Парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди рәҗәп таййип әрдоғанни қаттиқ әйиблиди
2018.12.11

Түркийәниң парламент башлиқи бинали йилдирим хитайда рәсмий зиярәттә болуватқан, түркийә-хитай мунасивәтлири барғансери йеқинлишиватқан бүгүнки күндә түркийәдики “ийи” (яхши) партийәсиниң парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди түркийә парламентида нутуқ сөзләп, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисидә түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән парламент башлиқи бинали йилдиримни қаттиқ әйиблиди.
“ийи” партийәсиниң парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди 3-декабир күни түркийә парламентида сөзлигән нутқида мундақ деди: “һөрмәтлик парламент әзалири, силәрдин шуни соримақчимән: 15 ғәрб дөлити вә канада хитайда зулумға учраватқан шәрқий түркистанлиқлар үчүн хитай даирилиригә хәт йезип буниң һесабини хитайдин сораватса, түркийә вә түрк һөкүмити қәйәрдә қалди? “дуняви лидир”, ақ партийәсиниң рәиси қәйәрдә қалди?”
У нутуқ сөзләватқанда һакимийәт бешидики партийәниң бәзи парламент әзалири наразилиқ билдүрүп, униң сөзини тохтитишқа тиришқан болсиму, у қәтийлик билән сөзини давамлаштурди. У сөзидә шәрқий түркистан аһалисиниң түркләр билән қериндаш икәнликини, түрк рәһбәрләрниң уларни қоллиши керәкликини баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистандики кишиләр түрк вә мусулман, шәрқий түркистанлиқлар инсан, немишқа улар үчүн авазиңларни чиқармайсиләр? немишқа қорқисиләр?, парламент башлиқиға немә болди? парламент башлиқи һазир қәйәрдә? хитайға саяһәт қилғили кәттиму? хитайда немә иш қиливатиду? күлүп-ойнап йүриду?”
У нутқида парламент башлиқи бинали йилдиримни шәрқий түркистанға беришқа чақириқ қилип мундақ деди: “сән шәрқий түркистанға бар, у йәрдә еқиватқан қанни көр, хитайдин сора! силәрдә нәдә ундақ йүрәк бар? хитай қиливатқан бу зулумниң мәсулийәт силәрдә.”
Игилишимизчә бир айдин буян түркийә парламентидики гуруппа бойичә өткүзүлгән йиғинлардиму җаза лагерлири мәсилиси тилға елиниватқан болуп, 28-ноябир күни ташқи сиясәт комитетиниң йиғинида “ийи” партийәсидин болған парламент әзаси айдин сәзгин әпәндиму һөкүмәтниң бу мәсилидә сүкүттә турувелишини әйиблигән. У мундақ дегән: “баятин милләтчи һәрикәт партийәси парламент әзаси бир хатип әпәнди хитайда зулум көрүватқан уйғур түрклири һәққидә тохталди. Дегәнлири наһайити тоғра. Бизму көп қетим парламентта оттуриға қойдуқ. Түнүгүн ташқи ишлар министирлиқиниң хам чоти һәққидә музакирә елип барған вақтимиздиму бу һәқтә тохталдуқ. Әпсуски, һөкүмәт бу һәқтә биз күткән җавабни бәрмәйватиду, сүкүттә турувеливатиду. Бу интайин еғир бир инсан һәқлири дәпсәндичилики, бу вәзийәтни пүтүн дуня көрүватиду. Әпсуски, бу мәсилидә инкас қайтурмайватқан дөләт пәқәтла түркийәдур. Һәтта өткәндә бу мәсилә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хитайдики инсан һәқлирини көздин көчүргәндә бизниң әлчимиз бир-икки җүмлә сөзла қилип қойди. Мәнчә, бу ечинишлиқ бир вәзийәт.”
Түркийә парламентида 4 партийәниң парламент әзалири бар болуп, һакимийәт бешида туруватқан адаләт вә тәрәққият партийәси сиртидики партийәләр лагер мәсилисини әйиблиди, түрк һөкүмитини хитайға инкас қайтурушқа чақирди. Һөкүмәтниң өктичи партийәләрниң әйиблишигә қаримай, һазирғичә хитайға инкас қайтурмаслиқидики сәвәб немә? һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсиниң сабиқ парламент әзаси ахмәт фаруқ үнсал әпәнди телефон зияритимизни қобул қилди. У бу һәқтики көз қаришини баян қилип мундақ деди: “бүгүн хитайларниң шәрқий түркистанда лагерларни қуруп, шәрқий түркистанлиқларға қарита меңә ююш сияситини мәҗбурий елип бериши әң еғир инсан һәқлири дәпсәндичиликидур. Әпсуски, ислам дуняси вә түрк дунясиниң йетим хәлқи уйғурларниң авазини дуня җамаәтчиликигә аңлитишта аҗиз қеливатимиз. Түркийә дөлитиму шундақ. Оңчи хәлқниң райи билән сайлинип, 16 йилдин буян түркийәни башқуруватқан ақ партийәсиниң һазирғичә хитайға инкас қайтурмаслиқини чүшәнгили болмайду. Түркийә-хитай мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилисини көздин сақит қилишқа болмайду дәп ойлаймән.”
Игилинишичә, 2016-йилидин буян түркийәгә рәсмий зиярәт үчүн келиватқан хитай һөкүмәт өмәклириниң көплүки кишиләрниң диққитини тартмақта. Өткән айда түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири мәһмәт нури әрсой әпәнди хитайға зиярәт елип барди. У хитайдики зияритидә бир қатар көрүшүшләрдә болди. Парламент башлиқи бинали йилдирим болса бу айниң бешида хитайға рәсмий зиярәт елип барди. Бәзи мутәхәссисләр түркийә һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивитини күчәйтиш сиясити түпәйли лагерлар мәсилисидә инкас қайтурмайватқанлиқини илгири сүрүшмәктә.