“ийи” партийәси: “шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға игә чиқиш бизниң миллий вә диний бурчимиз”
2018.10.15
Түркийә-хитай мунасивәтлири барғансери йеқинлишиватқан бүгүнки күндә түркийә парламентидики өктичи партийәләрдин бири болған “ийи” партийәси, йәни “яхши” партийәси түркийә парламентида уйғур мәсилисини оттуриға қоюшқа башлиди.
Түркийәдики һәрқайси аммиви тәшкилатларму арқа-арқидин түркийә һөкүмитигә вә өктичи партийәләргә доклатларни сунуп хитайниң уйғурларға елип бериватқан һәддидин ташқири бесим сияситигә наразилиқ билдүрүшкә чақирмақта. Биз бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн “яхши” партийәсиниң түркийә парламентидики мәсули, парламент әзаси явуз ағиралиоғлу билән сөһбәт елип бардуқ. У, түркийә парламентида зияритимизни қобул қилип, буни җамаәтчиликкә аңлитишниң өзлириниң миллий вә диний бурчи икәнликини баян қилип мунуларни деди: “бүгүн хитай һөкүмити, қериндашлиримизға тарихта көрүлүп бақмиған вәһшийликни қилмақта. У йәрдики түркий милләтләр бундақ еғир бир вәзийәткә дуч кәлмәктә. Хитайниң қериндашлиримизға елип бериватқан ассимилятсийә сияситини һәр җәһәттин һес қиливатимиз. Бу бизниң әң назук мәсилимиз, шуңа буни түркийә парламенти арқилиқ дуняға аңлитишқа тиришимиз. Шәрқий түркистан мәсилиси түркләрниң вә түрк парламентиниң номуси мәсилисидур, келәчикимизгә игә чиқиш мәсилисидур! бу мәсилигә биз өз аилимизгә, бала-чақилиримизға игә чиққандәк игә чиқимиз. Бу мәсилини түркийә парламентида оттуриға қойимиз. Түркийә вә дуня җамаәтчиликкә аңлитиш үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз. Уйғур қериндашлиримизға игә чиқиш бизниң қериндашлиқ вә мусулманлиқ бурчимиз”.
Түркләр тарих китаблирида ата-бовилириниң бундин миң йил бурун уйғур дияридин кәлгәнликини язиду. Шуңа түрк хәлқи уйғур мәсилисигә көңүл бөлиду. Әмма түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййп әрдуғанниң вә түркийә һөкүмитиниң һазирғичә “җаза лагерлири” мәсилиси тоғрисида хитайға инкас қайтурмаслиқи уйғурлар шундақла бәзи түркләр арисида ғулғула пәйда қилмақта. “яхши” партийәсиниң парламенттики мәсули ағиралиоғлу бу һәқтики соалимизға мундақ җаваб бәрди: “дөләт рәисимиз пәләстин мәсилисигә наһайити бәк көңүл бөлиду. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатида пәләстин мәсилисини оттуриға қойған дөләт рәисимизниң шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисидиму бир нәрсә дейиши керәк иди. Шуңа биз түркийә һөкүмитиниң хитай һөкүмитигә бир нәрсә дейишини тәләп қилимиз”.
У, “түркийә һөкүмитиниң бу тоғрилиқ инкас қайтуруши үчүн түркийә парламентида немиләрни қилмақчисиләр?” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “биз түркийә парламентида бу мәсилә тоғрисида мәхсус музакирә елип берилишини тәләп қилимиз. Биз түркийә парламенти вә ташқи ишлар министирлиқи арқилиқ бу мәсилини аңлитишқа тиришимиз. Бүгүн оттура шәрқтики мәсилиләр ташқи сияситимизни қийин әһвалда қоюватиду. 4 Милйон сүрийәлик мусапирға игә чиқиватимиз. Буларниң иппитигә, җениға зиян тәгмисун дәп игә чиқтуқ. Сүрийәликкә игә чиққандәк шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизғиму игә чиқимиз. Түркийә һөкүмитиниң, түркийә ташқи ишлар министирликиниң бу мәсилигә игә чиқиши үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз”.
Ундақта өктичи партийәләрниң түркийә парламентида оттуриға қоюши, музакирә елип беришни тәләп қилиши һөкүмәткә қандақ тәсир көрситәр? әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди демократийә билән башқурулуватқан дөләтләрдә, парламентниң ролиниң зор икәнликини, “җаза лагерлири” тоғрисида көп хизмәтләрни қилғили болидиғанлиқини илгири сүрди.
Мәркизи истанбулда турушлуқ уйғур академийәси рәиси аблимит қарахан әпәнди әгәр түрк хәлқи вә түркийә парламентидики өктичи партийәләр уйғурларға игә чиқса, һөкүмәтниңму хитайға инкас қайтурушқа мәҗбур қалидиғанлиқини баян қилди.
“ийи”, йәни “яхши” партийәси тунҗи болуп 6-сентәбир күни баянат елан қилип, хитайни әйиблигән иди. 2-Өктәбир күни партийә башлиқи мерал ақшәнәр ханим түркийә парламентида нутуқ сөзләп, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисидә түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййп әрдоғанни әйиблигән иди.
“ийи” партийәсиниң башлиқи мәрал ақшәнәр ханим 2-өктәбир күни түркийә парламентида сөзлигән нутқида мундақ деди: “һөрмәтлик парламент әзалири, шәрқий түркистанда милйонлиған уйғурлар лагерларға қамилип азаб чәкмәктә, әмма рәҗәп таййп әрдоған вә униң әдлийәси бу һәқтә һеч немә демәйватиду. Һөкүмәтниң зуваниға айланған ахбарат васитилири хитайниң зуванидәк шәрқий түркистанни 'шинҗаң' дәватиду. Һөрмәтлик рәҗәп таййп әрдоған, мән сиздин сорап бақай, бу һәқтә хитайға бәргән бир вәдиңиз барму-қандақ?”
Бу баянатқа түркийәдики телевизийә, гезит вә иҗтимаий таратқуларда кәң-көләмдә орун берилгән иди.