Түркийә билән хитайниң “террорлуқ” вә “қанунсиз көчмәнләр” гә қарши һәмкарлиқи д у қ ни биарам қилди
2016.04.28

Түркийә йеқинқи йиллардин буян шәрқий җәнуби асияға қечип чиққан уйғур мусапирлириға панаһлиқ берип, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң махтишиға еришкән, әмма хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғап кәлгән иди.
Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң чаршәнбә күни бейҗиңда қилған сөзи уйғур тәшкилатлирини биарам қилған. Чавушоғлу хитай билән террорлуқ вә қанунсиз көчмәнләргә қарши һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини билдүргән иди.
Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу чаршәнбә күни бейҗиңда түркийә земинини база қилип, хитайниң бихәтәрликигә бузғунчилиқ қилидиған паалийәтләргә йол қоймайдиғанлиқини билдүргән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң қәйт қилишичә, чавушоғлу йәнә қанунсиз көчмәнләр, террорлуқ вә ш т и һ гә қарши туридиғанлиқини, хитайниң бихәтәрликигә әһмийәт беридиғанлиқини тәкитлигән.
Тайландтики уйғур мусапирлар мәсилиси вә хитайниң уйғур районидики диний сиясити хитай-түркийә оттурисида бир мәһәл ихтилап пәйда қилған мәсилиләрниң бири. Хитай илгири түркийәни мусапирлар мәсилисидә қутратқулуқ қилиш билән әйиблигән иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң қәйт қилишичә, чавушоғлу бу сөзләрни чаршәнбә күни хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкәндә қилған. Чавушоғлу 27 вә 28-апрел бейҗиңда өткүзүлгән “асияда һәмкарлиқ вә өз- ара ишәнчини ашуруш” намидики бир хәлқара йиғинға қатнишиш үчүн бейҗиңға кәлгән иди.
Биз түркийә ташқи ишлар министирлиқиға телефон қилип, чавушоғлуниң сөзини дәлилләшкә тиришқан болсақму, әмма улар вақтида җаваб бәрмиди. Ташқи ишлар министирлиқиниң бир ахбарат әмәлдари соалимизға телефонда җаваб бәрмәйдиғанлиқини, соалимиз болса елхәт арқилиқ әвәтишни тәләп қилди. Биз соалимизни елхәт арқилиқ йоллиған болсақму, әмма һазирға қәдәр җаваб кәлмиди.
Д у қ болса чавушоғлуниң сөзигә нисбәтән соғуқ қан муамилә тутти. Д у қ ниң муавин рәиси әнвәр җан, чавушоғлуниң сөзигә алдирап баһа бәрмәйдиғанлиқини билдүрүп, мәвлут чавушоғлуниң “уйғурларни көздә тутқанлиқини ойлаш бир аз тәс” дәйду.
Әнвәр җан: “у хәвәрни һәқиқәтән қандақ дейилди, уни бир уқушимиз керәк. Униңға қаримай бир нәрсә дейишимиз һазирчә тоғра әмәс, дәп ойлаймән. Чүнки, түркийә һазирға қәдәр бизниң юртдашлиримизни елип келиватиду. Шуңлашқа һазир ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң немә дегинини, раст өзүм тиңшимай туруп, униңға бир нәрсә дейишим тоғра болмайду.
Амма мениң дәйдиғиним, у гәп билән түркийәниң уйғурларни қәст қилғанлиқини ойлаш бир аз тәс. Чүнки, униң һазирға қәдәр елип барғини дәл буниң тәтүри.
Бирақ әнвәр җан әпәнди йәнә, хитай һөкүмити террорлуқни баһанә қилип, уйғурларни бастуруп кәлгәчкә, у һәр қандақ дөләт билән бу саһәдә һәмкарлашса, “диққитимизни қозғайду” деди.
Әнвәр җан мундақ деди: “бу д у қ үчүнла әмәс, уйғурлар үчүн биарам қилидиған мәсилә. Чүнки, хитай һазир әң әқәллий өз һәқ-һоқуқини қоғдаш үчүн һәрикәт қилған бир инсанниму террорчи дәватиду. Хитайниң нәзиридә һазир уйғурларниң көпчилики террорчи. Һәтта бизниң д у қ ниң ичидики бәзи сәпдашлиримиз уларниң террорчи, дәп елан қилған тизимликидә бар. Бу инсанлар мәйли америкида болсун, мәйли явропаниң германийә, шиветсарийә қатарлиқ дөләтлиридә болсун, бу йәрдә сиясий панаһлиқ тәләп қилған, панаһлиқ әрзи қобул қилинған, шу дөләтләрниң пуқраси болған инсанлар.”
Әмма түркийәдики “шәрқи түркистан хәвәрләр вә тәтқиқат мәркизи” ниң мәсули һамит көктүрк әпәнди, чавушоғлуниң сөзи түркийәниң уйғур мусапирлар мәсилисидики позитсийәси, түркийәдики уйғур тәшкилатлириниң паалийитигә чоң тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини илгири сүрди. У, “түркийәдики уйғур аммиви тәшкилатлириниң һоқуқи қанунда қоғдилиду” дәйду.
Һамит көктүрк: “бу өзгириш болғанлиқиниң бешарити әмәс. Чүнки, түркийә билән хитай арисида 2000-йилдин бурунла мушундақ мәсилиләр һәр вақит күнтәртипкә келип туриду. Түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви гуруһлар түркийәниң асасий қануни вә түркийәниң җамаәт, аммиви тәшкилатлар қануниға асасән қурулған тәшкилатлар. Түркийә явропа иттипақиға намзат, демократийә өлчими наһайити юқири дөләт. Шундақ болғачқа, униң асасий қанунда башқилар қандақ паалийәт елип бериватқан болса, уйғурлар бу йәрдә охшашла шу һәқ-һоқуқларға игә” дәп көрсәтти.
Лекин хитай ташқи ишлар министирлиқиниң қәйт қилишичә, ташқи ишлар министири ваң йи икки дөләтниң “шәрқий түркистан ислам һәрикитини өз ичигә алған террорлуқ гуруһларға қарши биргә күрәш қилидиғанлиқи, диний әсәбийликкә қарши туруп, қанунсиз көчмәнләрни тосидиғанлиқи” ни илгири сүргән. Әмма һамит гөктүрүк әпәнди, хитай билән түркийәниң қанунсиз көчмәнләр вә террорлуқ мәсилисини пәрқлиқ чүшинидиғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “хитайниң террорлуқ уқуми билән түркийәдики террорлуқ уқуми айрим. Өзиниң пикрини қорал күчи билән, шиддәт йоли билән башқиларға мәҗбурий қобул қилдурушни террорлуқ дәймиз. Түркийәдики шәрқий түркистан тәшкилатлири қораллиқ тәшкилатлар әмәс. Булар қанун билән қурулған тәшкилат. Ипадә әркинлики дегән бир нәрсә бар. Лекин, хитай өзигә қарши һәр қандақ сөз вә һәрикәтни террорлуқ дәп атаватиду. Йәни дунядики террорлуқ уқуми билән хитайниң террорлуқ уқуми башқа-башқа, бир-биригә охшимайду.”
Түркийә 2015-йили хитайниң уйғур районида роза тутушни чәклигәнликигә даир хәвәрләргә инкас қайтуруп, бу хил чәклиминиң түрк һөкүмитини биарам қиливатқанлиқини билдүргән. Түркийәдики аммиви тәшкилатлар хитайға қарши кәң көләмлик наразилиқ намайиши өткүзгән иди. Түркийәниң инкаси хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиған иди.
Әмма хитай ташқи ишлар министирлиқиниң хәвиридин қариғанда, бу қетим чавушоғлу “түркийә барлиқ зөрүр тәдбирләрни қоллинип, террорлуққа қарши өз-ара һәмкарлиқни күчәйтиду. Қанунсиз көчмәнләргә қарши күрәш қилиду. Шәрқий түркистан ислам һәрикитигә қарши туруп, хитайниң әндишисигә әһмийәт бериду. Һәр қандақ кишиниң түркийәни база қилип, хитайниң бихәтәрликигә бузғунчилиқ қилишиға йол қоймайду” дегән.