Әнқәрәдә шәрқий түркистан мәсилиси һәр җәһәттин оттуриға қоюлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2013.12.30
ghazi-uniwersiteti-mudiri-sulayman-buyukberber.jpg Ғази университетиниң мудири сүләйман бүйүкбәрбәр әпәнди “шәрқий түркистандики асасий мәсилиләр вә истратегийилик тәңпуңлуқ” мавзулуқ йиғинда сөзлиди. 2013-Йили декабир, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийиниң пайтәхти әнқәрәдики ғази университетида “шәрқий түркистандики асасий мәсилиләр вә истратегийилик тәңпуңлуқ” мавзулуқ йиғин чақирилди. Ғази университети оттура асия вә оттура шәрқ тәтқиқат мәркизи уюштурған бу йиғинда, мәзкур тәтқиқат мәркизиниң мудири доктор мәһмәт акиф оқур әпәнди, түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди, ғази университети тарих факултети оқутқучиси профессор доктор қонуралп әрҗиласун әпәндиләр сөз қилип, шәрқий түркистан мәсилисини һәр җәһәттин оттуриға қойди. Йиғинға ғази университетиниң мудири сүләйман бүйүкбәрбәр әпәнди, мәктәп вә һәрқайси факултетиниң рәһбәрлири, оқутқучи вә оқуғучилардин болуп 300 әтрапида киши қатнашти. Йиғинға д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәндиму қатнашти.

Ғази университетиниң мимар кәмаләттин йиғин залида өткүзүлгән бу йиғин, университетниң мудири профессор доктор сүләйман бүйүкбәрбәр әпәндиниң ечилиш нутқи һәмдә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң синалғуға елип әвәткән ечилиш нутқи билән башланди.

Профессор доктор сүләйман бәрбәроғлу әпәнди шәрқий түркистан мәсилиси ғази университети қурулған күндин бери көңүл бөлидиған муһим мәсилиләрдин биригә айланғанлиқини баян қилип мундақ деди:
Ғази университети қурулған күндин бери шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүп кәлмәктә. Бу әнәнивиләшти, буниңдин пәхирлинимиз. Биз бундин кейинму илмий һалда түрк дунясиниң мәсилилирини күн тәртипкә елип келишкә давам қилимиз. Өткән йили шәрқий түркистан тоғрисидики биринчи йиғинимизни ачқан идуқ. Бу йил иккинчи қетимлиқини ечип олтуруптимиз. Худайим буйруса университетимиз һәр йили бир чоң йиғин чақирип шәрқий түркистан мәсилисини һәр җәһәттин оттуриға қойимиз. Шәрқий түркистан мәсилисини һәр җәһәттин билиш оттуриға қоюш уни өгиниш, һәл қилиш йоллири үчүн баш қатуруш бизниң һәққимиз. Бу йәрдә оттуриға қойидиған мәсилиләр пүтүнләй илмий тәтқиқатниң мәһсулидур.

Арқидин рабийә ханимниң синалғуға елип әвәткән ечилиш нутқи йиғин әһлигә қоюп берилди. Рабийә ханим алди билән уларға салам йоллиди. Рабийә ханим нутқида пүтүн түркләрни шәрқий түркистанлиқларға көңүл бөлүшкә чақирди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.