Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғли уйғурлар учраватқан зулумларни тилға алди
2018.12.27
27-Декабир пәйшәнбә күни истанбулдики сабаһәттин заим университетида “түркийәдә хәлқаралиқ мунасивәтләрниң әһмийити” дегән темида йиғин ечилди. Йиғинда түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғли сөз қилип, түркийәниң ташқи сиясити, ислам дунясиниң мәсилилири вә сүрийә мәсилиси тоғрисида тохталди.
Йиғинда түркийә ташқи ишлар министири чавушоғли “шәрқий түркистанни өз ичигә алған дунядики һәрқандақ бир җайда зулум болидикән, түркийә һәммисиниң һәқ-һоқуқлирини һимайә қилиду вә қоғдайду,” деди.
Йиғинда министир чавушоғли йәнә мундақ дегән: “биз дуняниң әң бай дөлити әмәс, әмма биз әң әң сехи дөләт. Қәйәрдә мәзлум болса, униңға игә чиқиватимиз. Дуняниң әң сехи дөлити вә миллити болуш һәр кимгә несип болувәрмәйду. Дуняда мәзлумларниң үмиди болушму һәр кимгә несип болувәрмәйду. Шәрқий түркистанда, арақанда, сомалида вә шундақла дуняниң қәйиридә мәзлумлар болидикән, биз һәммисиниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаймиз.”
Бу йиғинни уюштурған истанбул сабаһәттин заим университетиниң оқутқучиси, дотсент, доктор борһан сети әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип өз қарашлирини оттуриға қойди.
Бу йиғинниң соал-җаваб бөлүмидә доктор борһан сети әпәнди уйғурлар тоғрисида пикир баян қилған. У түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлиға уйғурларниң “террорчи” әмәсликини, хитай “террорчи” дәп җаза лагерға қамап қойған дадисиниң 70 яшлиқ бир деһқан икәнликини, 60 яшлиқ анисиниң аилә аяли икәнликини, шуниңға охшиған хитай тутқунидики милйонлиған уйғурларниң аталмиш “террорлуқ” билән һечқандақ мунасивитиниң йоқлуқини чүшәндүрүп өткән.
Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғли доктор борһан сетиниң соаллириға җаваб берип мундақ дегән: “силәрниң әндишәңларни чүшинимиз вә силәрни һимайә қилимиз. Әмма хитайдәк бир дөләт билән бу мәсилини сөзлишип һәл қилиш унчилик асан иш әмәс. Буниң үчүн икки дөләт оттурисидики сөзлишишла купайә қилмайду. Хәлқара җамаәт билән бирликтә бу мәсилисини ортақ һәл қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситишимизгә тоғра келиду. Биз хитайға изчил һалда бир қанчә террорчи сәвәбидин пүтүн бир хәлқни террорчи дәп қараш вә уларға шундақ позитсийәдә болушниң тоғра әмәсликини тәкитләп кәлдуқ. Бир аилидин бир террорчи чиқса, униң сәвәбидин пүткүл аилини җаза лагериға йоллаш инсанниң иши әмәс дәп кәлдуқ. Биз җумһур рәисимиз билән хитайға барғанда у йәрдики 35 милйон мусулманларниң ичидин пәқәт уйғур түрклириниңла әмәс, бәлки башқа мусулманларниң вәкиллири биләнму учришип, уларниң қандақ мәсилилириниң барлиқини сорап көрүшкә тиришқан идуқ.”