Истанбулда миңлиған уйғур вә түркләр хитайға қарши намайиш өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.01.28
zeytinburnu-namayish-00.JPG Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә.
RFA/Arslan
zeytinburnu-namayish-01.JPG

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

zeytinburnu-namayish-02.JPG

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

zeytinburnu-namayish-03.JPG

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

zeytinburnu-namayish-04.JPG

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

zeytinburnu-namayish-05.JPG

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

zeytinburnu-namayish-06.JPG

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

zeytinburnu-namayish-07.JPG

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

zeytinburnu-namayish-08.JPG

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

zeytinburnu-namayish-09.JPG

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

zeytinburnu-namayish-010.JPG

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

zeytinburnu-namayish-011.JPG

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

zeytinburnu-namayish-012.jpg

Истанбулниң зәйтинбурну районида елип берилған намайиш вә баянат елан қилиш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 26-январ. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

26-январ күни кәчқурун истанбулниң уйғурлар көпрәк олтурақлашқан зәйтинбурну районида 30 түрк тәшкилатниң бирләшмиси болған “зәйтинбурну қериндашлиқ мунбири” билән “шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” ниң һәмкарлиқида зор типтики намайиш уюштурулди. Намайиш җәрянида мухбирларни күтүвелиш йиғини уюштурулуп, хитайниң уйғур дияридики инсанийәткә қарши мустәбит сиясәтлири паш қилинди.

Намайишчилар қоллирида ай-юлтузлуқ түрк байриқи билән шәрқий түркистан байрақлирини көтүргән һалда зәйтинбурну 15-июл мәйданиға җәм болди. У йәрдин зәйтинбурнуниң мәркизи болған 58-йолда йүрүш қилип, йолниң ахириғичә шоар товлап маңди. Бу намайишқа уйғур, түркләрдин болуп 2000 дин артуқ кишиниң қатнашқанлиқи илгири сүрүлди. 

Намайишчилар бирдәк “қизил хитай, шәрқий түркистандин чиқип кәт!”, “шәрқий түркистан ялғуз әмәс” дегәнгә охшаш шоарлар товлап йүрүш қилди. Икки километирға йеқин йүрүш қилғандин кейин мухбирларни күтүвелиш йиғини уюштурулди. Мухбирларни күтүвелиш йиғинида алди билән “шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” гә вакалитән “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң рәиси һидайәтулла оғузхан сөз қилди. 

“хитайниң чүши қабаһәтлик қара бесишқа айлиниду”

Һидайәтулла оғузхан мундақ деди: “бүгүн қериндашлиримиз шәрқий түркистан үчүн бу йәргә җәм болди. Бу гүзәл үлгиниң истанбул вә түркийәниң һәр қайси җайлирида болушини халаймиз. Шәрқий түркистан узун йиллардин хитайниң ишғали астида ассимилятсийә, сүргүн, дини вә миллий бесимлар ичидә иңримақта. Әмма хәлқимиз шунчивала зулумларға учраватқан болсиму, әмма униңға тақабил турушқа, өзини сақлашқа тиришиватиду. Хитай динимизни йоқ қилишқа урунди, қуранлиримизни көйдүрди. Мәсчитлиримизни йиқитти, бирақ инсанлиримиз қуранни йүрәклиридә сақлиди. Динини вә миллий кимликини һәр заман қоғдап, өз мәвҗутлуқини сақлап кәлди. Хитай 2050-йилиға барғанда дуняниң 1-номурлуқ дәриҗидин ташқири чоң дөлити болуш чүшини көрүватиду. Бу чүшни реаллиққа айландуруш үчүн хитай қисқа вақит ичидә шәрқий түркистанлиқларни йоқитишқа урунуватиду. Шу сәвәбтин хитай шәрқий түркистанда милйонлиған йәрлик инсанларни лагерға топлиди. Өйлиримизгә хитайларни орунлаштурди. Буниңғиму қанаәт қилмастин техиму тез сүрәттә йоқ қилишқа урунуватиду. Һалбуки, ача-сиңиллиримиз вә ака-инилиримизниң аһу-пәрядлири дуняға йәтти. Хитай авазимизни кесишкә урунған болсиму, әмма авазимиз ахири түркийәгә, малайшияға, һиндонезийәгә аңлитиливатиду вә тарқиливатиду. Худайим буйруса, хитайниң бу чүши әмәлгә ашмайду. Бу чүш хитай үчүн пәқәтла қабаһәтлик бир қара бесиш болуп қалиду, халас.”

Шуниңдин кейин зәйтинбурну қериндашлиқ мунбиригә вакалитән “егитим бир сән”, йәни маарип уюшмисиниң истанбул рәис вәкили әхмәт җушқун сөз қилди. У мундақ деди: “шәрқий түркистанда йүз бериватқан зулумларға ләнәт оқуш, ‛мөминләр чоқум қериндаштур‚ дегән илаһий буйруқни орундаш үчүн биз бу йәргә җәм болдуқ.”

“3 милйон шәрқий түркистанлиқ җаза лагерлириға қамилип, системилиқ һалда һәр хил искәнҗиләргә учримақта”

Әхмәт җушқун әпәнди уйғурларниң бешиға келиватқан зулум тоғрисида тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистан хәлқиниң бешиға келиватқан зулум барғансери еғирлишиватиду, лагерларда һаятидин айрилғанларниң сани күнсери көпийиватиду. Залим хитай шәрқий шәрқий түркистанда иҗра қиливатқан тәқиб сиясәтлири нәсилләрни бузмақта, мусулманларниң җан вә маллириға суйиқәст қилмақта. Буниңға қанаәт қилмастин хитай йәнә гитлерниң натсистлар лагерлирини әслитидиған җаза лагерлириға нәччә милйон шәрқий түркистанлиқ әр-аял вә балиларни қамап қойди. Һазир 3 милйон шәрқий түркистанлиқ мусулманлар ‘қайта тәрбийиләш’ нами астидики җаза лагерлириға қамилип, системилиқ һалда һәр хил искәнҗиләргә учримақта. Хитайниң йүргүзүватқан ассимилятсийә сиясити, туғут чәкләш вә көчмән хитайларни йөткәш сиясәтлири нәтиҗисидә районниң нопус тәңпуңлуқи барғансери өзгириватиду. Шәрқий түркистандики уйғурлар вә башқа йәрлик мусулманлар дуняниң көз алдида бесим, ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиққа учримақта. Биз зәйтинбурну қериндашлиқ мунбири тәшкилати хитай һакимийитиниң инсанийәткә қарши бу қилмишлирини қаттиқ әйибләймиз.”

Әхмәт җушқун әпәнди сөзиниң давамида йәнә зулумға сүкүт қилишниң залимни техиму җасарәтләндүридиғанлиқини көрситип мундақ деди: “шәрқий түркистандики қериндашлиримиз үстидин елип бериливатқан зулумни йеқиндин көзитип келиватимиз. Һәр заман қериндашлиримизниң йенида болидиғанлиқимизни бу намайишимиз арқилиқ ипадә қилимиз. Хитай дуняниң көз алдида бир қирғинчилиқ қиливатиду вә буниңға һеч кимдин аваз чиқмиди. Залимни күчлүк қилған нәрсә дәл инсанларниң буниңға сүкүт қилишидур. Биз зәйтинбурну қериндашлиқ мунбири болуш сүпитимиз билән һәр заман һәқниң тәрипидә туруп, һәқсизлиқниң қаршисидин чиқип, зулумға һеч бир заман сүкүт қилмайдиғанлиқимиз ни билдүримиз. Залимға қарши мәзлумларниң қешида болидиғанлиқимизни қайта-қайта елан қилимиз.”

Бу намайишқа қатнашқа мунәввәр өзуйғур ханимму зияритимизни қобул қилип, бүгүнки намайишқа көплигән түрк җамаитиниң қатнашқанлиқидин бәкму сөйүнгәнликини билдүрди. У йәнә уйғур мәсилисини түрк хәлқигә яхши аңлитиш аңлитиш вә уларниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн мушу хилдики паалийәтләрниң көпләп уюштурулуши керәкликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.