“қериндаш земинлар лайиһәси: шәрқий түркистан” темисида тәрбийәләш курси өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.05.02
qerindash-zeminlar-layihesi-sherqiy-turkistan.jpg “мунәввәрхана” намлиқ оқуғучилар уюшмиси өткүзгән “қериндаш земинлар лайиһәси: шәрқий түркистан” темисидики тәрбийәләш курсидин көрүнүш. 2018-Йили 29-апрел, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдики бир қисим университетлар, тәтқиқат мәркәзлири, аммиви тәшкилатлар вә оқуғучилар уюшмилири доклат бериш йиғинлири, юмилақ үстәл йиғинлири вә тәрбийәләш курслири өткүзүп уйғур мәсилиси һәққидә мәлумат игиләшкә тиришмақта. 29-Апрел күни “мунәввәрхана” намлиқ оқуғучилар уюшмиси “қериндаш земинлар лайиһәси: шәрқий түркистан” темисида тәрбийәләш курси өткүзди. Әнқәрәдики диянәт фондиниң залида өткүзүлгән курсқа түркийәдики һәрқайси университетлардин кәлгән алий мәктәп оқуғучилири иштирак қилди. Оқуғучилар 4 гуруппиға айрилип охшимайдиған 4 темида музакирә елип берип, уни нөвәт билән оттуриға қойди. 1-Гуруппа “шәрқий түркистандики дин вә тил чәклимилири” темисида, 2-гуруппа болса “шәрқий түркистанда той қануни” темисида, 3-, “шәрқий түркистан хәлқиниң һәқ вә һоқуқлири” темисида, 4-гуруппа болса “хитай шәрқий түркистанда елип барған қирғинчилиқлар” темисида музакирә елип барди. Ахирида һәр гуруппидин икки оқуғучи доклат бәрди. Йерим күн давамлашқан курста һәр гуруппиға бирдин уйғур оқуғучи қатнишип улар хитайниң уйғурларға елип бериватқан қаттиқ қоллуқ сиясити тоғрисида түрк оқуғучиларға мәлумат бәрди.

“қериндаш земинлар лайиһәси: шәрқий түркистан” темисида тәрбийәләш курсини уюштурған мунәввәрхана оқуғучилар уюшмиси башқуруш һәйәт әзаси айшә бәйза ханим бу паалийәтни уюштуруштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “биз алий мәктәп оқуғучилириға дуняниң һәрқайси җайлирида бесим астида яшашқа мәҗбур болуватқан милләтләрниң мәсилилирини өгитип, бу мәсилиләрни һәл қилиш йоллирини издәш үчүн бу хил паалийәтләрни уюштуруп келиватимиз. Биз бурун боснийә, пәләстин тоғрисидиму өткүзгән идуқ. Ахбарат васитилири вә иҗтимаий таратқулардики хәвәрләргә асасланғанда уйғур қериндашлиримизниң вәзийити еғир икән. Бу һәқтә оқуғучиларға мәлумат бериш мәқсити билән ачқан идуқ. Әң муһими һәр гуруппида бирдин уйғур оқуғучи өз вәтининиң нөвәттики вәзийити тоғрисида йеңи мәлуматларни бәрди. Әнқәрәгә 700 километир узақлиқтики әдирнә вилайитидин кәлгән оқуғучиларму бар иди. Биз тәрбийәләш курси үнүмлүк болсун дәп 30 оқуғучини тәклип қилиш чәклимиси қойған идуқ. Бу оқуғучилар курстин кейин өз университетлирида уйғурларниң еғир вәзийитини аңлатмақчи. Мениңчә күткән мәқситимизгә йәттуқ”.

Биз курсқа иштирак қилған оқуғучиларғиму микрофонимизни узаттуқ.

Курсқа иштирак қилған сәвтап гүлән ханим әнқәрәгә 700 километир йирақлиқтики әдирнә вилайитидин кәлгән болуп, курсниң яхши өткәнликини, шунчә узақ йол йүрүп кәлгинигә әрзигәнликини баян қилип мундақ деди: “мән уйғурларниң еғизидин шәрқий түркистан һәққидә мәлумат игиләш үчүн әдирнәдин кәлдим. Әтигән саәт 7дә әнқәрәгә кәлдим, саәт 2 дә курсимиз башланди. Кәлгинимгә әрзиди. Қисқа вақит ичидә көп нәрсә өгәндуқ. Көп қиммәтлик кишиләр билән тонуштум, худа буйруса бу йәрдә өгәнгәнлиримизни башқа кишиләргә аңлитимиз”.

Курсқа иштирак қилған йәлда қарақаш ханим курста уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида көп мәлуматқа игә болғанлиқини баян қилип мундақ деди: “курс мән вә башқа савақдашлар үчүнму пайдилиқ болди. Чүнки биз шәрқий түркистанда болуватқанларни биләттуқ. Әмма нөвәттики вәзийәт тоғрисида мәлуматимиз йоқ иди. Иҗтимаий таратқуларда бу һәқтә бәзи мәлуматлар тарқиливатқан болсиму бу мәлуматларниң көпи кона болғачқа һазирқи вәзийәтни биләлмәй тураттуқ. Бу курста уйғурларниң еғизидин аңлап йеңи мәлуматларға игә болдуқ”.

Курс әһли 4 гуруппиға айрилған болуп, һәр гуруппида бир уйғур оқуғучи орун алған, биринчи гуруппидики әнвәр ақсу паалийәтниң яхши өткәнликини, оқуғучиларниң қизғинлиқиниң юқири икәнликини баян қилди.

Әнвәр ақсу әпәнди курсниң вақти бираз қисқа болған болсиму оқуғучиларниң нурғун нәрсиләрни өгинивалғанлиқини баян қилди.

Бу алий мәктәп оқуғучилири уйғур дәвасиға қизиқип, тәйярлиқ қилип йеңи мәлуматлар һәққидә издинип кәлгән. Магистирлиқ үчүн оқуватқан оқуғучи вәли, буниңдин алий мәктәп оқуғучилириниң уйғур сиясий дәвасиға қизиқишиниң юқири икәнликини көрүвалғили болидиғанлиқини баян қилди.

Вели тохти бәзи оқуғучиларниң йолни йирақ көрмәй келип курсқа актип қатнашқанлиқидин қаттиқ тәсирләнгәнликини баян қилди.

“мунәввәрхана оқуғучилар уюшмиси” рәиси йүсра сәрвәр ханимниң ейтишичә, улар курста оттуриға қоюлған мәсилиләрни доклат қилип йезип түркийә парламенти инсан һәқлири комитетиға беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.