Түрк һөкүмити истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүш қилған уйғурларниң әнқәрәгә киришигә рухсәт қилмиди
2019.01.04

Түрк сақчилири истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүш қиливатқан бир гуруппа уйғурларни әнқәрәгә 80 километир йол қалғанда қизилҗаһамам наһийәсидә тосувалған иди.
Сақчиларниң ейтишичә бүгүн түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға хәт тапшурмақчи иди. Әмма бүгүн түрк сақчилири әнқәрә шәһригә киришигә рухсәт бәрмәйла қалмастин икки векилниң түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға хәт тапшурушиғиму рухсәт қилмиди. Игилишимизчә буларниң дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға хәт тапшуруш тәлипиму мунасивәтлик идарә-җәмийәтләр тәрипидин рәт қилинған.
Түркийәниң истанбул шәһиридә туруватқан ели әкбәр әпәнди башчилиқидики 9 уйғур уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитигә кишиләрниң диққәт-етибарини тартиш шундақла түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға уйғурларниң еғир вәзийити баян қилинған бир парчә хәтни өз қоли билән тапшуруш үчүн 15-декабир күни истанбулдин әнқәрәгә қарап пиядә йолға чиққан иди. Буларниң сани йолда қошулған уйғурлар билән 60 тин ашқан. 3-январ күни әнқәрәгә 80 километир қалған қизилҗаһамам наһийәсидә 20 дәк түрк сақчиси уларниң алдини тосувелип, маңғили қоймиған иди. Бүгүн уйғурлар билән сақчлар оттурисидики музакирә нәтиҗисидә уйғурларға әнқәрә қәтий киргили қоймайдиғанлиқини билдүргән. . Ели әкбәр әпәнди бу җәрәян һәққидә тохталди.
Дуняниң қәйеридә езилгән мусулман болса униңға ярдәм қилимиз дегән түркийә һөкүмити 20 күндин бери истанбулдин-әнқәрә пиядә йүрүш қиливатқан уйғурларниң әнқәрә шәһригә киришигә рухсәт бәрмәсликини қандақ чүшинишимиз керәк? түркийә немә сәвәбдин рухсәт қилмиған болуши мумкин? әнқәрәдики истиратегийәлик чүшәнчиләр иниститути мутәхәсиси доктор әркин әкрәм әпәнди буниң иһтимал сәвәблири тоғрисида мәлумат бәрди.
Ели әкпәр әпәнди түркләрниң уйғурларниң қериндиши икәнликини, өзиниң бундақ бир тосалғуға учришишини ойлапму бақмиғанлиқини, буниңдин көңлиниң бәкла йерим болғанлиқини баян қилди.
Қиммәтлик радио аңлиғучилар, уйғурларниң вәзийити һәддидин ташқири еғирлашқандин кейин түркийәдики уйғурлар дәрдини түрк җамаәтчиликкә аңлитиш үчүн истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүш қилиш йолини таллимақта. Ели әкбәр әпәнди башчилиқидики бу уйғурлар истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүш қилған 3-гуруппа уйғурлар болуп, пиядә йүрүш қилиш уйғур дәвасини аңлитиш үчүн үнимлик боливатамду? доктор әркин әкрәм әпәнди уйғурларниң буниң билән чәклиипла қалмай башқа йолларниму таллиши керәкликини баян қилди.
Истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүш қилиш карвини әслидә 9 киши билән башланған болуп, йолда қетилғанлар билән уларниң сани 4-январ күни 70 кә йәткән.