Түркийәдики 5 аммиви тәшкилат хитайни әйибләп, “йиғивелиш лагерлири” ни тақашқа чақирди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.01.18
Legerlar-Taqalsun-Bayanati-Istanbul-2018-01.jpg Истанбулда ечилған шәрқий түркистандики йиғивелиш кампи тақалсун темисидики мухбирларни күтүвелиш йиғинидин бир көрүнүш. 2019-Йили 16-январ. Истанбул, түркийә.
RFA/Arslan

16-январ сәйшәнбә күни түркийәдики “и һа һа инсаний ярдәм вәхпи”, “өзгүр чүшәнчә вә тәлим һәқлири җәмийити”, “инсан һәқлири вә адаләт һәрикити”, “инсан һәқлири адаләт вә мәзлумлар үчүн һәмкарлиқ җәмийити”, “хәлқаралиқ мусапирлар һәқлири җәмийити” қатарлиқ 5 чоң тәшкилат бирликтә, мухбирларни күтүвелиш йиғини ечип, уйғур диярида ечилған җаза лагерлириниң тақилишини тәләп қилди.

Бу йиғинда и һа һа инсаний ярдәм вәхпи рәис буләнт йилдирим, өзгүр дәр җәмийити рәиси ризван кая, инсан һәқлири вә адаләт һәрикити тәшкилатиниң рәиси җиһад гөкдемир, мәзлум дәр истанбул шөбә рәиси ели өнәр, хәлқара мусапирлар һәқлири җәмийитиниң рәиси оғри йилдирим қатарлиқлар сөз қилди. Улар сөзлиридә уйғурларниң кишилик һоқуқлириниң еғир дәриҗидә дәпсәндә болуватқанлиқини, хитайниң уйғурларға “ялғуз шәрқий түркистанда әмәс бәлки чәтәлләргә қачқан уйғурларғиму зулум қиливатқанлиқи” ни оттуриға қойди. Улар бирдәк хитайға хитаб қилип, уни уйғур дияридики җаза лагерлирини дәрһал тақашқа чақирди. 

“шәрқий түркистанда кишилик һоқуқ дәпсәндә қилиниватиду”

Мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилған өзгүр дәр җәмийитиниң рәиси ризван кая әпәнди, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан сиясәтлирини “һәқ-һоқуқ дәпсәндичилики” дәп көрсәтти. У мундақ деди: “хитайниң бүгүн йүргүзүватқан сиясәтлиригә қарита көптүрүп тәнқидлиниватқанлиқи дава қилиниватиду, у йәрдә опочуқ кишилик һоқуқ дәпсәндичилики җинайити мәвҗут. У йәрдә йүз бериватқанларни очуқ ашкара бир ассимилятсийә дәп қарашқа болиду. Бу кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидур. У йәрдә дин вә виҗдан әркинликиниң очуқ ашкара дәпсәндичиликкә учраватқанлиқиға шаһит болуватимиз. Бу җинайәтләр ‛қошмақ туғқанчилиқ‚ дегән нам астида елип бериливатиду. Буниңға һәр ким қарши чиқиши керәк. Хитай билән достлуқ мунасивәт қуруш намида буниңға сүкүт қилиш әйиб вә җинайәттур”. 

Хитай түркийәдә иҗтимаий таратқуларда көп санда әгәшкүчилири бар һесабларни сетивелишқа башлиди

Инсан һәқлири вә адаләт һәрикити тәшкилатиниң рәиси җиһад гөкдемир сөз қилип, хитайниң, түркийәдики иҗтимаий таратқуларда көп санда әгәшкүчилири болған һесабларни сетивалғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: ‛шәрқий түркистан мәсилисидә бизни американиң хизмәтчилири‚ дәп дава қиливатқанларниң хитайға қандақ хизмәт қиливатқанлиқини наһайити очуқ көрүватимиз. Хитай түркийәдә иҗтимаий таратқуларда көп санда әгәшкүчилири бар һесабларни сетивелишқа башлиди. Буниң билән түркийәдә қандақ бир тәйярлиқ пиланлаватиду ? мән улардин шуни сорап бақай җаваб бәрсун?! .

“мусулман рәһбәрләр искәнҗиләргә көз юмуватиду”

Мәзлум дәр җәмийити истанбул шөбисиниң рәиси ели өнәр әпәнди мундақ деди: “бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик даимий комитетидики бәш әзаниң бири болған хитай шәрқий түркистанда зулум қиливатиду, бу вәзийәт хитайниң сиясий мәнпәәтлириниң қурбани болуватиду. Аилиләрниң пәрзәнтлири қоллиридин елиниватиду вә хитайниң идеологийә мәнпәәтлири үчүн тәлим бериливатиду. Бүгүнки күндә дуняда тунҗи болуп, ‛туғқанчилиқ‚ нам астида башқа бирлириниң өйигә кирип яшаш шәрқий түркистанда йүз бериватиду. Әң ечинарлиқи шуки, өзлирини мусулман дәп чағлайдиған рәһбәрләр бу қәбиһ мәсилигә көз юмуватиду”. 

“хитай ялғузла шәрқий түркистандики инсанларға әмәс чәтәлләрдики шәрқий түркистанлиқларғиму зулум қиливатиду”

Мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилған хәлқара мусапирлар һәқлири җәмийитиниң рәиси уйғур йилдирим әпәнди, түркийәдики мусапирлар ишханилирида йүз бериватқан бәзи мәсилиләрни оттуриға қойди вә уйғурларни тоғрисида қайтуруш қарари чиққан тәқдирдә алий сотқа әрз сунуш арқилиқ қарарни бикар қилишни ипадилиди. У мундақ деди: “хитай, ялғузла шәрқий түркистанда яшаватқан инсанларға зулум қилип тохтимастин бәлки хитай зулумидин қечип башқа дөләтләргә кәткән шәрқий түркистанлиқларғиму зулум қиливатиду. Уларниң үстидин қанунсиз тутуш буйруқи чиқирип уларни хитайға қайтурушқа урунуватиду. Түркийәдә болса хитайға қайтуруш мәсилиси йоқ. Қайтуруш қарари чиққан тәқдирдә алий сотларға вә яки мунасивәтлик органларға илтимас қилиш арқилиқ қайтуруш қарарини бикар қилимиз. Интерпол, йәни хәлқара сақчи оргини түркийәдин әвәтилгән қарарларни қандақ иҗра қилмиған болса, бизму хитайдин түркийәгә кәлгән һәр қарарни аввал контрол қилиш арқилиқ тәтқиқ қилип дәлил-испати болса андин иҗра қилишни тәләп қилимиз”. 

“әгәр дуняға ечилишни халисаңлар шәрқий түркистанниң һәқ-һоқуқлирини бериңлар!”

Мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилған и һа һа инсаний ярдәм вәхпиниң рәиси буләнт йилдирим, хитайға хитаб қилип, уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини беришкә чақирди вә мундақ деди: “әгәр дуняға ечилишни халисаңлар шәрқий түркистанниң һәқ-һоқуқлирини бериңлар. У йәрдә әркинлик җәһәттә керәклик принсиплар йолға қоюлса биз бу мәсилидә васитилик роли ойнашқа қошулимиз”.

Лагерларни тақаш үчүн түркийә һөкүмити вә сиясий партийәләргә чақириқ қилинди

Буләнт йилдирим йәнә түркийә һөкүмити вә сиясий партийиләргә хитаб қилип мундақ деди: “җумһур рәисимиз әйни заманда у районға берип чоң базарни зиярәт қилди. У зиярәт җәрянида униңға йәл-йемиш һәдийә қилған уйғурларму һазир җаза лагерида ятиду. Җумһур рәисимизни қарши алғанларниң һәммиси һазир лагерға қамалди. Шуниң үчүн пүткүл сиясий партийәләр бу мәсилә тоғрисида парламентта хизмәт ишлиши керәк. Өтмүштә қандақ хизмәт ишләнгән болса йәнә охшаш шәкилдә хизмәт ишлиниши керәк. Ширәгә муш урулуши лазим”. 

У йәнә “бу зулумни түгитиш үчүн ким васитә болушни халиса биз униң билән хушаллинарлиқ билән һәмкарлишишқа тәйярмиз”, деди. 

“шәрқий түркистандики йиғивелиш лагери тақалсун” дегән темидики мухбирларни күтүвелиш йиғини тоғрисида бүгүн, “анатолийә агентлиқи”, “ихлас хәвәр агентлиқи”, “һәқсиз сөз гезити”, “йеңи акт”, “һөрийәт”, “йеңи сөз”, қатарлиқ гезитләрдә вә “т р т хәвәр”, “CNN Turk“ ,”TV Net”, “бенгу түрк”, “Akit TV” қатарлиқ телевизийә қаналлирида хәвәрләр тарқитилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.