Түркийәниң денизли шәһиридә үч мәйдан уйғурларни тонуштуруш паалийити өткүзүлди
2017.12.15

Түркийәниң ғәрбий-җәнубиға җайлашқан денизли шәһиридә бүгүн арқа-арқидин үч йәрдә уйғурлар тонуштурулди.
Түркийәниң денизли шәһиригә “3-нөвәтлик хәлқаралиқ шаирлар учришиши” ға қатнишиш үчүн барған уйғур шаирә нурәла гөктүрк ханим бүгүн әтигән денизли оқутқучилар толуқ оттура мәктипидә доклат бәрди. Мәзкур мәктәптики паалийәткә оқутқучи-оқуғучилардин болуп 700 әтрапида киши иштирак қилди. Шаирә нурәла гөктүрк ханим өзиниң уйғурлар баян қилинған “биз ким” дегән шеирини декламатсийә қилғандин кейин, уйғурларниң қисқичә тарихи вә бүгүнки вәзийити тоғрисида мәлумат бәрди.
Шаирә нурәла гөктүрк ханим мәзкур мәктәптә бәргән доклатини өзи язған “биз ким” дегән шеирини декламатсийә қилиш билән башлайду:
Биз шәрқий түркистанниң келәчики,
Биз вәтән үчүн җенимизни беримиз,
Биз шәрқий түркистанниң игилиримиз.
. . . . . . . . . . . . . . . . . .
Шаирә нурәла гөктүрк ханим доклатида бир түрк шаирниң “узақта бир йеза бар, у йезиға барсақму-бармисақму, у йеза бизниң” дегинидәк “шәрқий түркистан силәрниңму юртуңлар” дегинидә залда гүлдүрас алқиш садаси яңрайду.
Арқидин шаирә нурәла гөктүрк ханим денизли шәһәрлик һөкүмәтниң башлиқи осман золан әпәндигә уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, шәрқий түркистанниң көк байриқи билән уйғур допписи тәқдим қилған.
Мәктәпниң киришидики каридорниң ичидики там гезитигә дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси рабийә қадир ханимниң рәсими есилған болуп, нурәла гөктүрк ханимниң шеирлири вә уйғурлар тоғрисидики мақалиләр есилған. Нурәла гөктүрк ханим бу мәктәпкә киргәндә 700 оқуғучиниң өзини күтүвалғанлиқини баян қилди. Нурәла гөктүрк ханим өзигә 1 йерим саәт вақит берилгәнликини, оқуғучиларға шәрқий түркистанни тонуштурғанлиқини билдүрди.
Биз бу паалийәт һәққидә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн мәктәпниң муавин мудири саадәт аслан ханим билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, шәһәрлик һөкүмәт уюштурған хәлқара шаирлар учришиши паалийитигә кәлгән нурәла гөктүрк ханимниң исмини мәктәпкә бәргәнликини, мәктәпниң алдин тәйярлиқ қилип, бүгүн мәктипидә доклат бәргүзгәнликини баян қилди. У мундақ деди: “денизли шәһәрлик һөкүмәт һәр бир мәктәпкә бир шаирниң исмини әвәтти. Бизгә нурәла ханимниң исмини бәрди. Биз у келиштин бурун тәйярлиқ қилдуқ. У, тоғрилиқ мәлуматларни йиғип бир там гезити тәйярлидуқ. Бүгүн уни мәктипимизгә чақирип шәрқий түркистан тоғрисида доклат бәргүздуқ.”
Саадәт аслан ханим бу доклат бериш йиғининиң интайин пайдилиқ болғанлиқини баян қилип мундақ деди: “паалийитимиз наһайити яхши өтти. Оқуғучилиримиз шәрқий түркистанда бурун мәйданға кәлгән яки һазир мәйданға келиватқан вәқәләр тоғрисида мәлуматқа игә болди.”
Денизли оқутқучилар толуқ оттура мәктипиниң муавин мудири саадәт аслан ханим оқуғучиларниң шәрқий түркистан һәққидә мәлумати барлиқини, бүгүнки доклатта техиму көп йеңи мәлуматларға игә болғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз шәрқий түркистанни билимиз, әмма пәқәт таратқуларда чиққан хәвәрләрдин билимиз. Шәрқий түркистанлиқ бирсиниң ағзидин буларни аңлаш техиму тәсирлик болиду, әлвәттә. У йәрдә бесимға чидиялмай чәтәлгә көчүп кетишкә мәҗбур қалған бир уйғурниң ағзидин у йәрдики бесимни аңлаш бу бәкла мәнилик иш.”
Шаирә нурәла гөктүрк ханимниң паалийәтлирини йеқиндин көзитип келиватқан түркийә радио-телевизийә идарисидә ишләватқан журналист миркамил қәшқәрли әпәнди нурәла гөктүрк ханимниң бүгүн бир күн ичидә үч паалийәткә иштирак қилип, уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәнликини һәққидә тохталди.
Миркамил қәшқәрли әпәнди нурәла гөктүрк ханимниң 7 яш вақтида түркийәгә кәлгәнликини, өмүр бойи һармай-талмай миллитиниң әркинлики үчүн күрәш қилғанлиқини, бүгүнки паалийитини көрүп пәхирләнгәнликини алаһидә тилға алди.
Нурәла гөктүрк ханим 15-декабир күни ахшими “3-нөвәтлик хәлқаралиқ шаирлар учришиши” ниң ечилиш мурасимиға иштирак қилип, уйғурлар тоғрисида язған шеирлирини декламатсийә қилған.
Шаирә нурәла көктүрк ханимниң һазирғичә икки шеирлар топлими, “уйғур таамлири” намлиқ китаби түрк тилида нәшр қилинған болуп, буларниң сиртида түркийәниң һәрқайси җайлирида доклатларни берип, уйғур мәсилисини тонутмақта. У илгири йәнә “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ китабни түрк тилиға тәрҗимә қилған иди.