Баш вәзир абениң түркийәгә қилған зиярити тоғрисида японийә мәтбуатлиридики инкаслар
2013.05.07

Японийә баш вәзири шинзо абе 3 - май түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә баш министир рәҗәп таййип әрдоған билән болған учришишта, токйо шәһәр башлиқи иносениң 27 - апрел нюйорк вақти гезитидә қилған ислам әллиригә вә түркийигә болған тәнқидий сөзлири үчүн өзрихалиқ ейтқан.
японийәдики нопузлуқ гезитләрдин бири болған “асаһи шимбун гезити”ниң 5 - майдики хәвиридә дейилишичә, түркийәдә зиярәттә болған японийә баш вәзири шизо абе түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған билән әнқәрдә елип берилған учришишида, токйо шәһәр башлиқи иносениң 2020 - йили өткүзүлидиған олимпик тәнһәрикәт йиғинниң саһипханлиқ намзати мәсилисидә ислам дунясиға вә түркийәгә қилған тәнқидий сөзлири үчүн өзрихалиқ ейтқан. Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған японийә баш вәзири шинзо абе җанаплириниң бу өзрихалиқини дәрһал қобул қилип,рәһмәт ейтқан. Көрүштә баш вәзир абе әгәр, 2020 - йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғинниң саһипханлиқи түркийәгә берилсә, өзиниң тунҗи болуп тәбрикләйдиғанлиқини билдүргән. Рәҗәп таййип әрдоған мухбирлар алдида японийә баш вәзири шинзо абеға чақчақ қилип, күлүп туруп: “биз токйони олимпиктин қалдуруп қойдуқ. японийә илгири бир қетим олимпикгә саһипхан болған, абе токйони саһипханлиқтин чекиндүрсә, түркийә саһипхан болиду. Бу бәлким токйо шәһәр башлиқиға яхши хәвәр болиду.” дегән. Баш вәзир абе күлүмсиригән һалда : “1964 - йили мән бала вақтимда олимпик токйода өткүзүлгән. япон хәлқи олимпикни сөйиду.” дегән.
Мәзкур хәвәрдин мәмнун болған японийәлик нако ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди:
- японийә баш вәзири шинзо абениң токйониң шәһәр башлиқи иносениң қилған хата тәнқидий сөзлири үчүн түркийидин әпу сориши мени хошал қилди. японийә әлвәттә түркийәдин, бу хаталиқи үчүн әпу сориши керәк.
“җапан тиймес гезити” ниң хәвридә дейилишичә, түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә өткүзүлгән икки дөләт арисидики сөһбәттә,22 милярдлиқ сода тохтими түзүлгән.
Буниңда японийә түркийәниң асаслиқи атом ядро енергийиси қуруш қурулуш пиланиға техника җәһәттин һәмкарлишидикән. Бу хилдики һәмкарлиқ тохтиминиң имзалиниши түркийә билән японийә оттурисидики дипломатик мунасивәттә бесилған муһим қәдәмләрдин бири дәп һесаблинидикән. Икки дөләт рәһбәрлири болса буни, өз - ара истратегийилик шерикчилик мунасивитиниң башлиниши дәпму қарайдикән. Икки дөләт арисидики атом енергийиси қуруш қурулушиға японийәниң еғир санаәт қурулуш ширкәтлиридин бири болған митсубиши ширикити билән франсийәниң енергийә ширкити бирликтә иш елип бериш пиланланған. Бу пилан 2017 - йили башлинип 2023 йили ахирлишидикән.
Хәвәрдә дейилишичә, түркийә болса русийә вә иран қатарлиқ дөтләрдин нефит, тәбиий газ импорт қилиду. Әгәр түркийә уч чоң атом ядро енергийиси базиси қуралиса, юқириқи дөләтләрдин импорт қилидиған нефит, газларни кемәйтәләйду.
Баш вәзир шинзо абениң түркийәдики зиярити тоғрисида японийә җәмийитидә болуватқан бир қисим тор бәт учурлири һәққидә тохталған уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим бу һәқтә тохталди.
японийәдә юқириқи мәтбуатларда баш вәзир шинзо абениң түркийәгә қилған зияритигә юқири баһалар берилиш билән биргә, японийәниң түркийәниң атом ядро енергийиси қуруш пиланиға һәмкарлишишиға қарши мақалиләргиму кәң орун берилгән. “асаһи шимбун гезити”дә елан қилинған “абе атом ядро енергийисини оттура шәрққә иттириватиду” мавзулуқ мақалидә дейилишичә, көплигән японлар, болупму япон зиялийлири баш вәзир абениң бу қетимқи оттура шәрқ зияритидә түркийә,әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ дөләтләрниң атом ядро енергийиси қуруш пиланиға техника җәһәттин ярдәмдә болуш тохтамлири түзгәнликигә нарази болған. Хәвәрдә дейилишичә, японийәдә йүз бәргән 2011 - йили 3 - айниң 11 - күнидики йәр - тәврәш, деңиз ташқинида нурғунлиған кишиләр һаятидин айрилди. Шу қетимқи апәттә японийәниң фукушима өлкисидики атом ядро енергийиси қурулуши деңиз ташқининиң зәрбисигә учрап, көплигән химийивий керәксиз сулар деңиз - окянларға қоюлуп кәткән, нурғунлиған кишиләр деңиз мәһсулатлирини йейештин өзини тартти. Шу қетимқи апәт сәвәбидин японийәдин су йоли арқилиқ америка, канадаға еқип барған әхләтләрни тазилаш үчүн японийә бу дөләтләргә бәш милйон доллардин төләм төлигән. японийидики бу апәттин кейин японийәдики һәр қайси шәһәрләрдә һәр һәптиниң җүмә күни кәчтә шәһәр аһалилири топлишип, йәрлик һөкүмәтниң атом ядро енергийиси қурулушиға қарши, атом ядро енергийиссиз дөләт вә шәһәр қуруш тоғрисида намайиш елип бериватиду.
Бу һәқтә тохталған кагошима хәлқара университетиниң профессори нишихара әпәнди өз қарашлирини баян қилди:
- Баш вәзир абениң түркийә, әрәб бирләшмә хәлипиликидики зиярити җәрянида атом ядро енергийиси қурулуш пилани үстидә тохтамлишиши мени әҗәпләндүрди. японийәдә йүз бәргән 2011 - йилидики,йәр тәврәш, деңиз ташқини апитидә атом ядро енергийиси қурулушиниң зәрбисигә учриған японлардин бихәтәр җайларда маканлишишни күтүп туруватқан 150 миң киши бар. Буни чоқум баш вәзир ойлишиши керәк иди. Әмма, һазирғичә буларға һечқандақ әмәлий ярдәм елип берилмиди. японийәгә апәт келип кәлгән атом ядро енергийиси қурулушини түркийәдәк йәр тәврәш көп болидиған дөләттә қуруш мени әндишигә салди. Мән буниңға қарши. Атом ядро енергийиси қурулуши йәр тәврәш, деңиз ташқини вә башқа тәбиий апәтләр йүз бәргәндә бузғунчилиққа учриса, униң тәбиәткә, инсанийәткә болған тәсирини тәсәвур қилиш мумкин әмәс.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.