Түркийә парламентида уйғурлар тоғрисида сунулған тәклип лайиһәси рәт қилинди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.12.27
iyi-partiyesi-parlamenqa-sunghan-Uyghurlar-toghrisidiki-teklip-lahiyesi.jpg Ийи партийәси түркийә парламентиға сунған уйғурлар тоғрисидики лайиһәси.
RFA/Erkin Tarim

Уйғур дияридики йиғивелиш лагерлириға соланған милйонлиған кишиләрниң тәқдири вә хитайниң нөвәттә уйғурларға елип бериватқан юқири бесимлиқ сияситини тәкшүрүш үчүн мәхсус бир гуруппа қуруш һәққидики бир тәклип лайиһәси түркийә парламентиға сунулған. Ийи партийәсиниң түркийә парламенттики мәсули явуз ағиралиоғли сунған бу тәклип лайиһәси адаләт вә тәрәққият партийәси билән милләтчи һәрикәт партийәсиниң қарши чиқиши билән рәт қилинған.

Түркийә парламентидики 4 өктичи партийәләрдин бири болған “ийи”, йәни “яхши” партийәси 2018-йили 10-айниң 31-күни түркийә парламентиға уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүш үчүн парламентта мәхсус бир тәкшүрүш гурупписи қуруш тоғрисида илтимас сунған. Түркийә асасий қануниниң 98-маддисиға, түркийә парламенти низамнамисиниң 104- вә 105-маддисиға асасән сунулған мәзкур тәклип лайиһәси 26-декабир күни түркийә парламентида музакиригә қоюлған. Һалбуки, мәзкур тәклип лайиһәси һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсиниң түркийә парламентидики әзалириниң қарши чиқиши, милләтчи һәрикәт партийәсиниң парламенттики әзалириниң җим турувелиши билән рәт қилинған.

Мәзкур тәклип лайиһәсидә йеқинқи 2 йил мабәйнидә милйонларчә уйғурниң хитай тәрипидин “тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларға соланғанлиқи, “қошмақ туғқан” намида хитайларни уйғурларниң өйигә җайлаштуруватқанлиқи, уйғур қизлирини хитай әрләр билән той қилишқа мәҗбурлаватқанлиқи, чәтәлдики уйғурларниң юртидики уруқ-туғқанлириға телефон уралмайватқанлиқи, шәрқий түркистанда һечқандақ кишиниң җан вә мал әминликиниң йоқлуқи баян қилинған. Тәклип лайиһәсидә йәнә хитайниң мәқситиниң шәрқий түркистанлиқларни пүтүнләй йоқ қилиш икәнлики, түрк хәлқи билән түркийә һөкүмитиниң шәрқий түркистанлиқларға игә чиқишиниң зөрүрлүки, буниң үчүн түркийә парламентида шәрқий түркистанда йүз бериватқан вәқәләрни тәкшүрүш гурупписи қуруп чиқишниң муһимлиқи алаһидә тәкитләнгән.

Мәлумки, түркийә қазақистандин қалсила вәтән сиртида уйғурлар әң көп олтурақлашқан дөләт. Узун йиллардин буян түрк хәлқи уйғур дәвасиға һесдашлиқ қилип кәлгән. Шундақ туруқлуқ түркийә парламентида уйғурларниң нөвәттики әһвалини тәкшүрүш бойичә мәхсус бир гуруппини қуруш тәклипи немә үчүн рәт қилинди? буниң сәвәби немә?

Биз бу һәқтә ениқ мәлумат игиләш үчүн бу тәклип лайиһәсини түркийә парламентиға сунған ийи партийәсиниң парламенттики мәсули явуз алиағироғлу, мәзкур тәклип ллайиһәсини рәт қилған адаләт вә тәрәққият партийәсиниң парламенттики мәсули мәһмәт муш әпәнди вә милләтчи һәрикәт партийәсиниң парламенттики мәсули әрқан ақчай әпәндиләргә телефон қилдуқ.

Явуз алиағироғлу әпәнди ақ партийәси билән милләтчи һәрикәт партийәсиниң бу тәклип лаһийәсини рәт қилиштики сәвәбләр һәққидә тохтилип мундақ деди: “өктичи партийәләр сунған тәклип лайиһәлириниң қандақ тәклип болушидин қәтий нәзәр һакимийәт бешидики ақ партийә билән униң иттипақдиши болған милләтчи һәрикәт партийәси рәт қилишқа тиришиду. Шуңа бизниң парламентқа сунған тәклип лайиһәни рәт қилинди. Биз уларға ‛бизниң шәрқий түркистан тоғрисида сунған тәклип лайиһәмизни рәт қилидиған болсаңлар, ундақта силәр сунуңлар, биз силәрни қоллайли‚ дегән болсақму улар унимиди. Милләтчи һәрикәт партийәси уйғурларни қоллайду, лекин улар һөкүмәт бешидики ақ партийә билән иттипақдашлиқ орнатқан болғачқа, иттипақдашлиқимға зиян йәтмисун дәп җим турувелишқа мәҗбур болуватиду. Биз мана мушундақ йоллар арқилиқ шәрқий түркистан мәсилисини түркийә парламентиниң күнтәртипигә елип келишкә тиришиватимиз.”

Биз ақ партийәсиниң парламенттики мәсули мәһмәт муш әпәндигә телефон қилип, униң соаллиримизға җаваб беришини тәләп қилған болсақму, лекин униң катипи мәһмәт муш әпәндиниң толиму алдираш икәнликини, униң 2-3 күнгичә вақти болмайдиғанлиқини ейтип, рәт қилди.

Арқидин милләтчи һәрикәт партийәсиниң парламенттики вәкили әрқан ақчай әпәндиниң ишханисиға телефон қилғинимизда униң катипи дидәм ханим бизниң бу һәқтики соаллиримизни әрқан ақчай әпәндигә йәткүзүп қойидиғанлиқини ейтип, телефонни улап бәрмиди.

Түркийә милләтчи һәрикәт партийәси пүтүн дунядики түркий милләтләрниң бирликини тәрғиб қилидиған бир партийә. Мәзкур партийә 1969-йили қурулғандин буян уйғурларниң әркинликини қоллап кәлгән. Бу партийәниң 26-декабир күнидики йиғинда уйғурлар тоғрисидики тәклип лайиһәни рәт қилишидики сәвәб зади немә? бу һәқтики зияритимизни қобул милләтчи һәрикәт партийәсидә узун йил хизмәт қилған пешқәдәм сиясәтчи, сабиқ парламент әзаси рәшат доғру әпәнди мундақ деди: “бу һәқтә мән бир нәрсә демәй, чүнки мән һазир сиясәтниң сиртида. Әмма шуни демәкчимәнки, һазир шәрқий түркистанлиқларға қарита еғир бесим сиясити елип бериливатиду. Бу зулумға һәр бир түрк чоқум қаттиқ инкас қайтуруши керәк дәп ойлаймән.”

Әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, буниң бирқанчә муһим сәвәби барлиқини баян қилди. У гәрчә мәзкур тәклип лайиһә парламентта рәт қилинған болсиму, әмма бу мәсилисиниң түркийә парламентида талаш-тартиш қилинишиниң өзи уйғур мәсилисиниң түркийә парламентида һаман бир күни күнтәртиптики мәсилә һалитигә өтүшигә йол ачидикән.

“ийи” партийәсиниң түркийә парламентидики әзаси, инсан һәқлири комитетиниң әзаси фаһрәттин йоқуш әпәндиниң ейтишичә, йеқинда түркийә парламенти инсан һәқлири комитетида уйғур дияридики инсан һәқлири дәпсәндичиликлири һәққидә музакирә елип берилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.