“түркниң қаниған яриси” дегән йиғинда уйғур мәсилиси
2016.04.29

25 - Апирил дүшәнбә күни коҗаәлиниң гәбзә наһийисидә түркийә мәмур - хизмәтчиләр вәхпи йәни түркав гәбзә шөбисиниң уюштуруши билән “түркниң қаниған яриси” дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинда уйғур, әзәрий вә түркмәнләрниң мәсилилири оттуриға қоюлди вә музакирә қилинди. Йиғинда қазақ түрклири тәлим - тәрбийә вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи сәркан динчтүрк, әзәрбәйҗан бирлики тәшкилати башлиқи ачил сәмәтбәйли, түркмән ели инсан һәқлири җәмийити башлиқи саваш авҗи, түрк тилида сөзлишидиған өлкиләр хәлқара журналистлар җәмийити башлиқи гүнгөр явузаслан қатарлиқ шәхсләр сөз қилди.
Бу илмий муһакимә йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған түркийә мәмур - хизмәтчиләр вәхпиниң гәбзә шөбә башлиқи әхмәт виҗдан әпәнди йиғинға қатнашқучиларға тәшәккүр еқитқандин кейин мундақ деди: “пүтүн һаятини шәрқий түркистан мустәқиллиқи үчүн атиған алтай тағлириниң бүркүти, қазақларниң хани осман батурни әсләш үчүн бу йәргә җәм болдуқ. Түрк мәвҗудийитини вә қийинчилиқ мәсилилирини музакирә қилидиған бу йиғинда шәрқий түркистанда инсандәк яшаш һәқ - һоқуқлири қоллиридин елинған, әмма дуня җамаити арисида күнтәртипкә кәлмигән бир паҗиәни күнтәртипкә кәлтүрүш үчүн җәм болдуқ.”
Йиғинда сөз қилған түркчә сөзлишидиған районлар хәлқара журналистлар җәмийитиниң рәиси гүнгөрявуз аслан әпәнди җәмийитиниң хизмәт саһәсини тонуштуруп мундақ деди: “бизниң хизмәт системимиз тағлиқ қарабағдин түркмән елигичә, шәрқий түркистан, қиримғичә пүтүн түрк дунясиниң аңлитилмиған дәрдлирини дуняға аңлитиш.”
Йиғинда сөз қилған қазақ түрклири тәлим - тәрбийә вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси сәркан динчтүрк уйғур дияриниң тарихи, җуғрапийилик алаһидиликлири, нопуси вә хәлқниң иҗтимаий һаяти тоғрисида тохталди.
Сәркан динчтүрк шәрқий түркистанниң немә үчүн хитай ишғали астида икәнлики тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “хитайниң 25% пирсәнтини биз шәрқий түркистанлиқлар бақимиз. Хитайниң енергийә еһтияҗиниң йүздә 40% пирсәнтини шәрқий түркистан тәминләйду. Көмүрниң йүздә 70% пирсәнт еһтияҗини биз беримиз. Йәр асти бир һакимийәт бар, тәк партийә һөкүмранлиқ қилиду. Шәрқий түркистанда көплигән хитай көчмәнләр яшайду. Туғут чәкләш сиясити бар. Хитай туғут чәкләшни бикар қилди дәйду әмәлийәттә бу шәрқий түркистандики көчмән хитайларға рухсәт қилинған бир сиясәт. Шәрқий түркистанда яшайдиған мениң қазақ, уйғур, өзбек қериндашлирим хитайниң ички өлкилиридики һеч қандақ бир завут - фабрикиларда хизмәткә орунлишалмайду. Бейҗиңда вә яки башқа шәһәрләрдә һеч қандақ меһманханилар ятақ бәрмәйду.
Сәркан динчтүрк йәнә уйғур вә қазақларниң һазирқи әһвали тоғрисида мәлумат берип, уйғур вә қазақларниң диний вә миллий бесимларға учраватқанлиқини, иҗтимаий җәмийәттә чәткә қеқилиш, айримичилиқ, кәмситишкә учраватқанлиқини, ишқа орунлишалмай нурғун кишиләрниң ишсиз қалғанлиқини, хитайда чәкләнгән зәһәрлик чекимлик әткәсчилики уйғур диярида әркин қоюп берилгәнликини билдүрди вә нурғун һәқсизлиқларниң йүз бериватқанлиқини баян қилди.
Сәркан динчтүрк сөзидә йәнә, уйғур вә қазақ хәлқиниң хитай миллитидин айрим бир милләт икәнликини, тили, мәдәнийити, өрп - адити вә өтмүш тарихиниң айрим икәнликини, билдүрди вә тарихи пакитларни оттуриға қоюп әмәлий мисаллар көрсәтти.
Сәркан динчтүрк шәрқий түркистандин түркийәгә көчүп келип зәйтинбурнуға олтурақлашқан бир қазақ аилиниң оғлидур. У илгири шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң баш катипи болуп хизмәт қилған болуп, һазир мәркизи зәйтинбурнға җайлашқан қазақ түрклири тәлим - тәрбийә вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси болуп паалийәт көрсәтмәктә.