Түркийә мәтбуатида уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисидики инкаслар
2019.01.10
Уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисидә түркийә һөкүмитиниң сүкүттә турувелиши түркийәдики ахбарат васитилиридә вә иҗтимаий таратқуларда һәр хил көз қарашларни оттуриға чиқармақта. Болупму йеқинқи бир-икки һәптидин буян түркийәдә уйғурлар тоғрисида көплигән мақалә-обзорлар йезилмақта.
Бу мақалиләрдә коммунист идийисини яқлайдиған доғу перинчәкниң көз қаришини нәзәрдә тутмиғанда үч хил көз-қараш илгири сүрүлмәктә. Биринчи көз қарашни оттуриға қоюватқанлар инсаний вә виҗданий мәйданда туруп йезиватқанлар, иккинчи хил көз-қараштикиләр болса уйғурлар тоғрисида оттуриға қоюлуватқан җаза лагерлири тоғрисидики хәвәрләрниң сүний һалда америка тәрипидин оттуриға қоюлуватқанлиқини, буларниң америкиниң оюни икәнликини илгири сүрүватқан кишиләрдур. Үчинчи хилдики кишиләр болса түркийә-хитай мунасивитини нәзәрдә тутуп туруп йезиватқанлардур.
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң вә түркийә һөкүмитиниң һазирғичә уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисидә хитайға инкас қайтурмаслиқи бәзи аммиви тәшкилатларниң, түрк хәлқиниң вә бәзи өктичи партийәләрниң қаттиқ наразилиқиға учримақта. Түркийә парламентидики өктичи партийәләрдин бири болған “ийи”, йәни “яхши” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим 8-январ күни түркийә парламентида сөзләп, түркийә һөкүмитини түрк хәлқиниң хәлқарадики абруйини чүшүрмәй балдуррақ хитайға инкас қайтурушқа чақирған. У мундақ деди: “түрк миллитиниң абруйини чүшүрмәңлар. Һакимийәт бешидики һөкүмәтниң шәрқий түркистан тоғрисида сүкүттә турувелиши бизни әнсирәтмәктә. Хитайдин келидиған бир нәччә милярд доллар пулни дәп милйонлиған қериндашлиримизни вә диндашлиримизни көрмәскә селиватқанлар һаман бир күни ашу мәзлум қериндашлиримизға һесаб бериду.”
“ийи”, йәни “яхши” партийәсиниң башлиқи мәрал ақшәнәр ханим түркийә парламентидики партийәсиниң йиғинида сөзлигән сөзидә дуня сүкүттә турған тәқдирдиму “яхши” партийәсиниң сүкүттә турмайдиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “әмма шуни яхши биливелиңларки, дуня сүкүт қилип турувалсиму, әмма ийи партийә сүкүттә турмайду. Көк байрақ әркин ләпилдимигүчә сүкүттә турмаймиз. Лопнорда йолваслар әркин йүгүрүп йүрмигүчә җим турмаймиз.”
Бәзи милләтчиләр, һәтта бир қисим диндар обзорчи вә мутәхәссисләр хитайниң уйғурларға қарита һәддидин ташқири бесим сиясити елип бериватқанлиқи етирап қиливатқан болсиму, буниң арқисида “америкиниң қоли барлиқи” ни илгири сүрүши түркийәдә ғулғула пәйда қилмақта.
Түркийәдә бундақ көз қарашларниң оттуриға чиқип қелишидики сәвәб немә? түркийә дөләт телевизийә идарисидин пенсийигә чиққан, һазир тор гезитлиридә обзор йезиватқан тонулған обзорчи осман октай әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “әпсуски, түркийәдә мундақ бир нәрсә бар. Инсанлар алий рәһбәрләрниң инкасини күтүватиду. Ундақ бир инкас кәлсә бәзи инсанлар бу мәсилигә биздин бәкрәк көңүл бөлиду, һазир ундақ бир инкас келишини күтүватиду дәп ойлаймән. Мән түркийә диний ишлар идарисигә шәрқий түркистандики инсан һоқуқлири дәпсәндичилики тоғрисидики рәсимләрни әвәттим. Дунядики пүтүн мәсилиләр тоғрисида инкас қайтурисиләр, уйғурлар тоғрисида немишқа сүкүттә турисиләр, дәп хәт яздим. Уларму дөләт башлиқимизниң инкасини күтүватиду. Түркийә хитайдин пул қәрз алимән дәп сүкүттә турувалса болмайду. Чоқум инкас қайтуруши керәк.”
Әнқәрәдики истратегийилик чүшәнчиләр институтиниң түркийә-хитай мунасивәтлири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити, болупму җаза лагерлири мәсилисидә түркийәдә көп хил инкасларниң оттуриға қоюлғанлиқини, тоғра көз қарашниң аста-аста көп салмақни игиләшкә башлиғанлиқини тәкитлиди.
Мутәхәссисләр ейтқандәк, уйғур мәсилиси тоғрисида түркийәдә һәр хил инкасларниң оттуриға чиқиши дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң хитайға инкас қайтурмай җим турувалғанлиқидин болғанму? доктор әркин әкрәм әпәнди әгәр һөкүмәт инкас қайтурса қалаймиқанчилиқниң азийидиғанлиқини, әмма түркийәдә 2015-йили рамзан ейиниң ахирқи күни дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң уйғур мәсилиси тоғрисида сөзлигән сөзидин кейин хитай билән болған мунасивәтни күчәйтиш сияситиниң башланғанлиқини баян қилди.
Хитай 2013-йили қазақистанниң астана шәһиридә “бир бәлвағ бир йол” қурулушини дуняға елан қилғандин бери түркийәгә нурғун вәдиләрни бәргән болуп, түркийә бу вәдиләрниң әмәлийлишишини күтмәктикән.