиниң ишханилирини уруп чақмақта, кишиләр буниң түркийәдә түркләр билән күртләр оттурисида тоқунушқа айлинип қелишидин қорқмақта. Доктор әркин әкрәм бундақ бир еһтималниң бәк төвәнликини баян қилди.

Истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди 11-айда өткүзүлидиған сайламда күчлүк бир һөкүмәт қурулса муқимлиқ бәрпа болидиғанлиқини баянди.

Түрк армийиси террорр тәшкилатлириниң түрк армийиси вә җамаәт хәвпсизлик хадимлириға қарши елип беришқа башлиған террорлуқ һуҗумидин кейинла 7-айниң 22-күни уруш айропиланлири билән улар туруватқан тағларға һуҗумға башлиған иди. Кейинки 64 күн ичидә улар һәрбий, сақчи вә қоғдиғучилардин болуп 110 кишини өлтүрди. Уларниң һуҗуми җәрянида бир чәтәллик җәмий 23 авам хәлқ һаятидин айрилди, 304 киши ярадар болди.

Анатолийә хәвәр агентлиқиниң 8-сентәбир күни елан қилған хәвиригә асасланғанда, түркийәниң шәрқий җәнуби районида мәйданға кәлгән террорлуқ вәқәсидә террорчилар 257 аптомобилни көйдүргән. Түркийә һава армийисиниң шималий ирақ билән түркийәниң шәрқий җәнуб районида террорчиларниң увисиға ташлиған бомбисида миңдин артуқ террорчи өлгән.

Түркийә 11-айниң 8-күни өткүзүлидиған қайта сайламға тәйярлиниватқан бүгүнки күндә, түркийәниң вәзийити күнсайин җиддийләшмәктә. Түркийә чәтәлдә дәмәшқ, ирақ ислам дөлити террорчилири билән билән п к к террорчилириға қарши һәрбий һәрикитини давам қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.