Түркийәдики уйғурлар бу йиллиқ рамизан ейини қандақ күтүвалди?
2018.05.18
“он икки айниң падишаһи” дәп тәриплинидиған муқәддәм рамзан ейи уйғур диярида диний ибадәт пүтүнләй чәкләнгән, бир милйондәк уйғур аталмиш “тәрбийиләш лагерлири” ға қамалған, чәтәлләрдики уйғурлар ата-ана вә уруқ-туғқанлири билән алақилишалмайватқан бир пәвқуладдә қийин мәзгилдә башланди. Ундақта, түркийәдики уйғурлар рамзан ейини қандақ күтүвалди? улар 30 күнлүк розини қандақ өткүзмәкчи?
Биз бу һәқтә түркийәдики уйғурларниң ой-хияллири вә иҗтимаий кәйпиятини билиш үчүн уйғур паалийәтчиләрдин адил абдуғопур әпәнди, хитайниң диний бесимидин қечип түркийәгә кәлгән фәруқ қурбан әпәнди, кастамону университетиниң оқуғучиси сүбһинур өмәр қатарлиқлар билән сөһбәт елип бардуқ.
2014-Йилида тайланд вә малайшия арқилиқ түркийәгә кәлгән адил абдуғопур әпәнди өзиниң түркийәдә бәшинчи қетим рамзан ейини өткүзүватқанлиқини, түркийәгә келип диний вә миллий әркинликкә еришкәнликини, бу йиллиқ рамазанниң пүтүн дунядики уйғурларға хәйрлик болушини тиләйдиғанлиқини баян қилди.
Кейинки йилларда хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситиниң чидиғусиз вәзийәткә келишигә әгишип, түркийәгә көчүп келиватқан уйғурларниң саниму көпәйгән иди. Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда, 2014-2015-йиллирида тайланд вә малайшия арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғурларниң сани 7500 әтрапида икәнлики тәхмин қилинмақта. Бу уйғурларниң көпи хитайниң диний вә сиясий бесимидин қечип кәлгән уйғурлар иди. Тайланд вә малайшия арқилиқ кәлгәнләрдин 2000 дәк уйғур түркийәниң қәйсәри вилайитидә яшимақта. Бу уйғурлардин фәруқ қурбан әпәнди рамзан ейиниң кәлгәнликидин хурсән болғанлиқини, өзиниң рамзан ейида уйғурларниң әркинлики үчүн дуа қилидиғанлиқини баян қилди.
Фәруқ қурбан әпәнди өз кәчмишлири тоғрилиқ әслимә берип, толуқ оттура мәктәптә оқуватқан вақитлирида мәктәптә намаз өтигәнлики үчүн җазаға тартилғанлиқини, мәктәп балилириниң рози тутушиниң қаттиқ чәкләнгәнликини баян қилди. У йәнә хитайда дин чәкләнгән болғачқа кишиләрниң рози тутқан тәқдирдиму өзини җинайәт садир қилғандәк һес қилип йүридиғанлиқини, 2015-йили рамзан ейида өзиниң “кочида иптар тамиқи йедиң” дәп җазалайдиғанлиқини, шу вәқәдин кейинла түркийәгә қечип чиққанлиқини баян қилди.
Мәлумки, түркийә уйғур оқуғучилар әң көп оқуватқан дөләтләрдин бири болуп, өткән йили хитай һөкүмити мисирдики уйғур оқуғучиларни тутқун қилишқа башлиғандин кейин уларниң көпи түркийәгә қечип кәлгән иди. Һазир түркийәниң кастамону университетида 100 дәк уйғур оқуғучи оқумақта. Буларниң көпи түркийәдә тунҗи қетим рамзан ейини күтүвалған икән. Мәзкур университетта оқуватқан субһинур өмәр өзиниң рамзан ейидики һессияти вә ойлиғанлирини баян қилди.
Рамзан ейи мусулманлар оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтидиған, өзара ярдәм вә меһрибанлиқни илгири сүридиған шундақла кишиләрдә сәбир-чидам йетилдүридиған бир ай. Түрк аммиви тәшкилатлири рамазанниң роһиға асасән кишиләргә иптар зияпәтлири бериду. Кастомуну университетида оқуватқан субһинур өмәр бурун түрк аммиви тәшкилатлириниң иптар зияпәтлиригә барғанлиқини, бу йил уйғур оқуғучилар көп болғачқа уйғур оқуғучиларниңму айрим иптар зияпәтлири өткүзүшни пиланлаватқанлиқини баян қилди.
Адил абдуғопур әпәнди зияритимиз җәрянида тарихтин буян һәрқандақ бир һакимийәт зулумни чәктин ашурған һаман өз сәлтәнитиниң улини тәвритип ғулап чүшүшкә йүзләнгәнликини, хитайниң һазирқи чәктин ашқан мустәбитликму һаман уни йиқилишқа сөрәп маңидиғанлиқини баян қилди.