Явуз алиағироғлу: “ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң хетидин зулумни тосалайдиған ирадини көрәлмидим”
2019.01.25

Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу түркийә парламент әзаси явуз алиағироғлуниң уйғурлар һәққидики бир соалиға 18-январ күни җаваб берип, уйғур райониниң вәзийитиниң түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин көзитиливатқанлиқини, түркийәниң уйғур мәсилиси һәққидики көз қарашлири вә сәзгүрлүкини хитай даирилиригә йәткүзүватқанлиқини билдүргән.
Парламент әзаси явуз алиағироғлу болса ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң җаваб хетидин түркийә һөкүмитиниң зулумни тосалайдиған ирадисини көрәлмигәнликини илгири сүрди.
Мәвлут чавушоғлу язған җаваб хәттә илгири сүрүшичә, түркийә ташқи ишлар министирлиқи хитай билән болған учришишларда дуня өлчәмлиригә уйғун кишилик һоқуқ қаидилиригә әмәл қилишниң муһимлиқи, адәттики кишиләрниң 'террорчилар' вә әсәбиләрдин пәрқләндүрүлүши керәкликини алаһидә тәкитләп кәлмәктә икән.
Түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң бу сөзлири түркийә парламентиниң “ийи”, йәни “яхши” партийәсидин болған парламент әзаси явуз алиағироғлуниң 2018-йили 11-айниң 5-күни уйғурлар һәққидә ташқи ишлар министириға сунған соал хетигә бәргән җавабида тәкитләнгән. Әмма у сөзидә, уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида сөз ачмиған, хитай һөкүмитигә наразилиқму билдүрмигән.
Парламент әзаси явуз алиағироғлу чавушоғлуға язған 6 маддилиқ тәләп хетидә, уйғур аилилириниң ғайиб болуватқанлиқидин чавушоғлуниң хәвири бар-йоқлуқи, түркийәниң хитайда турушлуқ әлчиханиси вә консулханилиридин сиясий панаһлиқ тилигән уйғурларниң бар-йоқлуқи, униң хәлқара мунбәрләрдә немә үчүн “шәрқий түркистан” мәсилисини тилға алмайдиғанлиқи қатарлиқ соалларни сориған.
Түркийә ташқи ишлар министири чавушоғлу җаваб хетидә һазирғичә түркийәниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханиси, шаңхәй, гуаңҗу вә хоңкоңда турушлуқ консулханилиридин сиясий панаһлиқ тилигән бирму уйғур йоқ икәнликини тәкитлигән.
Түркийә парламентиниң мунасивәтлик қануниға бинаән түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуға уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисидики мәзкур хәтни сунған “ийи” партийәси парламент әзаси явуз алиағироғлу соалимизға җаваб бәрди.
У, чавушоғлу язған хәттин түркийә һөкүмитиниң хитайниң уйғурларға елип бериватқан ассимилятсийә сияситини тосалаш ирадисиниң йоқлуқини чүшинип йәткәнликини баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистан һәққидә ташқи ишлар министириға язған хәтниң җавабидин қериндашлиримиз дучар болуватқан ассимилятсийә сияситини тосалайдиған ирадини көрәлмидуқ. Хитайлар қурған ‛җаза лагер‚лирини өз ичигә алған, шәрқий түркистанлиқлар дучар болуватқан онлиған зулумни көрмәсликкә селиватқан бир парчә хәтни тапшуруп алдуқ”.
Явуз алиағироғлу әпәнди ғәрб әллири уйғур мәсилисини күнтәртипкә елип келиватқанда түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бундақ пассип позитсийәдә болушини тоғра тапмайдиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “улар: түркийәдин панаһлиқ тилигән түркийәдики уйғурларға игә чиқишқа тиришиватиду. Әмма дунядики бәзи дөләтләр бу мәсилигә инкас қайтуруватқан бүгүнки күндә, түркийә һөкүмитиниң, түркийә парламентиниң, түркийә ташқи ишлар министириниң авазини чиқармаслиқини тоғра әмәс дәп қараймән”.
Қиммәтлик радио аңлиғучилар түркийә “ийи” партийәси түркийә парламентидики төтинчи партийә болуп, уйғур мәсилисини изчил һалда оттуриға қоюп кәлмәктә. Парламент әзаси явуз алиағироғлу әпәнди бундин кейинму давамлиқ һалда мәсилини оттуриға қойидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз ийи партийәси болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистандики инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичиликини дуня җамаәтчиликиниң диққитини тартидиған шәкилдә оттуриға қоюшни давамлаштуримиз. Мәзкур мәсилини түркийә ташқи ишлар министирликиниңму муһим мәсилисигә айландуруш үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз”.
Инсан һоқуқлири тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, уйғур вә башқа түркий милләт аһалилири хитай һөкүмити “кәспий тәрбийиләш мәркәзлири” дәп атап келиватқан бу лагерларда тутуп турулмақта икән. Түркийәниң һәрқайси вилайәт вә шәһәр-наһийәлиридә “җаза лагерлири тақалсун” темисида намайиш, баянат бериш вә доклат бериш паалийәтлири өткүзүлүватқан бундақ бир пәйттә түркийә ташқи ишлар министириниң бундақ аҗиз позитсийәдә җаваб хети йезишини қандақ чүшинишимиз керәк?
Әнқәрәдики истратегийилик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди бу һәқтики соалимизға җаваб берип, түркийәниң хитайдин бәзи нәрсиләрни күтүватқанлиқини, шуңа бундақ җаваб хети язғанлиқини илгири сүрди.
Истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди түркийәдики өктичи партийәләр, аммиви тәшкилатлар вә кәң түрк аммиси уйғурларни қоллап келиватқан бүгүнки күндә ташқи ишлар министириниң тутқан позитсийисини тоғра тапмайдиғанлиқини баян қилди.
Мәзкур парламент әзасидин сирт хәлқ демократийәси партийәси парламент әзаси гәргәрлиоғлиму түркийә ташқи ишлар министириға уйғурлар һәққидә хәт язған иди.