Түркийә немишқа уйғурларға игә чиқмайду?

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.08.14
uzaq-weten.jpg 10-Авғуст күни түркийәдики әң чоң гезитләрдин бири болған “йеңи шәфәқ” гезитидә елан қилинған “узақ вәтән” мавзулуқ обзордин сүрәткә елинған.
yenisafak.com

Түркийә җумһурийити оттура асиядики түркий җумһурийәтлиридин қалса уйғурлар әң көп олтурақлашқан дөләтләрдин бири һесаблиниду. Түркләр билән уйғурлар оттурисида қан-қериндашлиқ мунасивити болғачқа, уйғурлар түркийәниң сиясий җәһәттин өзлирини қоллишини арзу қилиду.

10-Авғуст күни түркийәдики әң чоң гезитләрдин бири болған “йеңи шәфәқ” гезитидә “узақ вәтән” мавзулуқ обзор елан қилинди. Таһа қилинч әпәнди язған бу мақалида мундақ дейилгән: “пәләстин, сүрийә, мисирға охшаш дөләтләрдики мәсилиләр оттуриға қоюлғанда, ‛немишқа башқа җайлардики мәсилиләрниму оттуриға қоймайсиләр? мәсилән, немишқа шәрқий түркистан мәсилиси тилға елинмайду?‚ дегәнгә охшаш наразилиқлар оттуриға қоюлиду. Буниңда сиясий мәнпәәткә еришишни ойлаватқан яман нийәтлик кишиләрни бир чәткә қайрип қойсақ, бу бир һәқиқәтниң ипадисидур. Әтрапимиздики дөләтләр вә милләтләр мәсилисиниң көпләп оттуриға қоюлуватқанлиқи раст. Бәлким ‛көздин йирақ, көңүлдин йирақ‚ болуватқанду. . .”

Обзорчи таһа қилинч әпәнди мақалисидә ислам дунясиниң охшимайдиған җайлирида йүз бериватқан ечинишлиқ вәқәләрниң йүрәкни ағритиш дәриҗисини икки амилниң бәлгиләйдиғанлиқини тәкитлигән. Буларниң бири юқирида баян қилип өтүлгән “көздин йирақ, көңүлдин йирақ” икәнлики болса, иккинчиси у җайларниң османли империйәсиниң идариси астида болған яки болмиғанлиқиға бағлиқ икән. Аптор мақалисидә түркийәниң тарихта османли империйәсиниң башқуруши астида болмиған милләтләргә нисбәтән қизиқишиниң аҗиз, тарихта османли империйәсиниң башқуруши астида болған районлар вә милләтләргә болған қизиқишиниң юқири икәнликини илгири сүргән.

Түркийәниң уйғур мәсилисини өзиниң ташқи сияситиниң күнтәртипигә киргүзмәслики мәзкур обзорда баян қилинғинидәк уйғурларниң җуғрапийәлик җайлишиш җәһәттин йирақта болғанлиқи вә тарихта османли империйәсиниң идариси астида болуп бақмиған бир милләт болғанлиқи билән мунасивәтликму? түркийә истратегийәлик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди зияритимизни қобул қилип, түркләрдә мушундақ бир көз қарашниң мәвҗутлуқини, әмма түркийәниң бундақ бир сияситиниң йоқлиғини илгири сүрди.

Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған яшлиқ чағлиридин башлап уйғур мәсилисини яхши билидиғанбир сиясәтчи иди. У истанбулда шәһәр башлиқи болуп турған йиллирида хитайниң һәр түрлүк наразилиқиға қаримастин мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң исмини султан әһмәт мәйданидики бир бағчиға бәргән иди. “5-июл үрүмчи вәқәси” йүз бәргәндә хитайға қаттиқ наразилиқ билдүргән иди. Әмма у бүгүнки күндә түркийәниң иқтисадий кризистин қутулуши үчүн хитайдин үмид күтмәктә. Ундақта, хитай түркийәгә ярдәм бериши мумкинму? доктор әркин әкрәм әпәнди хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” қурулушини әмәлгә ашуруш үчүн вә шундақла муһаҗирәттики уйғурларниң сиясий паалийәтлиригә зәрбә бериш үчүн түркийәгә еһтияҗи барлиқини, шуңа иқтисадий җәһәттин түркийәгә мәбләғ салидиғанлиқини илгири сүрди.

Истанбулдики гелишим университетиниң оқутқучиси доктор қутай қараҗа әпәнди уйғур мәсилиси һәл болмай туруп, түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтни күчәйткили болмайдиғанлиқини илгири сүргән иди. Ундақта, түркийәдики уйғур дәвасиниң истиқбали нәгә бариду? доктор әркин әкрәм әпәнди икки йил бурун түркийә дөләт рәисиниң хизмәт бинасида хитайни тәтқиқ қилидиған мутәхәссисләр йиғини ечилип, бундин кейин түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә шәрқий түркистан мәсилисини оттуриға қоймаслиқ тоғрисида пикир бирлики һасил қилинғанлиқини, шуңа бундин кейин түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлириниң барғансери қийинлишидиғанлиқини илгири сүрди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди әгәр түркийәниң америка қошма штатлири вә явропа дөләтлири билән болған мунасивити яхшиланса, андин түркийә-хитай мунасивәтлиридә өзгириш болидиғанлиқини тәкитлиди.

Кутаһядики думлупинар университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң оқутқучиси бариш адибәлли әпәнди хитайниң уйғурларға шунчә йиллардин бери бу хил ассимилятсийә сияситини йүргүзүп келиватқанлиқини, түрк хәлқиниң буни яхши билидиғанлиқини вә уйғурларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини, шу вәҗидин һөкүмәтниң хитайға наразилиқ билдүрүши керәкликини илгири сүрүп, мундақ деди: “бүгүнгичә түрк рәһбәрләр, зиялийлар вә язғучиларниң һәммиси уйғурларға һесдашлиқ қилди, уларни қоллиди, уларниң дәрд-әләмлирини аңлиди. Әмма дөләт рәһбәрлири шәхси көз қариши сүпитидә мәлум ипадиләрни көрсәткән болсиму, әмма дөләт нуқтисидин ениқ ипадә билдүрүп бақмиди. ‛улар дөләтниң сиясити бар, дөләтниң алий мәнпәәти бар, шуңа хитайға наразилиқ билдүрәлмәймиз,‚ дәйду. Әмма бундақ кетивәрмәслики керәк, түркийә һөкүмити хитайға наразилиқ билдүрүши керәк, аммиви тәшкилатлар һөкүмәткә бесим ишлитиши керәк. Мәнчә, буниңдин башқа йол йоқ.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.