Түркийә муфтиси: “хитай һөкүмитиң уйғурларға зулум қиливатқанлиқи һәққидики хәвәрләр тоғриму?”

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.07.12
turkiye-xitay-din.jpg Хитай өмики түркийә деңизли шәһәрлик дини ишлар идарисини зиярәт қилған вә мәзкур идариниң муфтиси мәһмәт ашиқ әпәнди билән көрүшкән. 2018-Йили 10-июл.
RFA/Arslan

Хитайниң шаңхәй шәһәрлик милләтләр вә дин ишлири комитетиниң мудири бәй хуа башчилиқидики хитай өмики 10-июл күни түркийә деңизли шәһәрлик дини ишлар идарисини зиярәт қилған вә мәзкур идариниң муфтиси мәһмәт ашиқ әпәнди билән көрүшкән.

Деңизли шәһәрлик дин ишлири идариси муфтилиқ ишханисида елип берилған бу сөһбәткә түркийә диний ишлар башқармиси рәһбәрлик вә тәптиш комитетиниң баш мупәттиши ибраһим хатипоғли, 23-нөвәтлик түркийә парламент әзаси мәһмәт салиһ әрдоған вә деңизли шәһәрлик диний ишлар идарисиниң муавин муфтиси һәсән һөсәйин қатарлиқлар қатнашқан.

Зиярәт җәрянида сөз қилған муфти мәһмәт ашиқ әпәнди хитай хәлқи билән түркийә хәлқи оттурисидики алақиләрниң йирақ тарихқа тутушидиғанлиқини, хитай өмикиниң түркийә зияритини қарши алидиғанлиқини билдүрди.

Шаңхәй шәһәрлик милләтләр вә дин ишлири комитетиниң мудири бәй хуа мундақ деди: “түркийәниң диний ишларни башқуруш вә идарә қилиш җәһәттики тәҗрибилирини өгиниш вә униңдин пайдилиниш үчүн сизләрни зиярәт қилдуқ. Түркийәдә һәр хил диний етиқадтики кишиләрниң һәмдә диний саһәдикиләрниң тинч-иттипақ вә бихәтәр яшаватқанлиқидәк әмәлий тәҗрибилиридин пайдилинишни халаймиз. Түркийәдә бизләргә көрсәткән меһмандостлуқиңизлар үчүн рәһмәт ейтимиз.”

Муфти мәһмәт ашиқ әпәнди түрлүк диний етиқадтики кишиләрниң бир йәрдә инақ-иттипақ яшиғанлиқиға даир муһәммәд әләйһиссаламниң қилған сөзлирини нәқил кәлтүргәндин кейин хитай өмикигә соал қоюп мундақ деди: “шинҗаң уйғур аптоном райони дегән нам билән билингән, шәрқий түркистан дегән нам билән тонулған районда яшайдиған мусулман түркий хәлқләргә хитай һөкүмитиниң қаттиқ зулум қиливатқанлиқи һәққидә дуня мәтбуатлири вә иҗтимаий таратқуларда көплигән хәвәрләр бесиливатиду. Биз бу хәвәрләрниң раст болмаслиқини үмид қилимиз. Силәрдин сорап бақсам, бу хәвәрләр тоғриму?”

Муфти мәһмәт ашиқниң соалиға шаңхәй милләтләр вә дин ишлири комитетиниң мудири бәй хуа гәпни әгитип йүрүп җаваб бәрди, у мундақ деди: “хитай хәлқ җумһурийити худди түркийә җумһурийитигә охшашла дин билән сиясий айрилған бир дөләт. Биз милләтләр вә дин ишлирини башқуруш идариси болуш сүпитимиз билән асасий қанун бойичә динға етиқад қилидиған кишиләрниң әркин ибадәт қилишиға ярдәмчи болуватимиз. Бу зияритимиздә дөлитиңизниң бу җәһәттики мол тәҗрибилирини өгинип, бундин кейинки хизмәтлиримизни техиму яхши ишләш үчүн тиришчанлиқ көрситимиз.”

Биз бу һәқтә йәниму чоңқур мәлуматқа еришиш үчүн деңизли шәһәрлик диний ишлар идарисидин әһвал игилидуқ.

Ахирида дуня уйғур қурултийи ички ишлар комитетиниң мудири һамидхан көктүрк әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә өз қарашлирини баян қилип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.