Түркийәниң коня вилайитидә уйғурларниң еғир вәзийити аңлитилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.03.14
abulxemit-qaraxan-sozde.jpg Уйғур академийәсиниң рәиси абдулхәмит қарахан әпәнди “туран бирлики” тәшкилати уюштурған “шәрқий түркистанниң бүгүнки еғир вәзийити” намлиқ доклат бериш йиғинида сөзлимәктә. 2018-Йили март, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң әң чоң вилайәтлиридин бири болған коняда паалийәт елип бериватқан “туран бирлики” тәшкилати “шәрқий түркистанниң бүгүнки еғир вәзийити” намлиқ доклат бериш йиғини уюштурған. Бу йиғинға коняда паалийәт елип бериватқан мәзкур тәшкилатниң әзалири, алий мәктәп оқутқучилири, бәзи идарә-җәмийәтләрниң һәр дәриҗилик кадирлири, аммиви тәшкилат мәсуллири вә бәзи сиясий партийәләрниң мәсуллиридин болуп 200 дәк киши қатнашқан.

Биз доклат бериш йиғини тоғрисида тәпсилий мәлумат игиләш үчүн мәзкур йиғинни уюштурған “туран бирлики” тәшкилатиниң рәиси һарун марал әпәнди билән мәзкур йиғинда доклат бәргүчи шәхс - уйғур академийәсиниң рәиси абдулхәмит қарахан әпәндиләрни зиярәт қилдуқ. Уларниң ейтишичә, мәзкур йиғин кишиләрниң мәсилигә болған қизиқиши җәһәттин үнүмлүк болған.

Һарун марал әпәнди йиғинниң толиму үнүмлүк өткәнликини баян қилип, мундақ деди: “йиғин бәк яхши өтти. Коняниң әң илғар алий мәктәп оқутқучилири, кадирлар, сиясәтчиләр вә карханичилардин болуп 200 дәк кишигә шәрқий түркистанниң еғир вәзийити тонуштурулди. Йиғинниң ахирида ‛уйғур қериндашлиримиз түркийәдин немиләрни күтиду?‚ дегән темида соаллар сорилип, шәрқий түркистанниң вәзийитини өгинишкә тириштуқ. Қисқиси, биз үчүн пайдилиқ бир йиғин болди”.

Коня түркийәниң оттура қисмиға җайлашқан әң чоң вилайәтлиридин бири болуп, мәзкур вилайәттә паалийәт елип бериватқан “туран бирлики” тәшкилатиниң алаһидә тәклипигә бинаән мәркизи истанбулдики уйғур академийәсиниң рәиси аблимит қарахан әпәнди коняға келип уйғурларниң һазирқи қийин вәзийити тоғрисида мәхсус доклат бәргән.

Аблимит қарахан әпәнди доклатиниң ахирида өзиниң аңлиғучиларниң соаллириға җаваб бәргәнликини, уларниң көпрәк “биз уйғурлар үчүн немә қилип берәләймиз?” дегән соални сориғанлиқини баян қилди.

Йиғинға иштирак қилған “туран бирлики” тәшкилатиниң башқуруш һәйити әзаси паша қули әпәнди зияритимизни қобул қилип, доклат бериш йиғинида шәрқий түркистан тоғрисида әң йеңи мәлуматларға игә болғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “аблимит әпәнди бизгә уйғурлар тоғрилиқ әң йеңи мәлуматларни аңлатти. Доклат аңлиған 200 дәк киши гәрчә юқири тәбиқидики кишиләр болсиму, әмма уларниң һәммиси дегүдәк уйғурларниң бүгүнки әһвалини билип кәтмәйтти. Йиғинға иштирак қилғанлардин ‛йиғин қандақ өтти?‚ дәп сориғинимизда, уларниң һәммиси бирдәк бәк яхши өткәнликини, бурундин тартип көңүл бөлүп келиватқан шәрқий түркистан мәсилисигә техиму көп көңүл бөлидиғанлиқини баян қилишти.”

Йиғинға иштирак қилған, әмма исмини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур, аблимит қарахан әпәндиниң уйғурларниң һазирқи еғир вәзийәтни рәсимлик пакитлар билән аңлатқанлиқини, кишиләрни қайил қилиш күчиниң юқири болғанлиқини баян қилди.

Уйғур академийәси 2009-йили қурулған аммиви тәшкилатлардин бири болуп, 9 йилдин бери көпрәк илмий паалийәтләр билән шуғуллинип кәлгән иди. Аблимит қарахан әпәнди уйғурларниң нөвәттики вәзийитиниң еғирлишиши билән уйғур академийәсиниң паалийәт даирисини кеңәйткәнликини баян қилди.

13-Март кәчқурун өткүзүлгән бу паалийәт бир саәт әтрапида давамлашқан вә қизғин кәйпият илкидә ахирлашқан. Мәлумки, коня түркийәдә уйғурлар тоғрисида әң көп паалийәт өткүзүлидиған вилайәтләрдин бири һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.