Түркийәдә хитай компартийәси 19-қурултийиниң роһини йәткүзүш тәнқидкә учриди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.01.02
turkiye-xitay-hemkarliq-yighin.jpg “түркийәниң адаләт вә тәрәққият партийәси билән хитай коммунистлар партийәсиниң 1-нөвәтлик сөһбәт йиғини, түркийә-хитай мунасивитидики йеңи пурсәтләр, хитай коммунистлар партийәсиниң 19-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң роһини йәткүзүш” мавзулуқ йиғиндин көрүнүш. 2017-Йили 28-декабир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

“түркийәниң адаләт вә тәрәққият партийәси билән хитай коммунистлар партийәсиниң 1-нөвәтлик сөһбәт йиғини, түркийә-хитай мунасивитидики йеңи пурсәтләр, хитай коммунистлар партийәсиниң 19-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң роһини йәткүзүш” мавзулуқ йиғинниң чақирилиши түркийәдики уйғурлар арисида ғулғула пәйда қилди.

28-Декабир күни һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсиниң әнқәрәдики мәркәз бинасида өткүзүлгән мәзкур паалийәткә адаләт вә тәрәққият партийәси муавин башлиқи мәһди әкәр әпәнди, хитай коммунистлар партийәси мәркизи комитетиниң кандидат әзаси фуҗйән өлкилик партийә комитетиниң даимий һәйәт әзаси ху чаңшең башчилиқидики һәйәт қатнашқан вә сөз қилған.

Анадолийә хәвәр агентлиқиниң 28-декабир күнидики хәвиригә асасланғанда, адаләт вә тәрәққият партийәси муавин башлиқи мәһди әкәр әпәнди сөз қилип, түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтниң күчийишиниң дуняви вә район характерлик мәсилиләрни һәл қилишқа зор төһпә қошидиғанлиқини тәкитлигәндин кейин, хитайниң “бир бәлвағ бир йол қурулуши” ни қоллайдиғанлиқи, явро-асияниң зор бир қисмини қаплиған бу йолниң районниң иқтисадий, тиҗарәт, мәдәнийәт вә бихәтәрликигә төһпә қошидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тәкитлигән. Арқидин хитай һәйитиниң башлиқи ху чаңшең хитай коммунистлар партийәсиниң 19-қурултийиниң ғәлибилик ахирлашқанлиқини, түркийә адаләт партийәсиниң тәҗрибилиридин пайдилинишни халайдиғанлиқини баян қилған. У, сөзиниң ахирида 2018-йилиниң хитайда түркийә саяһәт йили елан қилинғанлиқи вә өзлириниң түркийәниң саяһәт хизмәтлиригә төһпә қошушни арзу қилидиғанлиқини тәкитлигән.

Биз игилигән мәлуматқа асасланғанда, хитай коммунистлар партийәси тунҗи қетим түркийәдә өзлириниң коммунистик партийәси қурултийиниң роһини йәткүзүш паалийити өткүзгән. Бу паалийәтни “биринчи нөвәтлик” дәп атиғанға қариғанда, бундин кейинму давамлиқ өткүзүлүши мумкин икән. Хитай коммунистлар партийәсиниң түркийәдә бундақ бир паалийәт өткүзүшидики сәвәб немә? бу түркийә-хитай мунасивитидики уйғур мәсилисигә қандақ тәсир көрситәр? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн түркийә истратегийәлик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, түркийәниң сабиқ парламент әзаси решат доғру әпәнди, уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи тор гезити мәсули һамит гөктүрк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Сабиқ парламент әзаси решат доғру әпәнди түркийәдики бәзи сиясий партийәләрниң хитай билән йеқин мунасивәт орнатсақ уйғурларға пайдиси бар дәп қарайдиғанлиқини, әмма бу хил йеқинлишишниң пайдиси болидиғанлиқиға ишәнмәйдиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “буниң уйғурларға пайдиси болидиғанлиқиға ишәнмәймән. Шәрқий түркистан мәсилисигә һәммә инсанниң көңүл бөлүши керәк. Бизниң билишимизчә бу нәзәрдин сақит қилинишқа тиришиливатиду. Бу тоғра әмәс. Әлвәттә дуня дөләтлириниң һәр тәрәптин шәрқий түркистандики бу трагедийәгә қарита бирлишиши хитайға қарши бесим ишлитиши керәк. Мениң игилишимчә, адаләт вә тәрәққият партийәсидә хитай коммунист партийәси билән өткүзүлгән бу диалог йиғинида шәрқий түркистан трагедийәси күн тәртипкә кәлмәпту. Әслидә шәрқий түркистан мәсилиси, түркийә һөкүмитиниң, түрк хәлқиниңму мәсилисидур.”

Доктор әркин әкрәм әпәнди мундин 15 йил бурунму хитай коммунистлар партийәсиниң түркийәдики башқа бир сиясий партийә билән йеқин мунасивәт орнитишқа тиришқанлиқини, коммунистик партийә билән диний бир партийәниң бундақ йеқинлишишиниң кишиләрни һәйран қалдуруватқанлиқини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди йәнә буниң хитайниң ташқи сияситиниң бир қисми икәнликини оттуриға қойди. Һамит гөктүрк әпәнди болса, һәр қайси дөләтләрдики сиясий партийәләр оттурисидики бу хил диалогларниң пайдилиқ икәнликини, әмма хитай коммунистлар партийәсиниң тарихта һеч қачан түркийәдики сиясий партийәләр билән бундақ бир паалийәт өткүзүп бақмиғанлиқини, әмма бу паалийәтниң өзини әнсизликкә селиватқанлиқини баян қилди. Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийәдики һакимийәт бешидики партийә билән хитай коммунистлар партийәсиниң йеқинлишишиниң уйғур дәвасиға сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини илгири сүрди.

Түркийәдики бәзи мутәхәссисләр түркийәниң явропа дөләтлири вә америка қошма штатлири билән болған мунасивитиниң йириклишиши нәтиҗисидә, түркийә һөкүмитиниң түркийә-хитай мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш сияситини йолға қоюватқанлиқини, буниң өткүнчи бир иш икәнлики, әгәр хитайдин күткән мәнпәәтни қолға кәлтүрәлмигән тәқдирдә хитай билән йеқинлишиш сияситиниң күткән сәвийәгә йетәлмәйдиғанлиқи вә уйғур дәвасини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.