Уйғур академийәси һәйити түркийә парламентида муһим учришишларни елип барди
2019.01.21

Уйғур академийәсиниң рәиси, измирдики әгә университетиниң профессори, доктор алимҗан инайәт билән академийәниң иҗраийә рәиси аблимит қарахан әпәнди түркийә парламенти инсан һәқлири комитетиниң әзаси, “ийи”, йәни “яхши” партийәсиниң парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди вә бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси вә парламент әзаси мустафа дәстичи әпәндиләр билән айрим-айрим учришип, уйғурларниң маарип җәһәттики бәзи тәләплирини йәткүзди.
Булардин сирт мәзкур һәйәт йәнә түркийә алий мәктәпләрни башқуруш идарисиниң мәсуллири вә түркийә парламенти маарип комитетиниң мәсуллири биләнму учришип, түркийәдики уйғурларниң тәләп хетини сунди. Мәзкур һәйәт уйғур дияриниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисидиму мәлумат бәрди. Профессор алимҗан инайәт әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, уйғур академийәси елип барған учришишлар һәққидә мәлумат бәрди.
Кейинки йилларда, болупму 2014-йилидин 2016-йилиғичә болған арилиқта түркийәгә көп санда уйғур көчүп кәлди. Булар маарип җәһәттиә бәзи қийинчилиқларға дучар болмақта. Уйғур академийәсиниң рәиси алимҗан инайәт әпәнди бу қетимқи әнқәрә зияритидә түркийәниң мунасивәтлик идарә-җәмийәтлиригә уйғурларниң маарип җәһәттә дуч келиватқан қийинчилиқлири һәққидики тәләп хетини тапшурди. Мәзкур тәләп хәттә уйғурларниң хитайдики алий мәктәпләрдин алған дипломлириниң түркийәдә қобул қилиниши, түркийәдә панаһлиқ тилигән уйғурларниң пәрзәнтлириниң түркийәдики мәктәпләргә тизимлитишиға қулайлиқ яритилип берилиши вә шундақла түркийә һөкүмитиниң уйғур дияридики җаза лагерлириға қамалған уйғур зиялийлириға көңүл бөлүши қатарлиқ мәсилиләр баян қилинған.
Алимҗан инайәт әпәнди 18-январ күни түркийә парламенти инсан һәқлири комитетиниң әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди билән учришип, хитайда инсаний һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичиликигә учрап түркийәгә кәлгән уйғурларниң түркийәдики оқуш һәққидин толуқ пайдилиналиши керәкликини, “яхши” партийәсиниң буниңға ярдәм қилиши керәкликини баян қилди. Фаһрәттин йоқуш әпәнди уйғурларниң тәләплирини аңлиғандин кейин, уйғурларниң қийинчилиқлирини һәл қилиш үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “маарип комитетидин исмаил қонҗуқ әпәнди биләнму көрүшимән, мән инсан һәқ вә һоқуқлири комитетиниң әзаси болуш сүпитим билән қолумдин кәлгәнни қилимән. Бу илтимасиңларни көчмәнләр комитетиғиму бериңлар, һәл қилишқа тиришайли.”
Арқидин профессор алимҗан инайәт әпәнди билән аблимит қарахан әпәнди парламент әзаси, бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мустафа дәстичи әпәнди билән көрүшүп, уйғурлар дучар болуватқан қийинчилиқларни аңлатти вә уйғурларниң тәләплири баян қилинған доклатни сунди. У уйғурларниң бу қийинчилиқлиридин хәвәрдар икәнликини, һәл қилдуруш үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “хош келипсиләр, силәрни партийәмиз мәркизидә күтүвалғанлиқим үчүн көп хурсән болдум. Партийәмизниң ишики һәр даим шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға очуқ. Сиз баян қилип өткән қийинчилиқларниң һәммисидин хәвәрдармән. Буларни һәл қилиш үчүн һазирғичә қолимиздин кәлгәнни қилдуқ, бундин кейинму қолимиздин кәлгән тиришчанлиқларни көрситимиз. Шәрқий түркистан дәваси пәқәтла шәрқий түркистанлиқларниң дәвасила әмәс, бәлки бизниң вә түрк дунясиниңму дәвасидур. Шуңа мән һәм бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси вә парламент әзаси болуш сүпитим билән шәрқий түркистан мәсилисидә бизгә чүшкән вәзипини орундашқа тиришип кәлдим, бундин кейинму вәзипимизни ада қилишқа тиришимиз.”
Түркийә ички ишлар министири сулайман сойлу әпәндиниң өткән һәптә иҗтимаий таратқуларда тарқатқан мәлуматларға асасланғанда түркийәдә туруш рухсити билән туруватқан уйғурларниң сани 20 миң әтрапида икән. Кейинки йилларда уйғурларниң түркийәдики саниниң көпийишигә әгишип уйғурлар дучар болуватқан қийинчилиқларму көпийишкә башлиған. Болупму җаза лагерлири мәсилиси оттуриға чиққандин кейин түркийәдә оқуватқан уйғур оқуғучилар, һәтта магистирлиқ вә докторлуқ илмий унвани үчүн оқумақчи болғанларму қийинчилиққа дучар болушқа башлиған. Уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси аблимит қарахан әпәнди түркийәдики уйғурлар дучар болуватқан қийинчилиқларниң һәл болуш еһтималиниң юқири икәнликини баян қилди.
Уйғур академийәси 2009-йили 9 нәпәр уйғур зиялийси тәрипидин қурулған болуп, һәр йили түрлүк темиларда илмий муһакимә йиғинлири чақирғандин сирт, 2014-йилидин бүгүнгичә яхши оқуватқан уйғур оқуғучиға оқуш мукапати тарқитип кәлмәктә.