Хитай маллири түркийә парламентида җиддий һаләт пәйда қилди

Түркийә парламент әзалири хитай маллири миллий санаитимизни йоқ қиливатиду дәп қарап, парламентни хитай маллири һәққидә тәкшүрүш елип беришқа чақирди.
Мухбиримиз әркин тарим
2013.01.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
parlament-ezasi-lutfu-turkqan-ependi_305.png Милләтчи һәрикәт партийиси парламент әзаси лүтфү түркқан
RFA/Erkin Tarim


Милләтчи һәрикәт партийиси парламент әзаси лүтфү түркқан башчилиқидики бир гуруппа парламент әзаси хитай маллириниң йәрлик санаәтни йоқитиватқанлиқини илгири сүрүп бу һәқтә тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди.

Түркийә парламентиға сунулған бу тәклиптә, әгәр тәдбир елинмиса, хәлққә хитай мелини истимал қилмаслиқ һәққидә тәшвиқат елип берилмиса, йеқин келәчәктә миллий санаитимиз вә бәзи санайи боюмларни ишләпчиқириватқан завутлар йоқ болуш хәвпигә дучар болиду дейилгән. Җәнубий ася дөләтлири вә хитайдин емпорт қилиниватқан вә қанунсиз йоллар билән елип кириливатқан санаәт боюмлириниң көпиниң йәрлик малларға қариғанда әрзан икәнлики тәкитләнгән бу тәклиптә, түрк һөкүмитини хитай маллириниң емпорт қилинишиға қарши җиддий тәдбир елишқа чақирилған.

Хитай санаәт мәһсулатлириниң күнсайин көпләп емпорт қилиниши түрк карханичилирини давамлиқ түрдә биарам қиливатқан мәсилиләрдин бири, ундақта түркийә һөкүмити тәдбир елиш арқилиқ хитай маллириниң түркийигә емпорт қилинишини тосувалаламду? 5 - июл үрүмчи вәқәсидә мухбирларға баянат бәргән түркийә билим, технологийә вә санаәт министири ниһат әргүн әпәнди, түрк хәлқини инсан һәқ вә һуқуқиға һөрмәт қилмайдиған дөләттә ишләпчиқирилған мәһсулатларни истимал қилмаслиққа чақирған иди. Бу хил баянатлар хитай маллириниң түркийигә киришини тосуп қалаламду дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн сода мутәхәссиси абдуришит әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У бу һәқтики көз қарашлирини биз билән ортақлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.