Фаһрәттин йоқуш “җаза лагерлири мәсилиси” дә түркийә һөкүмитиниң сүкүттә турувелишини тәнқид қилди
2018.12.18

Түркийәниң һәрқайси җайлиридики аммиви тәшкилатлар, университетлар һәр хил паалийәтләрни уюштуруп уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини аңлитиватқан бүгүнки күндә, түркийәдики “ийи” (яхши) партийәсиниң парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәндиму түркийә парламентида мухбирларға баянат бериш йиғини чақирип, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисидә түркийәниң сүкүттә турувелишини әйибләш билән бирликтә, түркийә һөкүмитини түркийәдики уйғур мусапирларға ярдәм беришқа чақирди.
“ийи” партийәсиниң парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди 14-декабир күни түркийә парламентида мухбирларға бәргән мәтбуат баянатида мундақ деди: “һөрмәтлик мухбирлар мәлум болғинидәк бу һәптә дүшәнбә күни, йәни 10-декабир күни дуня инсан һәқлири күни иди. Хитай инсан һәқ-һоқуқлири дәпсәндичилики әң еғир дөләтләрдин бири һесаблиниду. Һәммимизгә мәлум болғинидәк хитай түркий милләттин йүз миңлиған кишиләрни ‛тәрбийәләш мәркизи‚ намидики йәрләргә солап, ассимилятсийә қилишқа тиришиватиду. Буниңға сүкүттә турувалған һөкүмәтни ойғитиш үчүн түркийә парламентида нутуқ сөзлигән идим. Хитайниң шәрқий түркистандики түркий хәлқләргә елип бериливатқан инсан қелипидин чиққан сияситини силәргә йәнә бир қетим аңлатмақчимән”.
Парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди баянатида хитайниң уйғурларға қарита “ирқий қирғинчилиқ” елип бериватқанлиқини, түркийә һөкүмитиниң сүкүттә турмаслиқи керәкликини баян қилип мундақ деди: “һазир 3 милйондин артуқ уйғур вә қазақ түрклири, хитай ‛тәрбийәләш курси‚ дәп ативалған җаза лагерлирида иңримақта. Мәзкур лагерларда һәр күн онлиған адәм шеһит болмақта. Бу лагерларға бирләшкән дөләтләр тәшкилати көзәткүчилири, инсан һәқ вә һоқуқлири тәшкилати мәсуллири вә ахбарат хадимлириниң кириши чәкләнгән. Хитай уйғур, қазақ вә қирғиз қериндашлиримизни ‛идийәсидә чатақ бар‚ дәп җазалимақта. Хитай һөкүмити хитай миллитидин болмиған уйғур вә қазақ қериндашлиримизға террорчи муамилиси қилмақта”.
У, баянатида 2018-йили инсан һәқлирини көзитиш тәшкилатиниң “лагерлар” тоғрисида тәйярлиған доклатида хитайниң уйғурларға елип бериватқан инсан қелипидин чиққан муамилисини тәпсилий оттуриға қойғанлиқини баян қилғандин кейин, түркийә һөкүмитигә болған тәләплири һәққидә тохтилип мундақ деди: “биринчи, шәрқий түркистандин кәлгән панаһлиқ тилигүчиләр хитайға қайтурулмисун. Иккинчи, панаһланғучиларға иқамәт берилсун. Үчинчи, қисқа муддәтлик иқамәт берилгән шәрқий түркистанлиқларға узун муддәтлик иқамәт берилсун. Төтинчи, панаһланғучи балиларға оқуш пурсити яритип берилсун. Бәшинчи, хитайдин кәлгән панаһланғучилар һәргиз хитайға қайтуруп берилмисун, чүнки қайтурулғанлар инсанлиқ қелипидин чиққан бесим йери болған ‛җаза лагерлири‚ ға әвәтилиду”.
Түркийә һөкүмитиниң баянатиға асасланғанда һазир түркийәдә 3 милйон 475 миң әтрапида сүрийәлик бар болуп, улар халиған вақтида түркийәгә келип-кетәләйдикән. Уйғурлар болса түркийә чеграсидин кириштә зор қийинчилиқларға дучар болмақта. Игилишимизчә истанбул айродромида тутуп турулуватқан малайсиядин кәлгән 11 уйғур техи қоюп берилмигән. Фаһрәттин йоқуш әпәнди бу һәқтә түркийә дөләт рәиси билән түркийә һөкүмитини әйибләп мундақ деди: “һәммимизгә мәлум болғинидәк сүрийәлик көчмәнләр дөлитимизгә халиғанчә кирип чиқиватқан, барлиқ һәқ вә һоқуқлири берилгән бүгүнки күндә иран билән шәрқий түркистандин кәлгән қериндашлиримизға һазирқи һөкүмитимизниң буларға елип бериватқан инсанлиқ қелипидин чиққан айримичилиқ сияситини, немә сәвәбтин болушидин қәтийнәзәр қобул қилишқа болмайду. Бу йәрдә ‛ийи‚ партийәсигә вакалитән шуни демәкчимәнки, дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән қериндашлиримиз түркийәдин панаһлиқ тиләп олтурақлишиш һоқуқиға игә. Панаһлиқ тилигүчи қериндашлиримизға һәқ-һоқуқини бәрмигән һөкүмитимиз билән давамлиқ күрәш қилимиз”.
Парламент әзаси фаһрәттин йоқушниң мухбирларға баянат бериш йиғинини түркийә дөләт телевизийәси болған “TRT 3” қанилидин нәқ мәйдандин тарқитилди. Баянат ахирлашқандин кейин бир мухбирниң: “сиз түркийә һөкүмитини тәнқид қилдиңиз, бу һәқтә түркийә конкрет немиләрни қилалайду?” дегән соалиға у, мундақ җаваб бәрди:
“түркийә хәлқара мунасивәттә инсан һәқ вә һоқуқлири җәһәттин уйғур мәсилисини оттуриға қойса болиду. 15 Дөләтниң хитайдики әлчиханиси хитайға бу тоғрилиқ хәт йезип сораватқан турса, бирләшкән дөләтләр тәшкилати ‛җаза лагерлирини‚ тақивәт дәватқан турса, түркийә һөкүмити буниңға сүкүт қилип турмаслиқи керәк. Түркийә бу һәқтә күч чиқириши керәк”.
Фаһрәттин йоқуш әпәнди мәтбуат баянатида түркийә парламенти инсан һоқуқлири комитетиға уйғур райониға берип тәкшүрүш елип бериши һәққидә илтимас сунғанлиқини баян қилип мундақ деди:
“мән инсан һоқуқлири комитетиниң әзаси мән. Мән инсан һоқуқлири комитетиға, уйғур районидики инсан һәқлири дәпсәндичилики тоғрисида тәкшүрүш үчүн һәйәт әвәтилсун дәп илтимас сундум, шундақла мән түркийә-хитай достлуқ гурупписи әзасимән. Мән шәрқий түркистандики қериндашлиримниң һәқ вә һоқуқини қоғдаш үчүн бу комитетқа әза болдум. Шәрқий түркистан мәсилисидә түркийә қилалайдиған нурғун иш бар. Дунядики нурғун дөләтләр башқа дөләтләрдики қериндашлириниң һәқ вә һоқуқини қоғдаватиду, биз немишқа қоғдимайли?. Сүрийәликләр халиғанчә келип-кетиватиду. Сүрийәликләрниң бундақ бир һәқ вә һоқуқи йоқ. Әмма дөләт рәисимиз бу иш мушундақ болиду дәватиду. Сениң дөлитиңгә панаһлиқ тилигән ирандин кәлгән түркләрни, уйғурларни айродромдин киргүзмәйсән, дуняда бундақ бир иш йоқ. Панаһлиқ тилигән кишиләргә түркийә һөкүмити охшаш муамилә қилиши керәк”.
Түркийә парламентида 4 партийәниң парламент әзалири бар болуп, һакимийәт бешида туруватқан адаләт вә тәрәққият партийәсидин башқа партийәләр “лагер мәсилисини” әйиблиди вә түрк һөкүмитини хитайға инкас қайтурушқа чақирди. Бирақ һөкүмәт өктичи партийәләрниң әйиблишигә қаримай, һазирғичә хитайға инкас қайтурмиди.
“ийи” партийәсиниң парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди 4-декабир күни түркийә парламентидики омумий йиғинда сөзләп, “җаза лагерлири” мәсилисидә сүкүттә турувалған түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән түркийә һөкүмитини қаттиқ әйиблигән иди.