Түркийә парламент рәиси бинали йилдиримниң хитай зиярити тәнқидкә учриди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.12.11
Binali-yildirim-shiende-Ayali-bilen-tang-sulasi.jpg Түркийә парламент рәиси бинали йилдирим аяли билән хитайниң шиән шәһиридә таң сулалиси әскәрлири алдида хатирә рәсимгә чүшти. (“йенишафак гезити” дин сүрәткә елинған)
RFA/Arslan

Түркийә парламент рәиси бинали йилдирим 12-айниң 3-күнидин 6-күнигичә хитайни зиярәт қилип хитай әмәлдарлири билән учрашти вә сәддичин сепили қатарлиқ тарихи орунларни саяһәт қилди.

Игилинишичә, бинали йилдирим хитай даирилириниң тәклипигә бинаән хитайни рәсмий зиярәт қилған болуп, бинали йилдирим алди билән бейҗиңни зиярәт қилип, хитай баш министири ли кечаң билән учрашқан.

Түркийә парламентиниң рәсмий тор бетидә 3-декабир күни елан қилинған хәвәрдә билдүрүлүшичә, учришишниң мухбирларға очуқ бөлүмидә, бинали йилдирим, түркийә вә хитай оттурисидики мунасивәтләрниң иҗабий җәһәттә илгириләватқанлиқини билдүргән. У мундақ дегән: “түркийә-хитай мунасивәтлири чоңқур бир йилтиз тартқан болуп, асияниң бир учида хитай, йәнә бир учида түркийә орун алиду. Биз районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләрдә охшаш пикиргә игә икки дөләт. Һөкүмәтләр оттурисидики мунасивәтләрниң тәрәққий қилишиға әгишип параллел һалда парламентлар оттурисидики мунасивәтләрниму тәрәққий қилдуруш, уни дипломатийәлик мунасивәтләр арқилиқ техиму тәсирлик һалға кәлтүрүшкә еһтияҗ барлиқини ойлаймән. Бу мәқсәткә уйғун һалда һәр икки дөләтниң достлуқ гуруппилири оттурисидики мунасивәтләрниң башлиниши пайдилиқ болиду”.

Хитай баш министири ли кечаң бинали йилдиримниң сөзлиригә җавабән мундақ дегән: “түркийә, муһим вә тәрәққий қиливатқан, иқтисади җәһәттә күчлиниватқан бир дөләт. Бурундин тартип мустәқил вә игилик һоқуқиға асасән ташқи сиясәт йүргүзүп келиватиду. Өзигә хас бир тәрәққий қилиш йолини кәшип қилип келиватиду. Хәлқаралиқ вә районлуқ мәсилиләр муһим вәзипиләрни үстигә алди. Хитай вә түркийә охшаш җәрянни бешидин өткүзүватиду. Икки дөләтниң сиясий вә иқтисадий системидики позитсийәси охшап кетиду, биз өз-ара һөрмәт вә пайда-мәнпәәтни асас қилған бир шәкилдә һәмкарлиқни техиму чоңқурлаштурушқа тәйяр. Түркийә тәрәп билән һәр саһәдә, һәр сәвийәдә тәсирлик мунасивәт қурушқа һәм тәйяр”.

Хәвәрләрдә билдүрүшичә, түркийә парламент рәиси бинали йилдирим зиярәт җәрянида хитай хәлқ қурултийи даимий комитети мудири ли җәншу билән учрашқандин кейин сәддичин сепилини зиярәт қилған вә хатирә рәсимгә чүшкән.

Бинали йилдирим, хитайниң шиән шәһирини зиярәт қилип, хитайниң тарихи ядикарлиқини зиярәт қилған. У йәнә шиәндики туңганларниң җамәсиниму зиярәт қилған вә туңган мусулманлири билән хатирә рәсимигә чүшкән.

Бинали йилдиримниң шиән зиярити җәрянида уни шәнши өлкисиниң хәлқ қурултийи даимий комитети мудири ху пиң қарши алған. Хитай тәрәп шиәндә бинали йилдиримни бир топ қизларға таң сулалиси дәвридики кийимләрни, әрләргә таң сулалисиниң һәрбий формилирини кийдүрүп һәм таң сулалиси байриқини көтүргүзүп қарши алған.

Бинали йилдирим шиәндики учришишта хитайниң түркийә үчүн шәрқий асиядики чоң тиҗарәт шерики икәнликини, өзлириниң икки дөләт тиҗарәт һәҗмини көпәйтишни арзу қилидиғанлиқини билдүрди.

Бинали йилдиримниң хитай зиярити җәрянида уйғур мәсилисини тилға алмиғанлиқи иҗтимаий таратқуларда муназирә қозғиди вә у бу мәсилидә тәнқидкә учриди. Болупму уйғур актиплар бу һәқтә көп инкас язди. Бирақ түркийәдики “хәвәр түрк” гезитиниң язғучиси муһәррәм сарикая әпәнди бинали йилдиримға һәмраһ болуп хитайни зиярәт қилған болуп, у 12-айниң 5-күни “хәвәр түрк” гезитидә елан қилинған мақалисидә, бинали йилдиримниң хитай зиярити җәрянида уйғур мәсилисини күнтәртипкә кәлтүргәнликини язди. Униң мақалисиниң уйғурларға мунасивәтлик қисмида: түркийә парламент рәиси бинали йилдиримниң хитай зияритидә һәм хитай хәлқ қурултийи даимий комитети рәиси ли җәншу билән елип барған учришишта вә хитай баш министири ли кечаң билән елип барған учришишта уйғур мәсилисини биваситә ечип оттуриға қойғанлиқини җәзимләштүридиғанлиқи” ни язған.

Лекин, бу һәқтә түркийәниң башқа һеч қандақ мәтбуатлирида хәвәр яки мақалә елан қилинмиди. Түркийә парламентиниң рәсмий тор бетидиму бу һәқтә һеч қандақ учур йезилмиған.

“ийи”, йәни “яхши” партийәниң парламент әзаси пәхридин йоқуш әпәнди 12-айниң 6-күни түркийә парламентида 5 минут сөз қилип, уйғур мәсилисини оттуриға қоюп вә түркийә һөкүмитиниң уйғурларға игә чиқмиғанлиқини тәнқид қилип, түркийә җумһур рәиси әрдоғанни уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан бесимға қарши авазини чиқиришқа чақириқ қилди. У йәнә бинали йилдиримниң хитай зиярити җәрянида уйғур мәсилисини оттуриға қоймиғанлиқини тәнқид қилди вә “шәрқий түркистанда уйғур қериндашлиримиздин қан еқиватса, бинали йилдирим хитайда саяһәт қилип ойнап йүрди” дәп әйиблиди.

Бинали йилдиримниң хитай зиярити икки дөләт оттурисида қандақ өзгиришләр елип келиду. Бу зиярәтниң уйғур мәсилисигә мунасивити бар дәп қарашқа боламду?

Ғәрб әллири уйғур мәсилиси тоғрисида хитайға наразилиқ билдүрүватқан вә мәтбуатларда кәң хәвәр вә мақалиләр тарқиливатқан пәйттә, немә үчүн түркийә һазирғичә уйғур мәсилисидә сүкүт қилиш йолини таллайду? түркийә-хитай икки дөләт оттурисида уйғур мәсилисиниң оттуриға қоюлуши һазирқи әһвалда қандақ тәсир пәйда қилалайду? буни җаза лагерлирини тақашқа түрткилик рол ойнайду дәп қарашқа боламду? түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси доктор әркин әкрәм бинали йилдиримниң хитай зиярити вә уйғур мәсилисиниң түркийә-хитай мунасивитидики орни вә башқа бир қатар мәсилиләр һәққидә пикир-баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.