Ели әкбәр: “түркләр үчүн түркийә қандақ муһим болса, шәрқий түркистан дәвасиму уйғурлар үчүн муһим”
2019.01.07
Истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүш қилған бир гуруппа уйғур әнқәрәгә 80 километир қалған җайдики қизилҗаһамам наһийәсидә өткүзүлгән мухбирларға баянат бериш йиғинида түркийә сақчилириниң өзлирини әнқәрәгә киргили қоймиғанлиқидин үмидсизләнмигәнликини, түркләр үчүн түркийә қанчилик муһим болса, уйғурлар үчүнму шәрқий түркистан дәвасиниң шунчилик муһим икәнликини тәкитлиди.
3-январ күни түркийә сақчилири истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүш қиливатқан бир гуруппа уйғурни әнқәрәдин 80 километир йирақлиқтики қизилҗаһамам наһийәсидә тосувалған иди. Түркийә җамаәт хәвпсизлики саһәсиниң мәсуллири билән елип берилған музакирә нәтиҗисидә сақчилар уйғурларни әнқәрәгә кирмәй қизилҗаһамамда мәтбуат баянати бәргәндин кейин истанбулға қайтишқа мәҗбур қилған.
Баянат елан қилиш йиғини 5-январ шәнбә күни қизилҗаһамам шәһәр мәркизидики “15-июл шеһитлар мәйдани” да өткүзүлди. Түркчә мәтбуат баянати оқулуштин бурун истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүш қилиш паалийитини уюштурғанлардин ели әкбәр әпәнди сөз қилди. У, сөзидә өзлири истанбулдин әнқәрәгә пиядә 21 күн йүрүп, әнқәрәгә аз қалғанда чәклимигә учриғанлиқини, әмма уйғурларниң сиясий вә һәқ-һоқуқлири давасидин қайтмайдиғанлиқини, “түркләр үчүн түркийә қанчилик муһим болса, шәрқий түркистан давасиниңму уйғурлар үчүн шунчилик муһим икәнлики” ни тәкитлиди.
Әрдоғанға йезилған бу хәттә уйғурларниң һәддидин ташқири еғир вәзийити баян қилинғандин сирт түркийәдики уйғурларниң тәләплириму оттуриға қоюлған.
Ели әкбәр әпәнди өзи йетәклигән бу гуруппиниң уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини түркийә җамаәтчиликигә аңлитиш вә түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға тәләп хети тапшуруш үчүн йолға чиққан болсиму, бирақ әнқәрәгә аз қалғанда истанбулға қайтишқа мәҗбур болғанлиқини, лекин өз паалийәтлирини тохтатмайдиғанлиқини баян қилди.
5-январ күни әтигән саәт 9 да, нөлдин төвән 5 градус соғуқ вә қар йеғиватқан әһвалда қизилҗаһамам наһийә мәркизидики мәйданда өткүзүлгән баянат елан қилиш паалийитидә мәзкур пиядә йүрүш паалийитигә қатнашқан лоқман абла әпәнди баянатни оқуп өтти. Баянат түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға язған хәт асасида тәйярланған болуп, баянатта мундақ дейилгән: “дуняда биринчи орунда туридиған мәзлум, езилгән милләт икәнликимизни силәргә аңлатқили, тил билән ипадиләп бәргили болмайдиған зулумға дучар болуватқанлиқимизни аңлатқили кәлдуқ. Хитай динимизни өгинишни җинайәт һесаблап динини өгәнгән оқуғучиларни тутқун қилди. Бала туғушни җинайәт һесаблап ата-анилиримизни түрмигә ташлиди. Һамилидар аялларниң қорсиқидики балиларни мәҗбурий чүшүрүвәтти. Улуғ алланиң өйи болған мәсчитлиримизни чеқивәтти. Алланиң сөзи болған қурани кәримини зәһәрлик әпйүн дәп әхләт сандуқлириға ташлиди вә көйдүрди. Сақал қойған, ромал артқанларни әсәбий унсур, террорчи дәп, ай юлтузлуқ майка кийгәнләрни пантүркист дәп җазалиди.”
Мухбирларға баянат бериш паалийити ахирлашқандин кейин 70 әтрапида уйғур түркийә һөкүмити тәрипидин әвәтилгән аптобус билән истанбулға қарап йолға чиқти. Улар шу күни ахшам истанбул сафакөй райониға йетип барғанда, уларни көк байрақ вә лозункиларни көтүргән көп санда уйғурлар күтүвалди.
Түркийәниң истанбул шәһиридә туруватқан уйғурлардин ели әкбәр әпәнди башчилиқидики 9 уйғур уйғур дияридики уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитигә қарита түркийә хәлқиниң диққәт-етибарини тартиш шундақла түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға уйғурларниң еғир вәзийити баян қилинған бир парчә хәтни өз қоллири билән тапшуруш үчүн истанбулдин әнқәрәгә қарап пиядә йолға чиққан иди. 2019-Йили, 3-январ күни әнқәрәгә 80 километир қалған қизилҗаһамам наһийәсидә 20 дәк сақчи уларниң алдини тосуп, маңғили қоймиған. Йолда қетилғанлар билән қошулуп, уларниң сани 5-январ күни 70 кә йәткән иди. Президент рәҗәп таййип әрдоғанға бәрмәкчи болған хәтни әнқәрә җамаәт хәвпсизлик хадимлири “биз йәткүзүп беримиз” дәп елип қалған. Әмма уларниң бу тәләп хетиниң әрдоғанға йәткән-йәтмигәнлики мәлум әмәс.