Хитай түркийәдә “лагер мәсилиси” тоғрисидики тәтүр тәшвиқатини башливәтти
2018.10.24

Хитай даирилири уйғур дияридики җаза лагерлирини “кәсип өгитилидиған, интайин көңүллүк бир җай”, дәп тәшвиқ қилиши давамлашмақта. Һәтта хитай чәт дөләтләргә уйғурларниму өз ичигә алған һәйәтләрни әвәтип тәтүр тәшвиқат елип бармақта.
“хитай учур тори” ниң 23-өктәбир күни бесилған “хитай шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш һәйити түркийә ахбарат органлири вә тәтқиқат мәркәзлири билән пикир алмаштурди” сәрләвһилик хәвири хитайниң изчил давамлишиватқан тәтүр тәшвиқатиниң мисали дәп қаралмақта. Хәвәрдә мәзкур һәйәтниң 22-өктәбир күни истанбулдики асия истратегийә тәтқиқат мәркизи вә демир өрән хәвәр агентлиқи мәсуллири билән көрүшүп, шинҗаңниң тәрәққияти вә террорчилиққа қарши туруш мәсилисидә пикир алмаштурғанлиқи баян қилинған. Хәвәрдә демир өрән хәвәр агентлиқи мәсуллири билән елип берилған учришишта хитайниң азсанлиқ милләтләргә йүргүзүватқан диний сиясити, шинҗаң районида тарих вә мәдәнийәт җәһәттә қолға кәлтүргән нәтиҗилири тоғрисида музакирә болғанлиқи ейтилған. Һәйәт башлиқи, хитай иҗтимаий пәнләр академийәси чегра район тәтқиқати бөлүми мудири шин гуваңчең “шинҗаңниң йипәк йоли түгүнидики район икәнликини, түркийәниң бу районни тоғра чүшиниши, хитайниң ислаһат сияситини әтраплиқ чүшиниши үчүн зор әһмийәткә игә икәнлики” ни илгири сүргән.
Униңдин башқа йәнә бу зиярәт һәққидә демир өрән хәвәр агентлиқиниң тор гезитидә елан қилинған хәвәрдә, һәйәтни мәзкур агентлиқниң мудири салиһ зәки сариданишмәт әпәндиниң қобул қилғанлиқи, хәвәр агентлиқи тоғрисида мәлумат бәргәнлики баян қилинған. Учришишта хитай һәйитиниң башлиқи түркийә билән хитай оттурисидики өзара ишәнч күчәйсә хитайниң түркийәгә салидиған мәблиғиниңму көпийидиғанлиқини, хитайниң түркләргә виза җәһәттә қолайлиқ шараит яритип беридиғанлиқини илгири сүргәнлики йезилған.
Хәвәрдә сүрийә вә оттура асиядики террорлуқ паалийәтлири тилға елинған болуп, “хитай учур тори” дики хәвәрдә орун алған “шинҗаң” тилға елинмиған.
Биз бу учришиш һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн истанбулдики асия истратегийә тәтқиқат мәркизи муавин рәиси еһсан той әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, хитай вәкилләр өмикиниң бу зияритиниң тәшвиқат мәқсити билән елип берилған бир зиярәт икәнликини, хитайда, болупму шинҗаң уйғур аптоном районида инсан һоқуқлири мәсилиси йоқлуқиға аит доклатлирини өзлиригә бәргәнликини баян қилип мундақ деди: “бираз тәшвиқат мәқситидә елип берилған зиярәттәк туриду. Мән уларниң сөзлиридин 2 йилдин бери уйғурларға қарита бәзи сиясәтләрни елип бериватқанлиқини чүшәндим. Улар бизгә шинҗаңдики инсан һәқ вә һоқуқлири, у йәрдики әркинлик, азсанлиқ милләтләр тоғрисида тәйярлиған 3 парчә доклатини бәрди. Булардин сирт уйғур райониға хитай салған мәбләғләр тоғрисида мәлумат бәрди.”
Еһсан той әпәнди хитай һәйәтниң лагер мәсилисини тилға алғанлиқини, бу зиярәттә гәрчә түркийә билән болған тиҗарий мунасивәтләрму аңлитилған болсиму, омумән қилип ейтқанда тәшвиқат мәқсити билән елип берилған зиярәт икәнликини баян қилип мундақ деди: “лагер мәсилиси тоғрисида тохталди. Буниң америка вә явропа дөләтлири тәрипидин тәнқид қилиниватқанлиқини деди. Мән шуни соридим. Лагер дегән немә? түркийәдә буни қилса қилған адәмниң әқлидин гуманлиниду. Мән буни дегәндин кейин хитай һәйити лагер мәсилиси тоғрисида еғиз ачмиди. Мән бу учришиштин шуни чүшинип йәттимки, улар уйғурлар мәсилиси тоғрисида тәшвиқат елип бериш үчүн келипту”.
Кейинки күнләрдә түркийә парламентидики бәзи өктичи партийәләр, бәзи аммиви тәшкилатлар “җаза лагерлири” мәсилиси тоғрисида баянатлар елан қилип, хитай һөкүмитини әйиблимәктә, мәзкур мәсилигә түрк радио-телевизийә вә гезитлириму орун бәрмәктә. Хитай һәйәтлириниң түркийәдә бундақ тәшвиқат елип беришидики мәқсити немә? улар бундақ қилиш арқилиқ мәқситигә йетәләмду? әнқәрәдики истратегийәлик тәтқиқат мәркизи мутәхәссиси доктор әркин әкрәм хитайниң түркийәни уйғур дәвасиниң мәркизи дәп қарайдиғанлиқини, шуңа бурундин тартип бундақ зиярәтләрни елип бериватқанлиқини әмма улар ойлиғандәк тәсири болмайватқанлиқини баян қилди.
Түркийәдә актип паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлар мунбири рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитайниң түркийәдә елип бериватқан бу хил тәтүр тәшвиқатиға қарита, шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниңму паалийәтлирини күчәйтидиғанлиқини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм хитайниң нормалда уйғурларни түркийәгә кәлгили қоймай, тәшвиқат үчүн уйғурларни елип келиши хитайниң тәтүр тәшвиқат үчүн кәлгәнликини асанла ашкарилап қойидиғанлиқини баян қилди.