Әй зию: түркийидики җасуслуқ һәрикәтлиримизгә әң көп мәбләғ салдуқ

Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ
2013.08.16
sultanahmet-305.png Түркийәниң истанбул шәһридики султан әһмәд мәсчити
Public Domain


Сабиқ хитай дөләт бихәтәрлик министирлиқиниң шинҗаң ишлири ишханисида хизмәт қилған әй зию тәхәлуслуқ хитай җасуси өзиниң уйғурларға аит җасуслуқ һәрикәтлири һәққидики мәлуматиға асасән бәргән “түркийидики җасуслуқ һәрикәтлиримизгә әң көп мәбләғ салдуқ” намлиқ язма доклатида,хитайниң түркийидә җасуслуқ һәрикити үчүн ресторан ечиш җәряни вә мәқсити тоғрисида тохталған.

Әй зию доклатида түркийидики җасуслуқ рестораниниң ечилиши һәққидә тохтилип мундақ деди:

- Түркийидә биз 90 - йилларда бир ресторан ачқан идуқ. У ресторан хоҗайининиң аяли уйғур, өзи хитай иди. Гүли әсли аптоном районлуқ чарвичилиқ назаритидә олтурушлуқ,толиму гүзәл, келишкән қиз иди. Биз уни мәхсус тәрбийиләп, түркийигә йолға селиш вә у йәрдә мәхсус җасуслуқ һәрикитимиз үчүн база қуруш нийитидә әтираплиқ пилан түзидуқ. Қиз ана тилиға, хитай тилиға раван иди. Хитай йигит болса уйғур, қазақ тиллирини мәркизи милләтләр университетида оқуған иди. Қиз дөләт бихәтәрлик министирлиқиниң вәзиписини улуғ дәп билгәнликтин, бизниң мәслиһәтимиз бойичә хитай йигит билән той қилди. Биз уларни шундақ қилип дәсләптә оттура асияға йолға салдуқ. Бу иккиси оттура асияда йәни алматада мәзгил турғандин кейин түркийигә барди. Түркийиниң саяһәт районлирида дәсләптә кичикрәк ашхана ачти кейин, улар қизниң түркийидики туғқанлириниң ярдими билән түркийә пуқралиқиға өтүп болғандин кейин, һәшәмәтлик хитайчә ресторандин бирни ачти. Шуниң билән бизниң түркийидин игиләйдиған ахбаратимиз әтираплиқ болди. Бу ресторант һазирму бар.

Әй зию доклатида түркийидики уйғур җасуслири һәққидә тәпсилий тохтилип мундақ деди:

- Түркийидики уйғур җасуслар төвәндикидәк үч хилға бөлүниду. Биринчиси, хитай консулханисиға бивастә җасуслуқ қилидиған җасуслар болуп, бу хилдики җасуслар вақти - вақтида консулхана билән учришип, учур берип туриду. Иккинчи хилдики җасуслар уйғур аптоном райондики бихәтәрлик тармақлириға йәни вилайәт вә областларға бивастә қарайдиған җасуслар болуп, улар интернет вә телефон арқилиқ учур йоллайду. Үчинчи хилдики җасуслар бейҗиңға бивастә қарайдиған җасуслардур.

Биринчи хилдики җасусларға консулхана бивастә һәқ бериду, улар елип киргән паспортларға тиздин виза берилиду. Айлиқ қулақлиқ һәққи адәттә икки - үч йүз доллар болуп, һейт - айәм, байрам күнләрдә уларни консулхана меһман қилип қойиду вә соға бериду. Үч йилда бир қетим хитайни һәқсиз зиярәт қилиш саяһәт пурситигә еришиду. Иккинчи хилдики җасуслар болса чегридин елип киргән вә елип кетилмәкчи болған маллириға баҗ кәчурум қилиниду. Үчинчи хилдикиләр болса мәркизи һөкүмәт уларға хитайниң банкилиридин өсүмсиз қәрз бериш, хитай ичидә ширкәт қурушиға маслишип, ширкәт қурдуруш, қурулған бу ширкәтләр вәтән ичи вә сиртидин уйғурлар һәққидә учур топлаш қатарлиқ вәзипиләрдә болиду. Үрүмчидә 90 - йиллардин кейин та һазирғичә қурулған түркийә пуқраси уйғурларниң ширкәтлири асасән җасуслуқ органлири тәрипидин һәмкарлишип қурулған ширкәтләр. Мәсилән: үрүмчидики йеңи шәһәр тәрәққият райондики xxxx һәмкарлиқ ширкити, xxx бүркүт сода сарийи, xxx кейим - кичәк ширкити, xxx белиқ мәһсулатлири ширкити дегәнләр бизниң ширкәтлиримиздур.

Әй зию бейҗиң олимпиктин илгири түркийидә елип берилған хитайниң җасуслуқ һәрикити тоғрисида тохтилип мундақ деди:

- Биз бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик йиғинини аман - есән өткүзүш үчүн түркийидики җасуслуқ һәрикитимизгә көпләп мәбләғ салдуқ. Түркийидики хәтәрлик дәп қаралған вә бейҗиң олимпикигә адәм тәшкилләп, бузғунчилиқ қилиш еһтимали бар дәп қаралған тәсири күчлүк шәхисләрниң 24 саәтлик һәрикитини көзитиш үчүн, түркийә һөкүмитигә вә түркийидики барлиқ уйғур җасуслириға уқтуруш қилип, улар тоғрисида игилигән барлиқ учурларни бизгә вақтида йоллашқа буйридуқ. Уйғур аптоном районлуқ дөләт бихәтәрлики органлириниң хадимлири түркийигә хитайниң ширкәт паспорти билән визисиз кириш шараитидин пайдилинип, сапакойдики xx қулақниң өйидә, зәйтун бурнудики ака - ука қулақ xx ләрниң өйлиридә бималал йетип қопуп йүрүп, әтираплиқ топланған учурларни мәркәзгә йоллап турди. Бундин башқа түркийидики нопузлуқ уйғур дохтурлиридин xx әпәндиләр хитай консулханисида, өзлириниң дохтурханилирида вә һәтта өйлиридә болсун, бизгә керәклик учурларни берип турди. Әнқәрәдин болса биринчи қоллуқ әтираплиқ систимилиқ йезилған xx ханимниң вә xx әпәндиниң йоллиған учурлириға апирин оқумай туралмаймиз. Истанбулниң явропа бөликидә олтуридиған xx әпәнди вә xx ханимларму әлвәттә махташқа тегишлик түркийидики қулақлиримиз дәп қараймән.

Әй зию доклатида түркийидин йилда тәшкиллинип хитай вә уйғур аптоном райониға саяһәткә баридиған түркийидики уйғурларниң асаслиқи хитай җасуслуқ органлириниң қулақлири икәнликини баян қилип мундақ деди:

- Әнқәрәдики баш әлчиханимизгә хитай җасуслуқ органлириниң дөләт ичидин йоллиған тизимликкә асасән түркийидики қулақлиримиз хитай вә уйғур аптоном районида саяһәткә орунлаштурулиду. Саяһәт җәрянида улар билән җасуслуқ органлириниң хадимлири айрим күнләрдә сөһбәттә болиду. Кәчлики уларға алаһидә зияпәт берилип, һарақ - шарап қоюлуп, ахири уларниң һоҗрисиға бирдин хитай қизлири һәмраһлиққа киргүзүлиду. Бу өмәкниң ичидә һәтта шәрқий түркистанниң мустәқилиқи үчүн афғанистанда қорал тутқан xxx әпәндиләрму бар.

Ахирида зияритимизни қобул қилған түркийидики дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк бу мәсилә һәққидә тохтилип өтти.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.